< Қанун шәрһи 25 >
1 Әгәр икки киши бир нәрсини талишип қелип, һөкүм беришни тәләп қилип сот алдиға кәлсә, ундақта сорақчилар дәваға һөкүм чиқирип һәқдарни һәқ, гунайи бар адәмни гунакар дәп җакалисун.
Eger ikki kishi birnersini taliship qélip, höküm bérishni telep qilip sot aldigha kelse, undaqta soraqchilar dewagha höküm chiqirip heqdarni heq, gunahi bar ademni gunahkar dep jakarlisun.
2 Әгәр гунакар адәм дәрригә лайиқ болса, сорақчи уни өзиниң алдида йәргә ятқузуп, униң қилған гунайиға лайиқ санап дәррилисун.
Eger gunahkar adem derrige layiq bolsa, soraqchi uni özining aldida yerge yatquzup, uning qilghan gunahigha layiq sanap derrilisun.
3 Лекин пәқәт қириқ дәррила урулсун; шуниңдин зиядә урулмисун, көп урулса шу қериндишиң көз алдиңда кәмситилгән болиду.
Lékin peqet qiriq derrila urulsun; shuningdin ziyade urulmisun, köp urulsa shu qérindishing köz aldingda kemsitilgen bolidu.
4 Сән хаман тепиватқан калиниң ағзини боғмиғин.
Sen xaman tépiwatqan kalining aghzini boghmighin.
5 Әгәр бир йәрдә туридиған қериндаш ака-иниларниң бири бала йүзи көрмәй өлүп кәтсә, өлгән кишиниң аяли ят бир кишигә тәгмисун; бәлки униң ериниң биртуққан қериндиши униң қешиға кирип уни хотунлуққа елип, биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилсун;
Eger bir yerde turidighan qérindash aka-inilarning biri bala yüzi körmey ölüp ketse, ölgen kishining ayali yat bir kishige tegmisun; belki uning érining birtughqan qérindishi uning qéshigha kirip uni xotunluqqa élip, birtughqan qérindashliq burchini ada qilsun;
6 өлгән қериндишиниң исми Исраилдин өчүрүлмәслиги үчүн аялниң тунҗа балисиға униң исми қоюлсун.
ölgen qérindishining ismi Israildin öchürülmesliki üchün ayalning tunji balisigha uning ismi qoyulsun.
7 Лекин әгәр бу киши йәңгисини елишни халимиса, йәңгиси [шәһәр] дәрвазисидики ақсақалларниң қешиға берип: «Еримниң биртуққан қериндиши өз қериндишиниң исмини Исраилда қалдурушқа унимиди; у мән үчүн биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилишқа унимиди», дәп ейтсун.
Lékin eger bu kishi yenggisini élishni xalimisa, yenggisi [sheher] derwazisidiki aqsaqallarning qéshigha bérip: «Érimning birtughqan qérindishi öz qérindishining ismini Israilda qaldurushqa unimidi; u men üchün birtughqan qérindashliq burchini ada qilishqa unimidi», dep éytsun.
8 Андин униң шәһиридики ақсақаллар уни чақиртип униңға несиһәт қилсун; әгәр у: «Мән уни хотунлуққа елишни халимаймән», дәп чиң турувалса,
Andin uning shehiridiki aqsaqallar uni chaqirtip uninggha nesihet qilsun; eger u: «Men uni xotunluqqa élishni xalimaymen», dep ching turuwalsa,
9 йәңгиси ақсақалларниң көз алдида униң қешиға берип, униң путидин кәшини салдуруп, йүзигә төкүрүп: «Бир туққан қериндиши үчүн аилә қурушқа унимиған кишигә шундақ қилинсун!» дәп җакалисун.
yenggisi aqsaqallarning köz aldida uning qéshigha bérip, uning putidin keshini saldurup, yüzige tökürüp: «Bir tughqan qérindishi üchün aile qurushqa unimighan kishige shundaq qilinsun!» dep jakarlisun.
10 Шу кишиниң нами Исраилниң ичидә: «Кәши селинғучиниң өйи» дәп аталсун.
Shu kishining nami Israilning ichide: «Keshi sélin’ghuchining öyi» dep atalsun.
11 Әгәр икки адәм бир-бири билән урушуп қалғинида бириниң аяли өз еригә ярдәмлишип ерини урғучиниң қолидин аҗратмақчи болуп, қолини узитип урғучиниң җан йерини тутувалса,
Eger ikki adem bir-biri bilen urushup qalghinida birining ayali öz érige yardemliship érini urghuchining qolidin ajratmaqchi bolup, qolini uzitip urghuchining jan yérini tutuwalsa,
12 ундақта сән униңға һеч рәһим қилмай қолини кесивәт.
undaqta sen uninggha héch rehim qilmay qolini késiwet.
13 Сениң халтаңда чоң-кичик икки хил тараза теши болмисун.
Séning xaltangda chong-kichik ikki xil taraza téshi bolmisun.
14 Өйүңдә чоң-кичик икки хил әфаһ сақлима.
Öyüngde chong-kichik ikki xil efah saqlima.
15 Тараза тешиң топтоғра, дурус болсун; әфаһиңму топтоғра, дурус болсун. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда өмрүң узун болиду.
Taraza téshing toptoghra, durus bolsun; efahingmu toptoghra, durus bolsun. Shundaq qilsang Perwerdigar Xudaying sanga béridighan zéminda ömrüng uzun bolidu.
16 Чүнки кимки шундақ ишлар қилса, кимки наһәқ иш қилса, Худайиң Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик санилиду.
Chünki kimki shundaq ishlar qilsa, kimki naheq ish qilsa, Xudaying Perwerdigarning aldida yirginchlik sanilidu.
17 Мисирдин чиқип келиватқиниңларда Амаләкләрниң силәргә немә қилғинини есиңларда тутуңлар;
Misirdin chiqip kéliwatqininglarda Amaleklerning silerge néme qilghinini ésinglarda tutunglar;
18 улар Худадин қорқмай, йолда силәргә учрап, силәр һерип-чарчап һалиңлар қалмиған чағда, кәйниңларда қалған аҗиз кишиләрни уруп йоқатмидиму? У Худадин һеч қорқмиди.
ular Xudadin qorqmay, yolda silerge uchrap, siler hérip-charchap halinglar qalmighan chaghda, keyninglarda qalghan ajiz kishilerni urup yoqatmidimu? U Xudadin héch qorqmidi.
19 Шуңа, Пәрвәрдигар Худайиң мирасиң болсун дәп саңа егиләшкә беридиған зиминда, Пәрвәрдигар Худайиң әтрапиңдики барлиқ дүшмәнлириңдин аманлиқ бәргинидә, Амаләкләрниң намини асманниң тегидә әсләнмигидәк дәриҗидә өчүрүвәт; бу ишни унутма.
Shunga, Perwerdigar Xudaying mirasing bolsun dep sanga igileshke béridighan zéminda, Perwerdigar Xudaying etrapingdiki barliq düshmenliringdin amanliq berginide, Amaleklerning namini asmanning tégide eslenmigüdek derijide öchürüwet; bu ishni unutma.