< Қанун шәрһи 24 >

1 Әгәр бириси бир аялни әмригә алғандин кейин униңда бирәр сәт ишни билип, униңдин сөйүнмисә, ундақта у талақ хетини пүтүп, униң қолиға бериши керәк; андин уни өз өйидин чиқиривәтсә болиду.
“人若娶妻以后,见她有什么不合理的事,不喜悦她,就可以写休书交在她手中,打发她离开夫家。
2 Аял униң өйидин чиққандин кейин башқа әргә тәгсә болиду.
妇人离开夫家以后,可以去嫁别人。
3 Бу иккинчи әрму уни яман көрүп, талақ хетини йезип қолиға берип уни өз өйидин чиқиривәтсә яки уни алған иккинчи ери өлүп кәтсә
后夫若恨恶她,写休书交在她手中,打发她离开夫家,或是娶她为妻的后夫死了,
4 уни қоюп бәргән авалқи ери уни напак һесаплап, иккинчи қетим хотунлуққа алмисун; чүнки ундақ қилса, Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик иш болиду. Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминниң үстигә гуна жүклимигин.
打发她去的前夫不可在妇人玷污之后再娶她为妻,因为这是耶和华所憎恶的;不可使耶和华—你 神所赐为业之地被玷污了。”
5 Әгәр бирким йеңидин хотун алған болса униңға нә җәңгә чиқиш, нә башқа бирәр ишқа буйрулмисун; у бәлки алған хотунини хуш қилиш үчүн бир жилғичә әркин-азат болуп өйидә олтарсун.
“新娶妻之人不可从军出征,也不可托他办理什么公事,可以在家清闲一年,使他所娶的妻快活。
6 Һеч ким ярғунчақ яки түгмәнниң үсти тешини капаләткә алмисун; чүнки бу иш бирисиниң һаятини капаләткә алғандәк болиду.
“不可拿人的全盘磨石或是上磨石作当头,因为这是拿人的命作当头。
7 Әгәр бирким Исраиллардин болған қериндишиниң бирини булап келип, уни қулдәк ишләтсә вә яки уни сетивәтсә шу булаңчи өлтүрүлсун; силәр шундақ қилсаңлар араңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
“若遇见人拐带以色列中的一个弟兄,当奴才待他,或是卖了他,那拐带人的就必治死。这样,便将那恶从你们中间除掉。
8 Песә-мохо вабаси пәйда болса, өзүңларға пәхәс болуңлар, Лавий каһинларниң силәргә барлиқ көрсәткинини қилиңлар; мән уларға қандақ әмир қилған болсам шуниңға көңүл қоюп әмәл қилиңлар.
“在大麻风的灾病上,你们要谨慎,照祭司利未人一切所指教你们的留意遵行。我怎样吩咐他们,你们要怎样遵行。
9 Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңларниң йолда Мәрйәмгә қандақ қилғинини әскә елиңлар.
当记念出埃及后,在路上,耶和华—你 神向米利暗所行的事。
10 Әгәр сән өз бурадәр-хошнаңға қәриз бәрсәң, капаләт елиш үчүн өйигә кирмигин;
“你借给邻舍,不拘是什么,不可进他家拿他的当头。
11 бәлки ташқирида туруп тур; саңа қәриздар киши өзи саңа беридиған капаләтни ташқириға елип чиқсун.
要站在外面,等那向你借贷的人把当头拿出来交给你。
12 Шу киши йоқсул болса сән униңдин капаләткә алған [кийимни] йепинип ухлимиғайсән;
他若是穷人,你不可留他的当头过夜。
13 Һеч болмиғанда сән бәлки капаләтни күн патқанда униңға қайтуруп бәргин; шундақ қилсаң у өз тонини йепинип ухлиғанда, саңа бәхит-бәрикәт тиләйду. Шундақ қилсаң бу иш саңа Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида һәққанийлиқ санилиду.
日落的时候,总要把当头还他,使他用那件衣服盖着睡觉,他就为你祝福;这在耶和华—你 神面前就是你的义了。
14 Аҗиз, намрат мәдикарға наһәқлиқ қилма, мәйли у қериндашлириңлардин болсун яки йеза-шәһәрлириңларда турған мусапирлардин болсун.
“困苦穷乏的雇工,无论是你的弟兄或是在你城里寄居的,你不可欺负他。
15 У намратлиқтин өз һәққигә интизар болғачқа, у ишлигән шу күни күн петиштин бурун һәққини чоқум бәргин; болмиса, у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириду, бу иш гуна болуп бешиңға чүшиду.
要当日给他工价,不可等到日落—因为他穷苦,把心放在工价上—恐怕他因你求告耶和华,罪便归你了。
16 Балилириниң җинайити үчүн ата өлтүрүлмисун, балиларму атиниң җинайити үчүн өлтүрүлмисун; бәлки җинайити бар болған һәр бир киши өз гунайи үчүн өлүм җазасини тартсун.
“不可因子杀父,也不可因父杀子;凡被杀的都为本身的罪。
17 Сән мусапир яки житим тоғрисидики һөкүмни бурмилима; тул аялниң кийим-кечәклириниму капаләткә алма,
“你不可向寄居的和孤儿屈枉正直,也不可拿寡妇的衣裳作当头。
18 бәлки өзүңниң Мисирда қул болуп Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин һөр қилип қутқузуп кәлгинини ядиңға кәлтүргин. Шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.
要记念你在埃及作过奴仆。耶和华—你的 神从那里将你救赎,所以我吩咐你这样行。
19 Сән етизлиғиңниң һосулини жиққиниңда бир бағ өнчини унтуп қалған болсаң, уни елип келиш үчүн йенип бармиғин; у өнчә мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун. Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар Худайиң сениң қоллириңниң барлиқ әмгигини бәрикәтләйду.
“你在田间收割庄稼,若忘下一捆,不可回去再取,要留给寄居的与孤儿寡妇。这样,耶和华—你 神必在你手里所办的一切事上赐福与你。
20 Зәйтун дәриғиңни қаққиниңдин кейин шахлирида қалғанлирини қайта қақма; қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
你打橄榄树,枝上剩下的,不可再打;要留给寄居的与孤儿寡妇。
21 Үзүмзарлиғиңниң үзүмлирини жиғип болғандин кейин вашаң қилмиғин. Қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
你摘葡萄园的葡萄,所剩下的,不可再摘;要留给寄居的与孤儿寡妇。
22 Өзүңниң Мисир зиминида қул болғиниңни ядиңға кәлтүргин; шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.
你也要记念你在埃及地作过奴仆,所以我吩咐你这样行。

< Қанун шәрһи 24 >