< Қанун шәрһи 26 >

1 Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминға кирип уни өзүңниң қилип егиләп олтирақлашқанда,
Sen Perwerdigar Xudaying sanga miras qilip béridighan zémin’gha kirip uni özüngning qilip igilep olturaqlashqanda,
2 Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминниң һосулини алғанда, сән йәрниң дәсләпки пишқан мевисини елип, севәткә селип Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини қоюшқа таллайдиған җайға елип беришиң керәк;
Perwerdigar Xudaying sanga béridighan zéminning hosulini alghanda, sen yerning deslepki pishqan méwisini élip, séwetke sélip Perwerdigar Xudaying Öz namini qoyushqa tallaydighan jaygha élip bérishing kérek;
3 андин шу вақиттики каһинниң қешиға кәлтүрүп, униңға: «Пәрвәрдигар Өзи бизгә беришкә ата-бовилиримизға қәсәм қилған зиминға кирдим, бүгүн мән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида шундақ болғиниға гувамән», дәп ейтисән.
andin shu waqittiki kahinning qéshigha keltürüp, uninggha: «Perwerdigar Özi bizge bérishke ata-bowilirimizgha qesem qilghan zémin’gha kirdim, bügün men Perwerdigar Xudayingning aldida shundaq bolghinigha guwahmen», dep éytisen.
4 Каһин севәтни қолуңдин елип уни Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң алдида қойиду;
Kahin séwetni qolungdin élip uni Perwerdigar Xudayingning qurban’gahining aldida qoyidu;
5 андин сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип мундақ дәйсән: — «Мениң атам әсли ғериб бир арамий еди; Мисирға чүшүп олтирақлашти; улар шу йәрдә сани аз мусапир болсиму, барғансери көпийип улуқ, күчлүк, чоң бир хәлиқ болди.
andin sen Perwerdigar Xudayingning aldida söz qilip mundaq deysen: — «Méning atam esli ghérib bir aramiy idi; Misirgha chüshüp olturaqlashti; ular shu yerde sani az musapir bolsimu, barghanséri köpiyip ulugh, küchlük, chong bir xelq boldi.
6 Лекин Мисирлиқлар бизгә қаттиқ қоллуқ қилип, зулум селип бизни еғир әмгәккә салди.
Lékin Misirliqlar bizge qattiq qolluq qilip, zulum sélip bizni éghir emgekke saldi.
7 Амма биз ата-бовилиримизниң Худаси Пәрвәрдигарға пәряд қиливидуқ, Пәрвәрдигар авазимизни аңлап биз тартиватқан харлиқ, җапа вә зулумға нәзирини салди.
Emma biz ata-bowilirimizning Xudasi Perwerdigargha peryad qiliwiduq, Perwerdigar awazimizni anglap biz tartiwatqan xarliq, japa we zulumgha nezirini saldi.
8 Шуниң билән Пәрвәрдигар күчлүк қол вә узартқан биләк, дәһшәтләр вә мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр билән бизни Мисирдин чиқирип
Shuning bilen Perwerdigar küchlük qol we uzartqan bilek, dehshetler we möjizilik alametler we karametler bilen bizni Misirdin chiqirip
9 бизни бу йәргә елип келип бу зиминға, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға егә қилди!
bizni bu yerge élip kélip bu zémin’gha, yeni süt bilen hesel éqip turidighan bir zémin’gha ige qildi!
10 Әнди мана, әй Пәрвәрдигар, сән Маңа бәргән бу зиминниң мевисиниң дәсләпки пишқинини сениң қешиңға әкәлдим», дәйсән. Шуларни дәп, севәтни Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида қоюп, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сәҗдә қилисән;
Emdi mana, ey Perwerdigar, sen Manga bergen bu zéminning méwisining deslepki pishqinini séning qéshinggha ekeldim», deysen. Shularni dep, séwetni Perwerdigar Xudayingning huzurida qoyup, Perwerdigar Xudayingning aldida sejde qilisen;
11 шундақ қилип сән вә өйүңдикиләр Пәрвәрдигар Худайиңниң силәргә ата қилған һәммә немәтлиридин хуш болуңлар; өзүң, Лавийлар вә араңларда туридиған мусапирлар қошулуп шатлиниңлар.
shundaq qilip sen we öyüngdikiler Perwerdigar Xudayingning silerge ata qilghan hemme németliridin xush bolunglar; özüng, Lawiylar we aranglarda turidighan musapirlar qoshulup shadlininglar.
12 Сән һәр үчинчи жилида, йәни ондин бири болған өшрә жилида һәммә һосулуңниң ондин бирини өшрә айрип болғандин кейин, сән Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға дәрвазилириңниң ичидә шулардин йәп тоюнсун дәп берисән;
Sen her üchinchi yilida, yeni ondin biri bolghan öshre yilida hemme hosulungning ondin birini öshre ayrip bolghandin kéyin, sen Lawiy bilen musapirgha, yétim-yésir, tul xotunlargha derwaziliringning ichide shulardin yep toyunsun dep bérisen;
13 вә сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип шундақ дәйсән: «Мән өйүмдин [Худаға] муқәддәс қилинған нәрсиләрни айрип елип чиқип, сән Маңа тапилиған әмир бойичә буларни Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға бәрдим; мән Сениң әмирлириңниң һеч бирини нә бузмидим, нә һеч қачан унутмидим;
we sen Perwerdigar Xudayingning aldida söz qilip shundaq deysen: «Men öyümdin [Xudagha] muqeddes qilin’ghan nersilerni ayrip élip chiqip, sen Manga tapilighan emr boyiche bularni Lawiy bilen musapirgha, yétim-yésir, tul xotunlargha berdim; men Séning emrliringning héchbirini ne buzmidim, ne héchqachan unutmidim;
14 матәм тутқанлиримда шулардин һеч немини йемидим, напак һаләттә туруп буниңдин бир немини алмидим; өлгән кишигә атап буниңдин һеч немә бәрмидим, бәлки Пәрвәрдигар Худайимниң авазини аңлап һәр ишта Сән маңа әмир қилғиниң бойичә қилдим.
matem tutqanlirimda shulardin héchnémini yémidim, napak halette turup buningdin birnémini almidim; ölgen kishige atap buningdin héchnéme bermidim, belki Perwerdigar Xudayimning awazini anglap her ishta Sen manga emr qilghining boyiche qildim.
15 Әнди Сән муқәддәс маканиң болған асманлардин нәзәр селип Өз хәлқиң Исраилни, шундақла ата-бовилиримизға қәсәм билән қилған вәдәң бойичә, һәсәл билән сүт ақидиған, бизгә бәргән бу зиминни бәрикәтлигәйсән».
Emdi Sen muqeddes makaning bolghan asmanlardin nezer sélip Öz xelqing Israilni, shundaqla ata-bowilirimizgha qesem bilen qilghan wedeng boyiche, hesel bilen süt aqidighan, bizge bergen bu zéminni beriketligeysen».
16 Бүгүн Пәрвәрдигар Худайиң бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә әмәл қилишқа әмир қилди; пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән уларни тутуп уларға әмәл қил.
Bügün Perwerdigar Xudaying bu belgilimilerge hem hökümlerge emel qilishqa emr qildi; pütün qelbing, pütün jéning bilen ularni tutup ulargha emel qil.
17 Сән бүгүн Пәрвәрдигарни өзүңниң Худайиң болушқа, шундақла Униң йоллирида меңишқа, Униң бәлгүлимилиригә, Униң әмирлиригә, Униң һөкүмлиригә әмәл қилип Униң авазиға қулақ селишқа қобул қилдиң;
Sen bügün Perwerdigarni özüngning Xudaying bolushqa, shundaqla Uning yollirida méngishqa, Uning belgilimilirige, Uning emrlirige, Uning hökümlirige emel qilip Uning awazigha qulaq sélishqa qobul qilding;
18 вә Пәрвәрдигар болса бүгүн силәрни Өзиниң хас хәлқи болушқа, униң барлиқ әмирлирини тутушқа (у силәргә вәдә қилғандәк) силәрни қобул қилди.
we Perwerdigar bolsa bügün silerni Özining xas xelqi bolushqa, Uning barliq emrlirini tutushqa (U silerge wede qilghandek) silerni qobul qildi.
19 Шундақ болса, У силәргә иззәт, нам-шөһрәт вә шан-шәрәп берип, Өзи яратқан барлиқ әлләрдин силәрни үстүн қилиду. Буниң билән силәр униң ейтқинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн муқәддәс бир хәлиқ болисиләр.
Shundaq bolsa, U silerge izzet, nam-shöhret we shan-sherep bérip, Özi yaratqan barliq ellerdin silerni üstün qilidu. Buning bilen siler Uning éytqinidek, Perwerdigar Xudayinglar üchün muqeddes bir xelq bolisiler.

< Қанун шәрһи 26 >