< Қанун шәрһи 16 >

1 Абиб ейини алаһидә есиңдә тут вә өтүп кетиш һейтини Пәрвәрдигар Худайиңға атап тәбриклигин; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени Абиб ейида Мисирдин кечидә чиқарған.
你應遵守「阿彼布」月,為上主你的天主舉行逾越節,因為在「阿彼布」月的一個夜裏,上主你的天主領你出了埃及。
2 Сән «өтүп кетиш һейти»ниң мелини (мәйли қой яки кала падисидин болсун) Пәрвәрдигар Худайиң таллап бекитидиған җайда униңға атап қурбанлиқ қилғин;
你應在上主所選定立自己名號的地方,給上主你的天主祭殺牛羊,作為逾越節犧牲。
3 шундақла сән һеч қандақ болдурулған нанни йемәслигиң керәк; сән униң билән йәттә күн петир нан, йәни «күлпәт нени»ни йейишиң керәк; чүнки сән Мисир зиминидин алдирашлиқта чиқтиң; шуниң билән сән өмрүңниң барлиқ күнлиридә Мисир зиминидин чиққан шу күнни ядиңда тутқайсән.
吃這祭肉時,不可吃發酵餅;七天之內,當吃無酵餅,即困苦餅,因為你曾倉猝地走來出了埃及地。為此你一生應天天記念你出埃及的日子。
4 Йәттә күн чегаралириң ичидә, өйүңдә һеч қандақ ечитқу тепилмисун; сән биринчи күни кәчтә қилған қурбанлиқ гөшләрни әтигәнгә қалдурмаслиғиң керәк.
七天之久,在你全境內不許見到酵母;你前一天晚上祭獻的牲肉,不可有剩下的,留到早晨。
5 Сән өтүп кетиш һейти қурбанлиғини Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезилириңниң һәр қандиқида қилсаң болмайду;
你不可在上主你的天主賜給你的任何城鎮內,祭殺逾越節犧牲;
6 бәлки өтүп кетиш һейти қурбанлиғини сән Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини турғузуш үчүн таллайдиған җайдила қил; уни кәчқурун, күн петиш вақтида, йәни Мисирдин чиққандики вақитқа охшаш вақитта қилисән.
只可在上主你的天主所選定立自己名號的地方,晚上太陽快落時,就是你出埃及的時刻,祭殺逾越節犧牲。
7 Уни Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда пиширип йегин; андин әтигәндә чедирлириңға қайтсаң болиду.
並應在上主你的天主所選定的地方,將祭牲煮熟分食;到了早晨,你可回到你的帳棚中去。
8 Сән алтә күн петир нан йәйсән; йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиң алдида тәнтәнилик сорун күни болиду; сән һеч қандақ иш-әмгәк қилмайсән.
六天內應吃無酵餅,到第七天,應為上主你的天主召開盛會,任何勞工都不許做。
9 Андин йәттә һәптини санайсән; ашлиққа оғақ салғандин башлап йәттә һәптини санашқа башлайсән;
你應數七個星期,從鐮刀收割莊稼算起,數七個星期,
10 андин сән «һәптиләр һейти»ни Пәрвәрдигар Худайиң алдида қолуңдики ихтиярий һәдийә билән өткүзисән; Пәрвәрдигар Худайиң саңа бәрикәтлигинигә қарап уни ихтиярән сунисән.
為上主你的天主舉行七七節,照上主你的天主祝福你的,獻上你手中自願獻的祭品。
11 Шуниң билән сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида, У Өз намини турғузушқа таллайдиған җайда шатлинисән; сән өзүң, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар, араңлардики мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шатлинисиләр.
你和你的兒女、僕婢,以及在你城鎮內的肋未人,在你中間的外方人、孤兒和寡婦,都應在上主你的天主所選定立自己名號的地方,於上主你的天主面前歡樂。
12 Сән шуниң билән әслидә Мисирда қул болғанлиғиңни есиңгә кәлтүрүп, бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутуп әмәл қилғин.
應記得你在埃及也曾做過奴隸,所以應謹守遵行這些法令。
13 Сән «кәпиләр һейти»ни йәттә күн өткүзисән; сән хаман вә шарап көлчигиңни жиққан чеғиңда, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, шәһәр дәрвазиси ичидә туридиған Лавийлар, мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шу һейтта шатлинисиләр.
你由禾場和榨酒池內收藏了出產以後,應七天舉行帳棚節。
在這慶節內,你和你的兒女、僕婢,以及在你城鎮內的肋未人、外方人、孤兒和寡婦都應歡樂。
15 Пәрвәрдигар таллайдиған җайда сән йәттә күн Пәрвәрдигар Худайиң алдида һейт өткүзисән; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ мәһсулатлириңда, қолуң қилған ишларда сени бәрикәтләйду вә сән дәрвәқә пүтүнләй шатлинисән.
你應在上主所選定的地方,為上主你的天主舉行這慶節七天,因為上主你的天主,要在你的一切收穫和你著手進行的一切事業上祝福你,使你滿心喜樂。
16 Жилда үч қетим, петир нан һейти, һәптиләр һейти вә кәпиләр һейтида сениң барлиқ әркәклириң Пәрвәрдигар Худайиң алдида, у таллайдиған җайда һазир болуши керәк; улар Пәрвәрдигар алдида қуруқ қол һазир болса болмайду;
每年三次,即在無酵節、七七節和帳棚節,你所有的男子都應到上主所選的地方去,朝拜上主你的天主;但不要空手出現在上主面前,
17 бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң саңа тәқдим қилған бәрикити бойичә һәр бири қолидин келишичә сунсун.
每人應照上主你的天主賜與你的,依自己的財力,奉獻禮品。
18 Хәлиқниң үстидин адаләт жүргүзүп адил һөкүм чиқириш үчүн, сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған барлиқ шәһәр-йезилириң ичидә һәр бир қәбилидә сорақчи вә әмәлдарларни бекитишиң керәк.
在上主你的天主賜給你的各城鎮內,要為各支派設立判官和書記,他們應按照公道審判人民,
19 Адаләтни бурмилисаң болмайду; адәмләргә йүз-хатирә қилсаң болмайду; пара алсаң болмайду; пара болса ақиланиләрниң көзлирини кор қилиду һәм адилларниң сөзлирини бурмилайду.
不可違犯公平,不可徇情顧面,不可接受賄賂,因為賄賂令智慧人的眼目失明;
20 Сән мутләқ адаләтни издишиң керәк; шундақ қилсаң һаят көрисән һәмдә Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминни егиләйсән.
只應追求公道與正義,好叫你能生存,佔有上主你的天主賜給你的土地。
21 Сән өзүң үчүн ясайдиған Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң әтрапиға «ашәраһ» бути қилинидиған һеч қандақ дәрәқ тикмәслигиң керәк
在你為上主你的天主所建的祭壇旁,不許豎立任何木頭的神柱;
22 вә өзүң үчүн һеч қандақ бут түврүги тиклимәслигиң керәк; ундақ нәрсиләр Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.
也不可立置上主你的天主所憎惡的石碣。

< Қанун шәрһи 16 >