< Қанун шәрһи 17 >
1 Пәрвәрдигар Худайиңға һәр қандақ нуқсани яки башқа кәмчилиги болған кала яки қойни қурбанлиқ сүпитидә сунмаслиғиң керәк; чүнки ундақ қилиш Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.
「凡有殘疾,或有甚麼惡病的牛羊,你都不可獻給耶和華-你的上帝,因為這是耶和華-你上帝所憎惡的。
2 Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезаң ичидә әр болсун, аял болсун, бирисиниң Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида бирәр рәзил ишни қилғанлиғи — Униң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи, башқа илаһларға (мәсилән, Мән саңа ибадәт қилишқа мәнъий қилған қуяш, ай яки пүткүл самави қошун болған юлтузларға), ибадәт қилип уларға баш урғанлиғи байқалса,
「在你們中間,在耶和華-你上帝所賜你的諸城中,無論哪座城裏,若有人,或男或女,行耶和華-你上帝眼中看為惡的事,違背了他的約,
去事奉敬拜別神,或拜日頭,或拜月亮,或拜天象,是主不曾吩咐的;
4 — шундақ бир иштин хәвәр тапқан яки уни аңлиған болсаң, ундақта сән әстайидиллиқ билән сүрүштүргин; бу иш испатлинип раст чиқса, дәрвәқә Исраилда шундақ жиркиничлик иш қилинған болса,
有人告訴你,你也聽見了,就要細細地探聽,果然是真,準有這可憎惡的事行在以色列中,
5 сән шу рәзил ишни қилған әр яки аялни дәрвазилириңға елип чиқип, шу әр яки аялни өлүмгә мәһкүм қилип чалма-кесәк қилишиң керәк.
你就要將行這惡事的男人或女人拉到城門外,用石頭將他打死。
6 Бирисини өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн икки-үч гувачиниң сөзлири болуши керәк. Бирисини бирла гувачиниң сөзи билән өлтүрүшкә болмайду.
要憑兩三個人的口作見證將那當死的人治死;不可憑一個人的口作見證將他治死。
7 Өлтүрүлидиғанда авал гувачилар қол салсун, андин барлиқ хәлиқ қол салсун; шундақ қилсаңлар силәр рәзилликни араңлардин һайдиветисиләр.
見證人要先下手,然後眾民也下手將他治死。這樣,就把那惡從你們中間除掉。
8 Шәһәр-йезаңларда һөкүм чиқиришқа саңа тәс келидиған бир иш чиқса, мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса орнуңлардин туруп Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайға бериңлар.
「你城中若起了爭訟的事,或因流血,或因爭競,或因毆打,是你難斷的案件,你就當起來,往耶和華-你上帝所選擇的地方
9 Силәр Лавий каһинларниң вә шу чағда болидиған сорақчи бәгниң йениға барисиләр вә улардин һөкүм сорайсиләр; улар силәр үчүн һөкүм чиқириду.
去見祭司利未人,並當時的審判官,求問他們,他們必將判語指示你。
10 Силәр Пәрвәрдигар таллайдиған әшу йәрдә турғанларниң силәргә тапшуридиған һөкүм сөзи бойичә иҗра қилисиләр; уларниң силәргә көрсәткининиң һәммисигә әмәл қилип көңүл бөлүшүңлар керәк.
他們在耶和華所選擇的地方指示你的判語,你必照着他們所指教你的一切話謹守遵行。
11 Силәр уларниң силәргә көрсәткән қанун һөкүми бойичә, чиқиридиған қарари бойичә қилисиләр; улар силәргә тапшуридиған сөздин оң я солға чәтнәп кәтмәңлар.
要按他們所指教你的律法,照他們所斷定的去行;他們所指示你的判語,你不可偏離左右。
12 Вә башбаштақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмити үчүн шу йәрдә туридиған каһинға яки сорақчи бәккә қулақ салмиған киши болса, шу адәм өлүмгә мәһкүм болиду; шуниң билән силәр рәзилликни Исраилдин һайдап чиқирисиләр.
若有人擅敢不聽從那侍立在耶和華-你上帝面前的祭司,或不聽從審判官,那人就必治死;這樣,便將那惡從以色列中除掉。
13 Шундақла, барлиқ хәлиқ буларни аңлап қорқиду вә йәнә башбаштақлиқ қилмайду.
眾百姓都要聽見害怕,不再擅敢行事。」
14 Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминға кирип уни егилигәндә, шундақла униңда турғанда: «Мән әтрапимдики әлләрниңкидәк өзүмгә бир падиша тиклимәкчимән» десәң,
「到了耶和華-你上帝所賜你的地,得了那地居住的時候,若說:『我要立王治理我,像四圍的國一樣。』
15 шу чағда сән өзүңгә пәқәт Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиғинини тикләйсән; үстүңгә қериндаш болмиған чәтәлликни бекитмәслигиң керәк.
你總要立耶和華-你上帝所揀選的人為王。必從你弟兄中立一人;不可立你弟兄以外的人為王。
16 [Падишаһ] болса өзи үчүн атларни көпәйтмәслиги яки атларни көпәйтимән дәп хәлиқни Мисирға қайтурмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар силәргә: «Силәр шу йол билән һәргиз қайтмаслиғиңлар керәк» дегән еди.
只是王不可為自己加添馬匹,也不可使百姓回埃及去,為要加添他的馬匹,因耶和華曾吩咐你們說:『不可再回那條路去。』
17 Падиша көп аялларни өз әмригә алмаслиғи керәк; болмиса униң көңли езип кетиши мүмкин. У өзи үчүн алтун-күмүчни көпәйтмәслиги керәк.
他也不可為自己多立妃嬪,恐怕他的心偏邪;也不可為自己多積金銀。
18 Падишаһлиқ тәхтигә олтарғинида у өзи үчүн Лавий каһинларниң алдида мошу қанунни бир дәптәргә көчүрүп пүтүши керәк.
他登了國位,就要將祭司利未人面前的這律法書,為自己抄錄一本,
19 Шу дәптәр униң йенида дайим болуши вә уни өмриниң барлиқ күнлиридә оқуши керәк; шундақ қилса у Пәрвәрдигар Худасидин қорқуп, мошу қанунниң сөзлири вә бәлгүлимилирини тутуп уларға әмәл қилишни үгиниду.
存在他那裏,要平生誦讀,好學習敬畏耶和華-他的上帝,謹守遵行這律法書上的一切言語和這些律例,
20 Шундақла униң көңли қериндашлири алдида һакавурлишип кәтмәйду, бу әмирләрдин оң я солға чәтнәп кәтмәйду вә шуниңдәк Исраил арисида униң вә оғуллириниң падишалиқ күнлири көп болиду.
免得他向弟兄心高氣傲,偏左偏右,離了這誡命。這樣,他和他的子孫便可在以色列中,在國位上年長日久。」