< Қанун шәрһи 2 >
1 Андин биз бурулуп, Пәрвәрдигар маңа ейтқандәк Қизил деңизға баридиған йол билән сәпәргә атландуқ; биз нурғун күнләр Сеир теғи әтрапида айлинип жүрдуқ.
Andin biz burulup, Perwerdigar manga éytqandek Qizil déngizgha baridighan yol bilen seperge atlanduq; biz nurghun künler Séir téghi etrapida aylinip yürduq.
2 Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
Perwerdigar manga söz qilip: —
3 «Силәрниң мошу тағни айлинип турған вақтиңлар йетәрлик болди; әнди шимал тәрәпкә бурулуңлар.
«Silerning mushu taghni aylinip turghan waqtinglar yéterlik boldi; emdi shimal terepke burulunglar.
4 Хәлиққә: — Силәр Сеирда туруватқан қериндишиңлар Әсавларниң чегарисидин өтидиған болдуңлар; улар силәрдин қорқиду, шуңа бәк еһтият қилип,
Xelqqe: — Siler Séirda turuwatqan qérindishinglar Esawlarning chégrisidin ötidighan boldunglar; ular silerdin qorqidu, shunga bek éhtiyat qilip,
5 уларға җәң қозғимаңлар; чүнки мән силәргә уларниң зиминидин һәтта тапанчилиқ йәрниму бәрмәймән; чүнки Сеир теғини Әсавға мирас қилип бәрдим.
ulargha jeng qozghimanglar; chünki men silerge ularning zéminidin hetta tapanchiliq yernimu bermeymen; chünki Séir téghini Esawgha miras qilip berdim.
6 Силәр уларға пул төләп озуқ-түлүк сетивелиңлар, пул төләп су сетивелиңлар.
Siler ulargha pul tölep ozuq-tülük sétiwélinglar, pul tölep su sétiwélinglar.
7 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар қолуңлардики барлиқ әҗирни бәрикәтләп кәлгән; У силәрниң бу бепаян чөл-баявандин меңип өтүватқиниңларда һәммини билди; Пәрвәрдигар Худайиңлар бу қириқ жил силәр билән биллә болди; һеч нәрсидин кам болмидиңлар» — деди.
Chünki Perwerdigar Xudayinglar qolunglardiki barliq ejirni beriketlep kelgen; U silerning bu bipayan chöl-bayawandin méngip ötüwatqininglarda hemmini bildi; Perwerdigar Xudayinglar bu qiriq yil siler bilen bille boldi; héch nersidin kem bolmidinglar» — dédi.
8 Шуниң билән биз Сеирда туруватқан қериндашлиримиз Әсавларниң зиминидин вә Арабаһ түзләңлигидин, шундақла Елат вә Езион-Гәбәрдин өтүп, бурулуп Моабдики чөл-баяван йоли билән маңдуқ.
Shuning bilen biz Séirda turuwatqan qérindashlirimiz Esawlarning zéminidin we Arabah tüzlenglikidin, shundaqla Élat we Ézion-Geberdin ötüp, burulup Moabdiki chöl-bayawan yoli bilen mangduq.
9 Пәрвәрдигар маңа: «Моабийларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән уларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән Ар шәһәр-зиминини Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди
Perwerdigar manga: «Moabiylarni aware qilmanglar yaki ulargha jeng qozghimanglar; chünki Men ularning zéminini silerge miras qilip bermeymen; chünki Men Ar sheher-zéminini Lutning ewladlirigha miras qilip berdim» — dédi
10 (Әмийләр әслидә шу йәрдә туратти; улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди.
(Emiyler eslide shu yerde turatti; ular Anakiylargha oxshash küchlük, sani köp, égiz boyluq bir xelq idi.
11 Улар Анакийлардәк «гигантлар» дәп һесаплиниду; лекин Моабийлар уларни «Әмийләр» дәп атайду.
Ular Anakiylardek «gigantlar» dep hésablinidu; lékin Moabiylar ularni «Emiyler» dep ataydu.
12 Сеирда әслидә Һорийлар туратти; лекин Әсавлар Һорийларни зиминидин һайдиветип, уларни йоқитип орниға олтирақлашти — худди Исраиллар Мәнки Пәрвәрдигар уларға тәқдим қилған, уларниң тәвәлиги болған зиминға қилғиниға охшаш).
Séirda eslide Horiylar turatti; lékin Esawlar Horiylarni zéminidin heydiwétip, ularni yoqitip ornigha olturaqlashti — xuddi Israillar Menki Perwerdigar ulargha teqdim qilghan, ularning teweliki bolghan zémin’gha qilghinigha oxshash).
13 [Пәрвәрдигар: ] «Әнди һазир орнуңлардин туруп Зәрәд еқинидин өтүңлар» деди. Буни аңлап биз Зәрәд еқинидин өттуқ.
[Perwerdigar: ] «Emdi hazir ornunglardin turup Zered éqinidin ötünglar» dédi. Buni anglap biz Zered éqinidin öttuq.
14 Қадәш-Барнеадин айрилип Зәрәд еқинидин өткичә болған күнләр оттуз сәккиз жил болди; бу дәл худди Пәрвәрдигар уларға қәсәм қилғинидәк, у дәвирдики җәңчиләр баргаһтин пүтүнләй йоқитилғичә болған арилиқтики вақит еди.
Qadesh-Barnéadin ayrilip Zered éqinidin ötküche bolghan künler ottuz sekkiz yil boldi; bu del xuddi Perwerdigar ulargha qesem qilghinidek, u dewrdiki jengchiler bargahtin pütünley yoqitilghuche bolghan ariliqtiki waqit idi.
15 Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң қоли уларни баргаһтин йоқитип түгәткичә уларни һалак қилишқа қарши чиққан еди.
Derweqe Perwerdigarning qoli ularni bargahtin yoqitip tügetküche ularni halak qilishqa qarshi chiqqanidi.
16 Вә шундақ болдики, шу җәңчиләр өлүп хәлиқ арисидин пүтүнләй түгигәндин кейин,
We shundaq boldiki, shu jengchiler ölüp xelq arisidin pütünley tügigendin kéyin,
17 Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
Perwerdigar manga söz qilip: —
18 «Силәр бүгүн Моабниң, йәни Арниң чегарисидин өтисиләр.
«Siler bügün Moabning, yeni Arning chégrisidin ötisiler.
19 Шуниң билән силәр Аммонийларға йеқин келисиләр; амма уларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән Аммонийларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән уни Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди.
Shuning bilen siler Ammoniylargha yéqin kélisiler; emma ularni aware qilmanglar yaki ulargha jeng qozghimanglar; chünki Men Ammoniylarning zéminini silerge miras qilip bermeymen; chünki Men uni Lutning ewladlirigha miras qilip berdim» — dédi.
20 (бу зиминму «гигантларниң зимини» һесаплиниду; чүнки илгири гигантлар шу йәрдә турған еди; Аммонийлар уларни «Замзумлар» дәп атайду.
(bu zéminmu «gigantlarning zémini» hésablinidu; chünki ilgiri gigantlar shu yerde turghanidi; Ammoniylar ularni «Zamzumlar» dep ataydu.
21 Улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди. Пәрвәрдигар уларни [Аммонийларниң] алдида йоқитиши билән [Аммонийлар] уларни зиминидин мәһрум қилип, уларниң орниға олтирақлашқан еди.
Ular Anakiylargha oxshash küchlük, sani köp, égiz boyluq bir xelq idi. Perwerdigar ularni [Ammoniylarning] aldida yoqitishi bilen [Ammoniylar] ularni zéminidin mehrum qilip, ularning ornigha olturaqlashqanidi.
22 Пәрвәрдигар Сеирда турған Әсавлар үчүнму охшаш иш қилди, уларниң алдидин Һорийларни йоқатти; шуниң билән Әсавлар уларни зиминидин мәһрум қилип, бүгүнгә қәдәр уларниң орниға олтирақлашқан еди.
Perwerdigar Séirda turghan Esawlar üchünmu oxshash ish qildi, ularning aldidin Horiylarni yoqatti; shuning bilen Esawlar ularni zéminidin mehrum qilip, bügün’ge qeder ularning ornigha olturaqlashqanidi.
23 Вә Газа шәһиригичә кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти).
We Gaza shehirigiche kent-qishlaqlarda olturaqlashqan awwiylarni bolsa, Kaftordin chiqqan Kaftoriylar yoqitip, ularning ornigha olturaqlashti).
24 — «Әнди орнуңлардин қозғилиңлар, сәпириңларға чиқиңлар; Арнон дәриясидин өтүңлар; мана, Мән Һәшбонниң падишаси Аморий Сиһонни вә униң зимининиму қолуңларға тапшурдум; ишни башлаңлар, зиминни егиләшкә, униң билән җәң қилишқа чиқиңлар;
— «Emdi ornunglardin qozghilinglar, sepiringlargha chiqinglar; Arnon deryasidin ötünglar; mana, Men Heshbonning padishahi Amoriy Sihonni we uning zémininimu qolunglargha tapshurdum; ishni bashlanglar, zéminni igileshke, uning bilen jeng qilishqa chiqinglar;
25 Мән бүгүндин башлап силәрниң қорқунучуңлар вә вәһшитиңларни пүткүл асман астидики хәлиқләр үстигә чүшүримән; улар силәрниң хәвириңларни аңлап силәрниң түпәйлиңлардин титрәп дәккә-дүккигә чүшиду».
Men bügündin bashlap silerning qorqunchunglar we wehshitinglarni pütkül asman astidiki xelqler üstige chüshürimen; ular silerning xewiringlarni anglap silerning tüpeylinglardin titrep dekke-dükkige chüshidu».
26 Шу чағда мән Һәшбонниң падишаси Сиһонға Кәдәмот чөлидин әлчиләрни әвәтип, течлиқ салими йоллап: —
Shu chaghda men Heshbonning padishahi Sihon’gha Kedemot chölidin elchilerni ewetip, tinchliq salimi yollap: —
27 «Бизниң зиминиңдин өтүшимизгә йол қойғайсән; оңға, солға бурулмай, пәқәтла йолдин чиқмай маңимиз.
«Bizning zéminingdin ötüshimizge yol qoyghaysen; onggha, solgha burulmay, peqetla yoldin chiqmay mangimiz.
28 Сән маңа озуқ-түлүкни пулға сетип берисән, суни пулға сетип берисән; биз пәқәтла пиядә меңип өтимиз, халас.
Sen manga ozuq-tülükni pulgha sétip bérisen, suni pulgha sétip bérisen; biz peqetla piyade méngip ötimiz, xalas.
29 Сеирда туруватқан Әсавлар, Арда туруватқан Моабийлар бизгә муамилә қилғандәк сәнму биз Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилидиған зиминға киргичә шундақ муамилә қилғайсән» — дедим.
Séirda turuwatqan Esawlar, Arda turuwatqan Moabiylar bizge muamile qilghandek senmu biz Iordan deryasidin ötüp, Perwerdigar Xudayimiz bizge teqdim qilidighan zémin’gha kirgüche shundaq muamile qilghaysen» — dédim.
30 Лекин Һәшбонниң падишаси Сиһонниң бизниң у йәрдин өтүшимизгә йол қойғуси йоқ еди; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уни силәрниң қолуңларға тапшуруш үчүн униң роһ-қәлбини қаттиқ, көңлини җаһил қиливәткән (бүгүнки әһвал дәрвәқә шундақ).
Lékin Heshbonning padishahi Sihonning bizning u yerdin ötüshimizge yol qoyghusi yoq idi; chünki Perwerdigar Xudayinglar uni silerning qolunglargha tapshurush üchün uning roh-qelbini qattiq, könglini jahil qiliwetken (bügünki ehwal derweqe shundaq).
31 Пәрвәрдигар маңа: «Мана, Мән алдиңларда Сиһонни вә униң зиминини силәргә тапшурушқа башлидим; ишни башлаңлар, униң зиминини егиләш үчүн уни ишғал қилишқа киришиңлар» — деди.
Perwerdigar manga: «Mana, Men aldinglarda Sihonni we uning zéminini silerge tapshurushqa bashlidim; ishni bashlanglar, uning zéminini igilesh üchün uni ishghal qilishqa kirishinglar» — dédi.
32 Сиһон дәрвәқә өзи вә барлиқ хәлқи биз билән қаршилишиш үчүн җәң қилишқа Яһазға чиқти.
Sihon derweqe özi we barliq xelqi biz bilen qarshilishish üchün jeng qilishqa Yahazgha chiqti.
33 Лекин Пәрвәрдигар Худайимиз уни бизниң алдимизда қолимизға тапшурди; биз униң өзини, оғуллирини вә барлиқ хәлқини уруп мәғлуп қилдуқ.
Lékin Perwerdigar Xudayimiz uni bizning aldimizda qolimizgha tapshurdi; biz uning özini, oghullirini we barliq xelqini urup meghlup qilduq.
34 Шу чағда биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилип уларни пүтүнләй һалак қилдуқ; улардики барлиқ әркәк, қиз-аял вә балиларни бириниму қоймай йоқаттуқ; улардин һеч қайсисини тирик қоймидуқ.
Shu chaghda biz uning barliq sheherlirini ishghal qilip ularni pütünley halak qilduq; ulardiki barliq erkek, qiz-ayal we balilarni birinimu qoymay yoqattuq; ulardin héchqaysisini tirik qoymiduq.
35 Биз пәқәт өзлиримиз үчүн чарва маллирини вә ишғал қилған шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
Biz peqet özlirimiz üchün charwa mallirini we ishghal qilghan sheherlerdin olja gheniymet alduq.
36 Арнон дәрияси бойидики Ароәрдин вә шу йәрдики җилғидики шәһәрдин тартип Гилеадқичә һеч қандақ шәһәр бизгә тәң келәлмиди; Пәрвәрдигар Худайимиз бизниң алдимизда һәммисини мәғлубийәткә учратти.
Arnon deryasi boyidiki Aroerdin we shu yerdiki jilghidiki sheherdin tartip Giléadqiche héchqandaq sheher bizge teng kélelmidi; Perwerdigar Xudayimiz bizning aldimizda hemmisini meghlubiyetke uchratti.
37 Һалбуки, силәр Аммонийларниң зиминиға, чегариси болған пүткүл Яббок вадисиға, тағдики шәһәрләргә яки Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә мәнъий қилған һәр қайси йәргә йеқинлашмидиңлар.
Halbuki, siler Ammoniylarning zéminigha, chégrisi bolghan pütkül Yabbok wadisigha, taghdiki sheherlerge yaki Perwerdigar Xudayimiz bizge men’i qilghan herqaysi yerge yéqinlashmidinglar.