< Қанун шәрһи 21 >
1 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип егиләшкә беридиған зиминда, далада өлтүрүлгән бир җәсәт тепилса, амма уни өлтүргән адәм мәлум болмиса,
Eger Perwerdigar Xudayinglar silerge miras qilip igileshke béridighan zéminda, dalada öltürülgen bir jeset tépilsa, emma uni öltürgen adem melum bolmisa,
2 ақсақаллириңлар билән сорақчи бәглириңлар чиқип өлүк тепилған йәр билән әтрапидики шәһәрләрниң арилиғини өлчисун;
aqsaqalliringlar bilen soraqchi begliringlar chiqip ölük tépilghan yer bilen etrapidiki sheherlerning ariliqini ölchisun;
3 өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрниң ақсақаллири болса ишқа селинмиған, боюнтороқму селинмиған инәк тепип кәлсун;
öltürülgüchining jesitige eng yéqin sheherning aqsaqalliri bolsa ishqa sélinmighan, boyuntoroqmu sélinmighan inek tépip kelsun;
4 шу шәһәрниң ақсақаллири инәкни сүйи тохтимай ақидиған, һайдилип терилмиған бир җилғиға елип берип, шу җилғиниң өзидә инәкниң бойнини сундурувәтсун;
shu sheherning aqsaqalliri inekni süyi toxtimay aqidighan, heydilip térilmighan bir jilghigha élip bérip, shu jilghining özide inekning boynini sunduruwetsun;
5 шу чағда Лавийниң әвлатлири болған каһинлар уларниң қешиға кәлсун; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни Өзиниң алдида хизмәттә болуп, Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә таллиғандур. Һәр бир дәва вә һәр бир таяқ җазаси уларниң сөзи бойичә кесилсун.
shu chaghda Lawiyning ewladliri bolghan kahinlar ularning qéshigha kelsun; chünki Perwerdigar Xudayinglar ularni Özining aldida xizmette bolup, Perwerdigarning namida bext-beriket tileshke tallighandur. Herbir dewa we herbir tayaq jazasi ularning sözi boyiche késilsun.
6 Өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрдики ақсақалларниң һәммиси шу җилғиға келип, бойни сундурулған инәкниң үстидә туруп, қоллирини жуюп
Öltürülgüchining jesitige eng yéqin sheherdiki aqsaqallarning hemmisi shu jilghigha kélip, boyni sundurulghan inekning üstide turup, qollirini yuyup
7 гувалиқ берип: «Қоллиримиз болса бу қанни төкмиди, көзлиримиз бу ишни көрмиди;
guwahliq bérip: «Qollirimiz bolsa bu qanni tökmidi, közlirimiz bu ishni körmidi;
8 әй Пәрвәрдигар, Сән Өзүң һөрлүк бәдили төләп қутқузған хәлқиң Исраилни кәчүргәйсән вә наһәқ аққан қанниң гунайини Исраил хәлқиңгә артмиғайсән» — десун; шундақ қилип бу қан гунайиға кафарәт кәлтүрүлгән болиду.
ey Perwerdigar, Sen Özüng hörlük bedili tölep qutquzghan xelqing Israilni kechürgeysen we naheq aqqan qanning gunahini Israil xelqingge artmighaysen» — désun; shundaq qilip bu qan gunahigha kafaret keltürülgen bolidu.
9 Силәр шундақ қилип Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болғанни қилип наһәқ төкүлгән қанниң гунайини өзүңлардин чиқиривәткән болисиләр.
Siler shundaq qilip Perwerdigarning neziride toghra bolghanni qilip naheq tökülgen qanning gunahini özünglardin chiqiriwetken bolisiler.
10 Әгәр силәр дүшмәнлириңлар билән җәң қилғили чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға бәргәч, улардин әсир алған болсаңлар,
Eger siler düshmenliringlar bilen jeng qilghili chiqqininglarda Perwerdigar Xudayinglar ularni qolunglargha bergech, ulardin esir alghan bolsanglar,
11 бу әсирләрниң арисида чирайлиқ бир аялни көрүп, көңлүң униңға чүшүп, уни әмриңгә елишни халисаң,
bu esirlerning arisida chirayliq bir ayalni körüp, könglüng uninggha chüshüp, uni emringge élishni xalisang,
12 ундақта уни өйүңгә елип барғин; у чечини чүшүрүп, тирнақлирини ясап,
undaqta uni öyüngge élip barghin; u chéchini chüshürüp, tirnaqlirini yasap,
13 әсирликтә кийгән кийимлирини селип, өйүңдә олтирип толуқ бир ай ата-аниси үчүн матәм тотсун; андин сән униң қешиға кирип уни өзүңгә аял қилип униңға әр болсаң болиду.
esirlikte kiygen kiyimlirini sélip, öyüngde olturup toluq bir ay ata-anisi üchün matem totsun; andin sen uning qéshigha kirip uni özüngge ayal qilip uninggha er bolsang bolidu.
14 Кейин, әгәрдә көңлүң униңдин сөйүнмисә, у қәйәрни халиса, барғили қоюшуң керәк; уни пулға сатмиғин вә униңға дедәктәк муамилә қилмиғин, чүнки сән униңға йеқинлиқ қилип уят қилғансән.
Kéyin, egerde könglüng uningdin söyünmise, u qeyerni xalisa, barghili qoyushung kérek; uni pulgha satmighin we uninggha dédektek muamile qilmighin, chünki sen uninggha yéqinliq qilip uyat qilghansen.
15 Әгәр бирисиниң икки аяли болуп уларниң биригә амрақлиқ, йәнә биригә өчлүк қилған болса вә амрақ вә өч болған һәр иккисидин оғул туғулған болса, тунҗисини өч аялидин тапқан болса
Eger birsining ikki ayali bolup ularning birige amraqliq, yene birige öchlük qilghan bolsa we amraq we öch bolghan her ikkisidin oghul tughulghan bolsa, tunjisini öch ayalidin tapqan bolsa
16 ундақта у киши оғуллириға барини мирас үчүн үләштүрүп бәргән күнидә өч аялиниң оғли, йәни униң тунҗа оғлиниң орниға амрақ аялиниң оғлини тунҗа оғуллуққа қоюшқа болмайду.
undaqta u kishi oghullirigha barini miras üchün üleshtürüp bergen künide öch ayalining oghli, yeni uning tunji oghlining ornigha amraq ayalining oghlini tunji oghulluqqa qoyushqa bolmaydu.
17 У бәлки өч аялиниң оғлини тунҗа оғлум дәп етирап қилсун; чүнки бу униң күч-қуввити бар вақтидики дәсләпки мевисидур; тунҗа оғуллуқ һоқуқи униңки болғачқа, атиси барлиқ мал-мүлүктин униңға икки үлүш мирас бәрсун.
U belki öch ayalining oghlini tunji oghlum dep étirap qilsun; chünki bu uning küch-quwwiti bar waqtidiki deslepki méwisidur; tunji oghulluq hoquqi uningki bolghachqa, atisi barliq mal-mülüktin uninggha ikki ülüsh miras bersun.
18 Әгәр бирисиниң башбаштақ вә итаәтсиз оғли болса, у нә атисиниң сөзигә, нә анисиниң сөзигә қулақ салмай, һәтта таяқ-тәрбийиму кар қилмай, уларниң гепини йәнила аңлимиса,
Eger birsining bashbashtaq we itaetsiz oghli bolsa, u ne atisining sözige, ne anisining sözige qulaq salmay, hetta tayaq-terbiyimu kar qilmay, ularning gépini yenila anglimisa,
19 Униң ата-аниси уни тутуп, шәһәрниң дәрвазисиға елип берип, шәһәрниң ақсақаллириниң қешиға кәлтүрсун;
Uning ata-anisi uni tutup, sheherning derwazisigha élip bérip, sheherning aqsaqallirining qéshigha keltürsun;
20 улар шәһәрниң ақсақаллириға әрз қилип: — «Бу оғлимиз башбаштақлиқ вә итаәтсизлик қилип, сөзимизни аңлимай жүриду; у нәпси яман, шарапхор болуп қалди» дәп ейтсун.
ular sheherning aqsaqallirigha erz qilip: — «Bu oghlimiz bashbashtaqliq we itaetsizlik qilip, sözimizni anglimay yüridu; u nepsi yaman, sharabxor bolup qaldi» dep éytsun.
21 Шуниң билән шәһәрниң һәммә хәлқи бир болуп уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Силәр бу йол билән өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр; пүткүл Исраил бу ишни аңлап қорқидиған болиду.
Shuning bilen sheherning hemme xelqi bir bolup uni chalma-kések qilip öltürsun. Siler bu yol bilen özünglardin rezillikni chiqiriwétisiler; pütkül Israil bu ishni anglap qorqidighan bolidu.
22 Әгәр бириси өлүм җазасиға лайиқ гуна садир қилип, өлтүрүлгән болса вә җәситини бир дәрәққә есип қойған болсаңлар,
Eger birsi ölüm jazasigha layiq gunah sadir qilip, öltürülgen bolsa we jesitini bir derexke ésip qoyghan bolsanglar,
23 өлүги кечичә дәрәқтә қалмисун; қандақла болмисун, силәр дәрәққә есилғучини шу күндә көмүветиңлар (чүнки кимдәким [дәрәққә] есилған болса, Худа тәрипидин ләнәткә қалдурулған киши һесаплиниду). Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип бәргән зиминни булғимиған болисиләр.
ölüki kéchiche derexte qalmisun; qandaqla bolmisun, siler derexke ésilghuchini shu künde kömüwétinglar (chünki kimdekim [derexke] ésilghan bolsa, Xuda teripidin lenetke qaldurulghan kishi hésablinidu). Shundaq qilsanglar, Perwerdigar Xudayinglar silerge miras qilip bergen zéminni bulghimighan bolisiler.