< Қанун шәрһи 20 >
1 Әгәр сән дүшмәнлириңгә җәң қилғили чиқип, ат вә җәң һарвулирини, шундақла өзүңдин көп болған бир әлни көрсәң, улардин һеч қорқма. Чүнки сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиң Өзи сән билән биллидур.
Eger sen düshmenliringge jeng qilghili chiqip, at we jeng harwilirini, shundaqla özüngdin köp bolghan bir elni körseng, ulardin héch qorqma. Chünki séni Misir zéminidin chiqirip kelgen Perwerdigar Xudaying Özi sen bilen billidur.
2 Силәр җәңгә чиқиш алдида каһин өзи алдиға чиқип хәлиққә сөз қилип
Siler jengge chiqish aldida kahin özi aldigha chiqip xelqqe söz qilip
3 уларға: Әй Исраил, аңлаңлар! Силәр бүгүн дүшмәнлириңлар билән соқушуш алдида туруватисиләр. Көңүллириңлар җүръәтсиз болмисун; қорқмаңлар, титримәңлар, уларниң сәвәвидин дәккә-дүккигә чүшмәңлар;
ulargha: Ey Israil, anglanglar! Siler bügün düshmenliringlar bilen soqushush aldida turuwatisiler. Köngülliringlar jür’etsiz bolmisun; qorqmanglar, titrimenglar, ularning sewebidin dekke-dükkige chüshmenglar;
4 чүнки Пәрвәрдигар Худайиң Өзи дүшмәнлириңлар үстидин ғәлибә қилишиңлар үчүн силәр билән биллә җәңгә чиқиду» — дәп ейтсун.
chünki Perwerdigar Xudaying Özi düshmenliringlar üstidin ghelibe qilishinglar üchün siler bilen bille jengge chiqidu» — dep éytsun.
5 Шу чағда әмәлдарлар хәлиққә мундақ десун: — «Араңларда бир йеңи өй селип, уни [Худаға] атимиған бириси барму? Ундақта у өз өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кетип, башқа киши келип уни [Худаға] атиши мүмкин.
Shu chaghda emeldarlar xelqqe mundaq désun: — «Aranglarda bir yéngi öy sélip, uni [Xudagha] atimighan birsi barmu? Undaqta u öz öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp kétip, bashqa kishi kélip uni [Xudagha] atishi mumkin.
6 Тәк селип үзүмзар бәрпа қилип, техи униң мевисини йемигән бирким барму? Бар болса өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип униң мевисини йейиши мүмкин.
Tek sélip üzümzar berpa qilip, téxi uning méwisini yémigen birkim barmu? Bar bolsa öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp ketse, bashqa kishi kélip uning méwisini yéyishi mumkin.
7 Бир қиз билән вәдиләшкән болуп, техи уни өз әмригә алмиған бирким болса, у өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип уни өзигә хотунлуққа елиши мүмкин».
Bir qiz bilen wedileshken bolup, téxi uni öz emrige almighan birkim bolsa, u öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp ketse, bashqa kishi kélip uni özige xotunluqqa élishi mumkin».
8 Андин мәнсәпдарлар хәлиққә йәнә сөзләп: «Қорқуп кәткән, җүръәтсиз бирким барму? У өйигә йенип кәтсун. Болмиса қериндашлириниң жүригиму униңкидәк җасарәтсиз болуп қелиши мүмкин» дәп ейтсун.
Andin mensepdarlar xelqqe yene sözlep: «Qorqup ketken, jür’etsiz birkim barmu? U öyige yénip ketsun. Bolmisa qérindashlirining yürikimu uningkidek jasaretsiz bolup qélishi mumkin» dep éytsun.
9 Әмәлдарлар хәлиққә шуларни ейтқандин кейин улар хәлиқниң алдида йетәкчилик қилишқа қошунларға сәрдарларни тиклисун.
Emeldarlar xelqqe shularni éytqandin kéyin ular xelqning aldida yétekchilik qilishqa qoshunlargha serdarlarni tiklisun.
10 Силәр һуҗум қилишқа мәлум бир шәһәргә йеқинлашқиниңларда авал униңға сүлһи тоғрисида сөз қилиңлар.
Siler hujum qilishqa melum bir sheherge yéqinlashqininglarda awwal uninggha sülhi toghrisida söz qilinglar.
11 Әгәр улар сүлһини халаймиз, дәп җавап берип өз дәрвазилирини силәргә ачса, ундақта униңда туруватқан һәммә хәлиқ силәргә беқинип қуллуқ һашарда болиду.
Eger ular sülhini xalaymiz, dep jawab bérip öz derwazilirini silerge achsa, undaqta uningda turuwatqan hemme xelq silerge béqinip qulluq hasharda bolidu.
12 Лекин силәр билән сүлһи қилишқа унимай, бәлки силәр билән җәң қилмақчи болса силәр уни қоршаңлар.
Lékin siler bilen sülhi qilishqa unimay, belki siler bilen jeng qilmaqchi bolsa siler uni qorshanglar.
13 Пәрвәрдигар Худайиңлар уни қолуңларға тапшурғанда униңдики һәр бир әркәкни қиличлап өлтүрүңлар;
Perwerdigar Xudayinglar uni qolunglargha tapshurghanda uningdiki herbir erkekni qilichlap öltürünglar;
14 лекин аяллар билән балилири, кала билән шәһәрдики һәммә нәрсини, йәни барлиқ ғәниймәтни өзүңларға олҗа қилип елиңлар; Пәрвәрдигар Худайиңлар өз дүшмәнлириңлардин силәргә елип бәргән олҗидин йәп сөйүнисиләр.
lékin ayallar bilen baliliri, kala bilen sheherdiki hemme nersini, yeni barliq gheniymetni özünglargha olja qilip élinglar; Perwerdigar Xudayinglar öz düshmenliringlardin silerge élip bergen oljidin yep söyünisiler.
15 Силәрдин жирақта болған, [зиминға тәвә болмиған] әлләрниң шәһәрлиригә шундақ қилиңлар.
Silerdin yiraqta bolghan, [zémin’gha tewe bolmighan] ellerning sheherlirige shundaq qilinglar.
16 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминдики әлләрниң шәһәрлирини болса, уларниң ичидики тиниқи бар һеч нәрсини тирик қоймай,
Lékin Perwerdigar Xudayinglar silerge miras qilip béridighan zémindiki ellerning sheherlirini bolsa, ularning ichidiki tiniqi bar héch nersini tirik qoymay,
17 бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә буйруғандәк Һиттийлар билән Аморийлар, Ⱪананийлар билән Пәриззийләр, Һивийлар билән Йәбусийларниң һәммисини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк.
belki Perwerdigar Xudayinglar silerge buyrughandek hittiylar bilen Amoriylar, Qanaaniylar bilen Perizziyler, Hiwiylar bilen Yebusiylarning hemmisini teltöküs yoqitishinglar kérek.
18 Болмиса, улар өз илаһлириға чоқунуштики һәммә жиркиничлик ишлирини силәргә үгитип, Пәрвәрдигар Худайиңларға гуна қилидиған болисиләр.
Bolmisa, ular öz ilahlirigha choqunushtiki hemme yirginchlik ishlirini silerge ögitip, Perwerdigar Xudayinglargha gunah qilidighan bolisiler.
19 Бир шәһәрни егиләш үчүн узун вақит җәң қилип қоршап турушқа тоғра кәлсә, униң әтрапидики дәрәқләрни палта билән кесип вәйран қилмаңлар; чүнки уларниң мевисини йесәңлар болиду. Шуңа уларни кәсмәңлар; чүнки даладики дәрәқләр қоршивелиш керәк болған адәммиди?
Bir sheherni igilesh üchün uzun waqit jeng qilip qorshap turushqa toghra kelse, uning etrapidiki derexlerni palta bilen késip weyran qilmanglar; chünki ularning méwisini yésenglar bolidu. Shunga ularni kesmenglar; chünki daladiki derexler qorshiwélish kérek bolghan ademmidi?
20 Лекин силәр мевилик дәрәқ әмәс дәп билгән дәрәқләрни кесип йоқитип, силәр билән соқушқан шәһәрни һуҗум қилип ғулитишқа шу дәрәқләрдин истиһкам-потәйләрни ясисаңлар болиду.
Lékin siler méwilik derex emes dep bilgen derexlerni késip yoqitip, siler bilen soqushqan sheherni hujum qilip ghulitishqa shu derexlerdin istihkam-poteylerni yasisanglar bolidu.