< Қанун шәрһи 23 >
1 Кимки соқулуш яки кесилиш түпәйлидин ахта қиливетилгән болса, Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
Kimki soqulush yaki késilish tüpeylidin axta qiliwétilgen bolsa, Perwerdigarning jamaitige kirmisun.
2 Кимки һарамдин туғулған болса Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирәлмәс; онинчи әвладиғичә мундақлардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
Kimki haramdin tughulghan bolsa Perwerdigarning jamaitige kirelmes; oninchi ewladighiche mundaqlardin héchkim Perwerdigarning jamaitige kirmisun.
3 Һеч бир Аммоний вә я һеч бир Моабий Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун; онинчи әвладиғичә улардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә һәргиз кирмисун.
Héchbir Ammoniy we ya héchbir Moabiy Perwerdigarning jamaitige kirmisun; oninchi ewladighiche ulardin héchkim Perwerdigarning jamaitige hergiz kirmisun.
4 Сәвәп шуки, силәр Мисирдин чиққиниңларда улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди вә силәргә зиянкәшлик қилишқа силәрни қарғисун дәп, Арам-Наһараимдики Петорлуқ Беорниң оғли Балаамни яллиди.
Seweb shuki, siler Misirdin chiqqininglarda ular aldinglargha yémeklik, su élip chiqmidi we silerge ziyankeshlik qilishqa silerni qarghisun dep, Aram-Naharaimdiki Pétorluq Béorning oghli Balaamni yallidi.
5 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар болса Балаамниң сөзини аңлимай, бәлки силәр үчүн қарғишни бәрикәткә айландурувәтти; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә муһәббәт бағлиған.
Lékin Perwerdigar Xudayinglar bolsa Balaamning sözini anglimay, belki siler üchün qarghishni beriketke aylanduruwetti; chünki Perwerdigar Xudayinglar silerge muhebbet baghlighan.
6 Силәр һәммә күнлириңларда [Аммонийлар вә Моабийлар]ниң аман-есәнлиги вә бәхитини һәргиз истимәңлар.
Siler hemme künliringlarda [Ammoniylar we Moabiylar]ning aman-ésenliki we bextini hergiz istimenglar.
7 Лекин Едомийлар қериндишиңлар болғач, уларға нәпрәт билән қаримаңлар. Мисирлиқларғиму нәпрәт билән қаримаңлар, чүнки силәр уларниң зиминида мусапир болуп турған едиңлар.
Lékin Édomiylar qérindishinglar bolghach, ulargha nepret bilen qarimanglar. Misirliqlarghimu nepret bilen qarimanglar, chünki siler ularning zéminida musapir bolup turghanidinglar.
8 Буларниң үчинчи әвладидин туғулған балилар Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирсә болиду.
Bularning üchinchi ewladidin tughulghan balilar Perwerdigarning ibadet jamaitige kirse bolidu.
9 Дүшмәнлириңгә қарши җәңгә чиқип чедир тиксәң, һәр хил напаклиқтин еһтият қилғин.
Düshmenliringge qarshi jengge chiqip chédir tikseng, herxil napakliqtin éhtiyat qilghin.
10 Әгәр араңларда кечиси бириси чүшидә Шәйтан атлап напак болған болса, у чедиргаһдин чиқип кәтсун; чедиргаһқа удулла кирмисун;
Eger aranglarda kéchisi birsi chüshide Sheytan atlap napak bolghan bolsa, u chédirgahdin chiqip ketsun; chédirgahqa udulla kirmisun;
11 кәчқурун киргәндә у суға чүшүп, күн патқанда чедиргаһға йенип кирсун.
kechqurun kirgende u sugha chüshüp, kün patqanda chédirgahgha yénip kirsun.
12 [Һаҗитиңлар] үчүн чедиргаһниң сиртида бир җайиңлар болсун; тәрәткә шу йәргә бериңлар.
[Hajitinglar] üchün chédirgahning sirtida bir jayinglar bolsun; teretke shu yerge béringlar.
13 Сайманлириң ичидә бир гүҗәк болсун; сән сиртта тәрәткә олтарсаң, униң билән өрәк колап тәритиңни көмүвәт.
Saymanliring ichide bir gürjek bolsun; sen sirtta teretke oltursang, uning bilen örek kolap teritingni kömüwet.
14 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени қутқузушқа, дүшмәнлириңни алдиңларға тапшурушқа чедиргаһиң оттурисида жүриду; шуңа сениң чедиргаһиң пак болсун. Болмиса У сениңкидә бирәр паскинилиқ көрсә сәндин айрилип кетиши мүмкин.
Chünki Perwerdigar Xudaying séni qutquzushqa, düshmenliringni aldinglargha tapshurushqa chédirgahing otturisida yüridu; shunga séning chédirgahing pak bolsun. Bolmisa U séningkide birer paskiniliq körse sendin ayrilip kétishi mumkin.
15 Өз ғоҗисидин қечип йениңға кәлгән қулни өз ғоҗисиға тутуп бәрмигин.
Öz xojisidin qéchip yéninggha kelgen qulni öz xojisigha tutup bermigin.
16 У араңларда силәр билән биллә туруп, қайси шәһәрниң дәрвазиси ичидә қайси йәрни таллиса, шу йәрдә турсун. Силәр униңға зулум қилмаңлар.
U aranglarda siler bilen bille turup, qaysi sheherning derwazisi ichide qaysi yerni tallisa, shu yerde tursun. Siler uninggha zulum qilmanglar.
17 Исраилниң қизлириниң арисида һеч бир паһишә болмисун, Исраилниң оғуллириниң арисида һеч бир паһишә һәзиләк болмисун.
Israilning qizlirining arisida héchbir pahishe bolmisun, Israilning oghullirining arisida héchbir pahishe hezilek bolmisun.
18 Бир қәсәмни беҗа кәлтүрмәк үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә паһишиниң пулини яки һәзиләкниң пулини кәлтүрмигин; чүнки бу иккиси Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничликтур.
Bir qesemni beja keltürmek üchün Perwerdigar Xudayinglarning öyige pahishining pulini yaki hezilekning pulini keltürmigin; chünki bu ikkisi Perwerdigar Xudayingning aldida yirginchliktur.
19 Силәр өз қериндишиңлардин өсүм алмаңлар; пулниң өсүми болсун, ашлиқниң өсүми болсун яки һәр қандақ өсүм алғидәк башқа нәрсиниң өсүмини алсаңлар болмайду.
Siler öz qérindishinglardin ösüm almanglar; pulning ösümi bolsun, ashliqning ösümi bolsun yaki herqandaq ösüm alghudek bashqa nersining ösümini alsanglar bolmaydu.
20 Амма чәтәлликтин өсүм алсаңлар болиду, лекин қериндишиңлардин һеч өсүм алмаңлар. Шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр уни егиләшкә киридиған зиминда, қоллириңларниң барлиқ әмгигидә силәргә бәрикәт бериду.
Emma chetelliktin ösüm alsanglar bolidu, lékin qérindishinglardin héch ösüm almanglar. Shundaq qilsanglar Perwerdigar Xudayinglar siler uni igileshke kiridighan zéminda, qolliringlarning barliq emgikide silerge beriket béridu.
21 Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида бир нәрсини аташқа қәсәм қилған болсаң, униңға әмәл қилишқа һаял қилма. Болмиса, Пәрвәрдигар Худайиң уни сәндин тәләп қилғинида гунакар болисән.
Sen Perwerdigar Xudaying aldida bir nersini atashqa qesem qilghan bolsang, uninggha emel qilishqa hayal qilma. Bolmisa, Perwerdigar Xudaying uni sendin telep qilghinida gunahkar bolisen.
22 Лекин әгәр сән бир нәрсини аташқа қәсәм қилмисаң, у саңа һеч гуна болмайду.
Lékin eger sen bir nersini atashqa qesem qilmisang, u sanga héch gunah bolmaydu.
23 Ағзиңдин чиққанға әмәл қилғин; Пәрвәрдигар Худайиңға қәсәм қилип атиғиниңни, йәни ағзиңниң сөзи бойичә ихтиярий һәдийәңни сунушуң керәк.
Aghzingdin chiqqan’gha emel qilghin; Perwerdigar Xudayinggha qesem qilip atighiningni, yeni aghzingning sözi boyiche ixtiyariy hediyengni sunushung kérek.
24 Сән хошнаңниң таллиғиға кирсәң халиқиниңчә йәп тоюн, амма қача-қучаңға елип маңмиғин.
Sen qoshnangning talliqigha kirseng xalighiningche yep toyun, emma qacha-quchanggha élip mangmighin.
25 Хошнаңниң пишқан зираәтлигигә кирсәң, қолуң билән зираәтниң бешини үзүп алсаң болиду; амма хошнаңниң зираәтлиригә оғақ салғучи болма.
Qoshnangning pishqan ziraetlikige kirseng, qolung bilen ziraetning béshini üzüp alsang bolidu; emma qoshnangning ziraetlirige orghaq salghuchi bolma.