< Қанун шәрһи 22 >
1 Сән қериндишиңниң калиси я қойи езип кәткинини көрсәң, чатиқиң болмай жүрмә; қандақла болмисун, уни қериндишиңниң қешиға йәткүзүп бәр.
Sen qérindishingning kalisi ya qoyi ézip ketkinini körseng, chatiqing bolmay yürme; qandaqla bolmisun, uni qérindishingning qéshigha yetküzüp ber.
2 Әгәрдә қериндишиң саңа йеқин олтармиса вә яки егисини тонумисаң, шу һайванни өз өйүңгә елип келип, қериндишиң уни издәп кәлгичә өзүң сақлап андин униңға тапшуруп бәргин.
Egerde qérindishing sanga yéqin olturmisa we yaki igisini tonumisang, shu haywanni öz öyüngge élip kélip, qérindishing uni izdep kelgüche özüng saqlap andin uninggha tapshurup bergin.
3 Сән охшашла униң жүткән ешиги яки кийимлириниму шундақ қил; шундақла қериндишиңниң һәр қандақ жүткән нәрсисини тепивалсаң, униму шундақ қилғин; сән өзүңни бу иштин қачурмиғин.
Sen oxshashla uning yitken éshiki yaki kiyimlirinimu shundaq qil; shundaqla qérindishingning herqandaq yitken nersisini tépiwalsang, unimu shundaq qilghin; sen özüngni bu ishtin qachurmighin.
4 Әгәр қериндишиңниң ешиги яки калисиниң йолда жиқилип чүшкинини көрсәң, сән бу әһвалдин өзүңни қачурмиғин; қериндишиңға ярдәмлишип улиғини тартип турғузғин.
Eger qérindishingning éshiki yaki kalisining yolda yiqilip chüshkinini körseng, sen bu ehwaldin özüngni qachurmighin; qérindishinggha yardemliship ulighini tartip turghuzghin.
5 Аял киши болса әрләрниң кийимини киймисун; шуниңға охшашла әр киши аял кишиниң кийимини киймисун; чүнки кимки шундақ қилса, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничлик болиду.
Ayal kishi bolsa erlerning kiyimini kiymisun; shuninggha oxshashla er kishi ayal kishining kiyimini kiymisun; chünki kimki shundaq qilsa, Perwerdigar Xudayingning aldida yirginchlik bolidu.
6 Әгәр сән йолда кетиветип, бир дәрәқтә яки йәрдә балилири яки тухумлири болған қушниң угисиға учрисаң, аниси тухум яки балилирини бесип ятқан болса, ана-балилирини бирақла алмиғин;
Eger sen yolda kétiwétip, bir derexte yaki yerde baliliri yaki tuxumliri bolghan qushning uwisigha uchrisang, anisi tuxum yaki balilirini bésip yatqan bolsa, ana-balilirini biraqla almighin;
7 һеч болмиғанда сән анисини қоюветип, балилиринила алсаң болиду; шундақ қилсаң саңа яхши болуп узун өмүр көрисән.
héch bolmighanda sen anisini qoyuwétip, balilirinila alsang bolidu; shundaq qilsang sanga yaxshi bolup uzun ömür körisen.
8 Йеңи бир өй салсаң, өгүзүңгә бир тосма там ясиғин; болмиса бириси униңдин жиқилип чүшсә, өзүңгә қан төкүлүш гунайини кәлтүрүшүң мүмкин.
Yéngi bir öy salsang, ögzengge bir tosma tam yasighin; bolmisa birsi uningdin yiqilip chüshse, özüngge qan tökülüsh gunahini keltürüshüng mumkin.
9 Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин; болмиса териғиниңниң һәммиси вә үзүмзарлиқниң мәһсулатлири булғанған һесаплиниду.
Öz üzümzarliqinggha ikki xil uruq chachmighin; bolmisa térighiningning hemmisi we üzümzarliqning mehsulatliri bulghan’ghan hésablinidu.
10 Сән кала билән ешәкни биргә қошуп йәр һайдимиғин.
Sen kala bilen éshekni birge qoshup yer heydimigin.
11 Жуң вә канаптин ибарәт икки хил жиптин тоқолған кийимни киймигин.
Yung we kanaptin ibaret ikki xil yiptin toqolghan kiyimni kiymigin.
12 Сән йепинған тонуңниң төрт бүҗигигә пөпүк қойғин.
Sen yépin’ghan tonungning töt burjikige pöpük qoyghin.
13 Әгәр бири хотун елип униңға йеқинчилиқ қилғандин кейин униңға өч болуп,
Eger biri xotun élip uninggha yéqinchiliq qilghandin kéyin uninggha öch bolup,
14 Униң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплап, әрз қилип: «Мән бу хотунни алдим, лекин униңға йеқинчилиқ қилсам униң қиз әмәслигини билдим» десә,
Uning yaman gépini qilip, uninggha betnam chaplap, erz qilip: «Men bu xotunni aldim, lékin uninggha yéqinchiliq qilsam uning qiz emeslikini bildim» dése,
15 ундақта қизниң ата-аниси қизниң паклиқ испатини елип шәһәр дәрвазисида олтарған шәһәрниң ақсақаллириға кәлтүрсун,
undaqta qizning ata-anisi qizning pakliq ispatini élip sheher derwazisida olturghan sheherning aqsaqallirigha keltürsun,
16 андин қизниң атиси ақсақалларға сөз қилип: «Мән қизимни бу кишигә хотунлуққа бәрдим, лекин у униңға өч болуп қалди;
andin qizning atisi aqsaqallargha söz qilip: «Men qizimni bu kishige xotunluqqa berdim, lékin u uninggha öch bolup qaldi;
17 вә мана, у униң яман гепини қилип, бәтнам чаплап әрз қилип: «Қизиңниң қиз әмәслигини билдим» дәйду. Бирақ мана қизимниң паклиқ испати!» дәп, испат рәхтни ақсақалларниң алдида йейип қойсун.
we mana, u uning yaman gépini qilip, betnam chaplap erz qilip: «Qizingning qiz emeslikini bildim» deydu. Biraq mana qizimning pakliq ispati!» dep, ispat rextni aqsaqallarning aldida yéyip qoysun.
18 У вақитта шәһәрниң ақсақаллири ерини тутуп униңға таяқ-тәрбийә берип,
U waqitta sheherning aqsaqalliri érini tutup uninggha tayaq-terbiye bérip,
19 Исраилдики бир пак қизниң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплидиң дәп, йүз шәкәл күмүч төләтсун; андин улар пулни қизниң атисиға бәрсун дәп бекитсун. Амма қиз болса шу кишиниң хотуни болуп туривериши керәк; әр пүтүн өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
Israildiki bir pak qizning yaman gépini qilip, uninggha betnam chapliding dep, yüz shekel kümüsh töletsun; andin ular pulni qizning atisigha bersun dep békitsun. Emma qiz bolsa shu kishining xotuni bolup turiwérishi kérek; er pütün ömride uni qoyup berse bolmaydu.
20 Лекин бу сөз раст чиқип, қизниң паклиқ испати болмиса,
Lékin bu söz rast chiqip, qizning pakliq ispati bolmisa,
21 қизни атисиниң өйиниң дәрвазиси алдиға апарсун вә атисиниң өйидә бузуқлуқ қилип Исраилниң ичидә шәрмәндилик қилғанлиғи үчүн униң шәһириниң адәмлири шу йәрдә уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Шундақ қилғиниңларда силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
qizni atisining öyining derwazisi aldigha aparsun we atisining öyide buzuqluq qilip Israilning ichide shermendilik qilghanliqi üchün uning shehirining ademliri shu yerde uni chalma-kések qilip öltürsun. Shundaq qilghininglarda siler özünglardin rezillikni chiqiriwétisiler.
22 Әгәр бириси ери бар хотун билән зина қилип тутулуп қалса, зина қилишқан әр-хотун иккилиси өлтүрүлсун. Шундақ қилғанда Исраилниң ичидин рәзилликни чиқириветисиләр.
Eger birsi éri bar xotun bilen zina qilip tutulup qalsa, zina qilishqan er-xotun ikkilisi öltürülsun. Shundaq qilghanda Israilning ichidin rezillikni chiqiriwétisiler.
23 Әгәр бириси шәһәрдә бирәв билән вәдилишип қойған бир қизни учритип, униң билән биллә болса,
Eger birsi sheherde biraw bilen wediliship qoyghan bir qizni uchritip, uning bilen bille bolsa,
24 иккилисини шәһәрниң дәрвазисиға елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар; қиз болса шәһәрдә туруп вақиримиғини үчүн, әр болса башқисиниң вәдиләшкән қизи билән ятқини үчүн өлтүрүлсун. Шундақ қилип, силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
ikkilisini sheherning derwazisigha élip chiqip chalma-kések qilip öltürünglar; qiz bolsa sheherde turup warqirimighini üchün, er bolsa bashqisining wedileshken qizi bilen yatqini üchün öltürülsun. Shundaq qilip, siler özünglardin rezillikni chiqiriwétisiler.
25 Әгәр әр киши башқиси билән вәдиләшкән қизни далада учритип, уни тутувелип униң билән ятса, пәқәт қиз билән ятқан әр киши өлтүрүлсун.
Eger er kishi bashqisi bilen wedileshken qizni dalada uchritip, uni tutuwélip uning bilen yatsa, peqet qiz bilen yatqan er kishi öltürülsun.
26 Қизға болса, һеч немә қилмаңлар, чүнки қизниң өзидә өлүмгә лайиқ һеч гуна йоқ. Бу иш болса бириси хошнисиға һуҗум қилип уни өлтүрвәткәнгә охшаш иштур.
Qizgha bolsa, héchnéme qilmanglar, chünki qizning özide ölümge layiq héch gunah yoq. Bu ish bolsa birsi qoshnisigha hujum qilip uni öltürwetken’ge oxshash ishtur.
27 Чүнки у башқисиға вәдиләшкән қизни далада тутувалғанда, қиз товлиған болсиму уни қутқузғидәк киши тепилмиған.
Chünki u bashqisigha wedileshken qizni dalada tutuwalghanda, qiz towlighan bolsimu uni qutquzghudek kishi tépilmighan.
28 Әгәр бириси бирәр әр билән вәдиләшмигән қизни тутувелип, униң билән йетип һәр иккиси тутулса,
Eger birsi birer er bilen wedileshmigen qizni tutuwélip, uning bilen yétip her ikkisi tutulsa,
29 қиз билән ятқан адәм қизға йеқинчилиқ қилип хар қилғини үчүн қизниң атисиға әллик шәкәл күмүч бериши керәк; андин қизни өзигә хотун қилип елиши керәк; у пүткүл өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
qiz bilen yatqan adem qizgha yéqinchiliq qilip xar qilghini üchün qizning atisigha ellik shekel kümüsh bérishi kérek; andin qizni özige xotun qilip élishi kérek; u pütkül ömride uni qoyup berse bolmaydu.
30 Һеч ким атисиниң хотунини алмаслиғи керәк, атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк.
Héchkim atisining xotunini almasliqi kérek, atisining yotqinini achmasliqi kérek.