< Қанун шәрһи 18 >

1 Лавий каһинлар вә шуниңдәк барлиқ Лавийлар қәбилисиниң Исраилда һеч қандақ несивиси яки мираси болмайду; улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин вә [Пәрвәрдигарниң] мирасидин йейишкә болиду,
Les Prêtres, les Lévites, la Tribu de Lévi entière, n'auront ni portion ni lot au milieu d'Israël: ils jouiront des sacrifices ignés de l'Éternel et de Sa part;
2 Бирақ уларниң қериндашлири арисида һеч қандақ мираси болмайду; Пәрвәрдигар ейтқандәк, У Өзи уларниң мирасидур.
ils n'auront aucune propriété parmi leurs frères.
3 Каһинларниң қурбанлиқ қилидиған хәлиқтин алидиған үлүши мундақ: — (мәйли кала яки қой болсун) қол, еңәк гөши вә үчәй-қерини каһинларға берилиду.
L'Éternel est leur lot, comme Il le leur a dit. Et voici ce que les Prêtres ont le droit de réclamer du peuple et de ceux qui sacrifient des victimes, soit gros, soit menu bétail: on donnera au Prêtre l'épaule et les deux mâchoires et le ventricule gras.
4 Силәрниң ашлиғиңлардин, йеңи шарабиңлардин вә зәйтун мейиңлардин дәсләпки пишқан һосулни вә қойлириңлардин дәсләпки қирқилған жуңни униңға берисиләр;
Tu leur donneras les prémices de ton froment, de ton moût et de ton huile, et les prémices de la tonte de tes moutons.
5 чүнки Пәрвәрдигар Худайиң уни вә униң әвлатлирини Өз намида хизмитидә дайим турушқа барлиқ қәбилилириңлар ичидин талливалған.
Car l'Éternel, ton Dieu, l'a choisi entre toutes tes Tribus pour porter présence officiant de par l'Éternel, lui et ses fils à perpétuité.
6 Әгәр Лавий болған бир адәм пүткүл Исраилдики һәр қандақ шәһәр-йезидин, йәни өзи маканлашқан җайдин чиқип, Пәрвәрдигар таллайдиған җайға кәлсә
Et si le Lévite sort de l'une de tes villes où il est domicilié, dans tout Israël, et que suivant tout le désir de son âme il arrive au lieu qu'aura choisi l'Éternel,
7 вә шу йәрдә Пәрвәрдигар алдида турғучи барлиқ қериндашлириға охшаш Пәрвәрдигар Худасиниң намида хизмәттә турған болса,
et y officie de par l'Éternel, son Dieu, ainsi que tous ses frères les Lévites présents pour servir l'Éternel,
8 ундақта (мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун) униң йәйдиған үлүши қериндашлириниңкидәк болуши керәк.
ils jouiront de portions égales, outre ce qu'ils peuvent vendre de leur patrimoine.
9 Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминға киргән чағда, сән шу йәрдики әлләрниң жиркиничлик адәтлирини үгәнмәслигиң керәк.
Lorsque tu seras entré dans le pays que l'Éternel, ton Dieu, te donne, tu n'apprendras pas à imiter les abominations de ces nations-là.
10 Араңларда өз оғли яки қизини оттин өткүзидиған, палчилиқ, рәмчилик, әпсанийлик, җадугәрлик
Qu'on ne trouve chez toi personne qui fasse passer par le feu son fils ou sa fille, qui pratique la divination, les maléfices, les enchantements et les conjurations,
11 яки дәмидичилик қилғучи яки җинкәш, сеһиргәр яки өлгәнләрдин йол сориғучи һеч қандақ киши болмисун;
personne qui fasse des nœuds magiques, évoque les morts, se livre aux sciences occultes, interroge les trépassés.
12 чүнки бундақ ишларни қилидиған һәр қандақ киши Пәрвәрдигарға нәпрәтлик болиду; бу жиркиничлик ишлар түпәйлидин Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңлардин һайдап чиқириду.
Car quiconque fait ces choses est l'abomination de l'Éternel, et c'est à cause de cette abomination-là que l'Éternel, ton Dieu, va les chasser devant toi.
13 Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әйипсиз мукәммәл болушуң керәк;
C'est sans partage que tu dois appartenir à l'Éternel, ton Dieu.
14 чүнки сән зиминдин һайдайдиған бу әлләр рәмчиләр вә палчиларға қулақ салиду; бирақ Пәрвәрдигар Худайиң сени ундақ қилишқа йол қоймайду.
Car ces nations que tu vas expulser, écoutent les enchanteurs et les devins; mais à toi, l'Éternel, ton Dieu, ne le permet pas.
15 Пәрвәрдигар Худайиң силәр үчүн араңлардин, қериндашлириңлар арисидин маңа охшайдиған бир пәйғәмбәр турғузиду; силәр униңға қулақ селиңлар.
C'est un prophète de ton sein, d'entre tes frères, semblable à moi que te suscitera l'Éternel, ton Dieu, c'est Lui que vous écouterez;
16 Бу силәр Һорәб теғида жиғилған күндә Пәрвәрдигар Худайиңлардин: «Пәрвәрдигар Худайимниң авазини йәнә аңлимайли, бу дәһшәтлик отни көрмәйли, болмиса өлүп кетимиз» дәп тәләп қилғиниңларға пүтүнләй мас келиду.
ainsi que tu l'as demandé à l'Éternel, ton Dieu, en Horeb, le jour de l'Assemblée, lorsque tu dis: Désormais je ne veux plus entendre la voix de l'Éternel, mon Dieu, ni voir ce grand feu, afin de ne pas mourir.
17 Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Уларниң маңа дегән сөзи яхши болди.
Et l'Éternel me dit: Ce qu'ils ont dit est bien;
18 Мән уларға қериндашлири арисидин саңа охшайдиған бир пәйғәмбәрни турғузимән, Мән Өз сөзлиримни униң ағзиға салимән вә у Мән униңға барлиқ тапилиғинимни уларға сөзләйду.
je leur susciterai un prophète du sein de leurs frères, semblable à toi, et je mettrai mes paroles en sa bouche, et il leur dira tout ce dont je le chargerai.
19 Вә шундақ болидуки, у Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, Мән униңдин һесап алимән.
Et à quiconque n'écoutera pas mes paroles qu'il prononcera en mon nom, je lui en demanderai compte.
20 Амма Мениң намимда башбаштақлиқ қилип Мән униңға тапилимиған бирәр сөзни сөзлисә яки башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәр өлтүрүлсун.
Mais le prophète qui aura l'audace de dire en mon nom ce que je ne lui aurai point commandé de dire, et celui qui parlera au nom de dieux étrangers, ce prophète mourra.
21 Әгәр сән көңлүңдә: «Пәрвәрдигар қилмиған сөзни қандақ пәриқ етимиз» десәң,
Et si tu dis en ton cœur: A quoi reconnaîtrons-nous la parole que l'Éternel n'aura point prononcée?…
22 бир пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң намида сөз қилған болса вә у бешарәт қилған иш тоғра чиқмиса яки әмәлгә ашурулмиса, ундақта бу сөз Пәрвәрдигардин чиқмиған; шу пәйғәмбәр башбаштақлиқ билән сөзлигән дәп, униңдин қорқма.
ce que dira ce prophète au nom de l'Éternel et qui n'aura pas lieu, et ne s'accomplira pas, telle sera la parole que l'Éternel n'aura pas dite; le prophète l'a dite par audace: n'aie pas peur de lui.

< Қанун шәрһи 18 >