< Қанун шәрһи 19 >

1 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминдики таипиләрни силәрниң алдиңлардин үзүп ташлиған вақтида вә силәр шундақла уларниң шәһәрлири вә өйлиридә турғиниңларда,
When the Lord thy God shall have cut off the nations, whose land the Lord thy God giveth thee, and thou hast driven them out, and dwellest in their cities, and in their houses:
2 силәр шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминда үч шәһәрни айрим қилишиңлар керәк;
Then shalt thou set apart three cities for thyself, in the midst of thy land, which the Lord thy God giveth thee to possess it.
3 шундақла, адәм өлтүргән һәр бир киши шу йәрләргә, шу шәһәрләрниң биригә қечип беривалсун дәп йол һазирлап, Пәрвәрдигар Худайиңлар мирас болушқа силәргә беридиған зиминни үч районға бөлисиләр.
Thou shalt put in order for thyself the [way to them], and divide into three parts the territory of thy land, which the Lord thy God will give thee to inherit, and it shall serve, that every man-slayer may flee thither.
4 Тирик қелиш үчүн шу йәрләргә қечип беривалған, адәм өлтүргән киши тоғрилиқ бәлгүлимә мундақ: — у хошнисини тәсадипийлиқтин уруп өлтүрүп қойған, шундақла әслидә униңға өч-адавити болмиған болса, шу йәргә қечип беривалса болиду.
And this is the case of the man-slayer, who shall flee thither, that he may live: Whoso smiteth his neighbor without knowledge, when he hath not been an enemy to him in time past;
5 Мәсилән, у хошниси билән отун кесишкә орманға киргән болуп, дәрәқни кесишкә палтини көтәргәндә палта беши сепидин аҗрап кетип хошнисиға тегип кетип уни өлтүрүп қойса, ундақта җавапкар киши бу шәһәрләрдин биригә қечип беривелип һаят қалиду;
And he that goeth into the forest with his neighbor to hew wood, and his hand fetcheth a stroke with the axe to cut down the tree, and the iron slippeth from the helve, and striketh his neighbor, that he die: this one shall flee unto one of these cities, and live;
6 болмиса, қан қисаси алғучи ғәзиви қайниғанда адәм өлтүргән кишини қоғлайду вә йол узун болғачқа, униңға йетишивелип өлтүрүветиши мүмкин; әмәлийәттә, у киши өлүмгә лайиқ әмәс, чүнки униң әслидә хошнисиға һеч қандақ өч-адавити йоқ еди.
That the avenger of the blood pursue not the manslayer, while his heart is hot, and overtake him, because the way is long, and smite him dead; whereas he deserveth not a judgment of death, inasmuch as he was not an enemy to him in time past.
7 Шуңа мән силәргә: «Өзүңлар шундақ үч шәһәрни айришиңлар керәк» дәп әмир қилимән.
Therefore do I command thee, saying, Three cities shalt thou set apart for thyself.
8 Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм қилғинидәк чегарайиңларни кеңәйтишни, ата-бовилириңларға вәдә қилған барлиқ зиминни силәргә тәқдим қилишни халайду;
And if the Lord thy God enlarge thy boundary, as he hath sworn unto thy fathers, and give thee all the land which he hath spoken to give unto thy fathers;
9 силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш вә униң йоллирида дайим меңиш үчүн мән силәргә бүгүн тапилиған бу әмирни тутсаңларла У шундақ қилиду, ундақта силәрму өзүңлар үчүн бу үч шәһәрдин башқа йәнә үч шәһәрни қошисиләр.
Because thou dost keep all this commandment to do it, which I command thee this day, to love the Lord thy God, and to walk in his ways all the days: then shalt thou add for thyself three cities more, unto these three;
10 Вә шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип тәқдим қилидиған зимин арисида наһәқ қан төкүлмәйду вә шуниңдәк гәдиниңларға хун гунайи чүшмәйду.
That innocent blood be not shed in the midst of thy land, which the Lord thy God giveth thee for an inheritance, and blood-guiltiness be brought upon thee.
11 Лекин бириси хошнисиға өч-адавәт тутқан болса, пайлап туруп униңға һуҗум қилип, уруп өлтүрүвәтсә вә шу шәһәрләрдин биригә қечип беривалған болса,
But if any man be an enemy to his neighbor, and he lie in wait for him, and rise up against him, and smite him mortally so that he die, and he flee unto one of these cities:
12 ундақта униң өз шәһиридики ақсақаллар адәм әвәтип уни шу йәрдин яндуруп келиши керәк, андин уни өлтүрүлсун дәп «қан қисаси алғучи»ниң қолиға тапшуруши керәк.
Then shall the elders of his city send and fetch him thence, and they shall deliver him into the hand of the avenger of the blood, that he may die.
13 Сән уни һеч айимиғин, шундақ қилғанда Исраилдин төкүлгән гунасиз қанниң деғини тазилиған болисиләр; андин һалиңлар яхши болиду.
Thy eye shall not look with pity on him; but thou shalt put away the [shedding of] innocent blood from Israel, that it may go well with thee.
14 Пәрвәрдигар Худайиң саңа егиләш үчүн тәқдим қилидиған зиминда бурунқилар мирас йериңдә бекиткән, хошнаңниң пасил тешини йөткимәслигиң керәк.
Thou shalt not remove the landmark of thy neighbor, which they of old time have set, in thy inheritance which thou shalt inherit, in the land that the Lord thy God giveth thee to possess it.
15 Мәлум җинайәт яки гуна тоғрисида бирисигә «У гуна қилған» дәп әрз-шикайәт қилишта ялғуз бирла гувачи болса купайә қилмайду, бәлки һәммә иш икки яки үч гувачиниң сөзи билән бекитилсун.
There shall not rise up one single witness against a man for any iniquity, or for any sin, in any sin that he sinneth: upon the evidence of two witnesses, or upon the evidence of three witnesses, must a case be established.
16 Бириси тоғрилиқ «паланчи-покунчи гуна қилған» дәп әрз қилидиған қара нийәтлик бир гувачи чиқса,
If a witness of violence rise up against any man to testify against him for any wrong:
17 дәвалишип қалған икки адәм Пәрвәрдигарниң алдида, шу күнләрдә болидиған каһинлар вә сорақчи бәгләр алдида һазир болсун;
Then shall both the men, who have the controversy, stand before the Lord, before the priests and the judges, who shall be in those days;
18 сорақчи бәгләр әстайидиллиқ билән тәкшүрсун; әгәр һелиқи гувачи ялған гувачи болуп, өз қериндиши тоғрилиқ ялған гувалиқ бәргән болса,
And the judges shall inquire diligently; and, behold, if the witness be a false witness, he hath testified a falsehood against his brother:
19 ундақта, силәр дәл у қериндишиға қилмақчи болғинидәк униңғиму шундақ қилиңлар. Шундақ қилсаңлар рәзилликни араңлардин йоқитисиләр.
Then shall ye do unto him, as he had purposed to do unto his brother; and thou shalt put away the evil from the midst of thee.
20 Қалған хәлиқму бу ишни аңлайду вә қорқиду вә шундақла, араңларда ундақ рәзил ишни йәнә қилмайду.
And those who remain shall hear, and be afraid, and shall henceforth commit no more any such evil thing in the midst of thee.
21 Силәр һеч рәһим қилмаңлар; җанға җан, көзгә көз, чишқа чиш, қолға қол, путқа пут елинсун.
And thy eye shall have no pity; but life [shall go] for life, eye for eye, tooth for tooth, hand for hand, foot for foot.

< Қанун шәрһи 19 >