< Қанун шәрһи 15 >
1 Һәр бир йәттә жилниң ахирида сән бир «халас қилиш»ни җакалиғин.
2 Бу «халас қилиш» мундақ болиду: — барлиқ қәриз егилири хошнисиға бәргән қәризни кәчүрүм қилиши керәк; уни хошнисидин яки қериндишидин тәләп қилмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар алдида бир «халас қилиш» җакаланди.
3 Чәтәлликтин болса тәләп қилишқа болиду; лекин қериндишиңда болған қәризни кәчүрүм қилишиң керәк.
4 Һалбуки, араңларда һаҗәтмәнләр болмайду; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң силәргә мирас болуш үчүн егилишиңларға беридиған шу зиминда турғиниңда сени зиядә бәрикәтләйду;
5 Пәқәт силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән силәргә бүгүн тапилиған бу пүтүн әмиргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәңлар шундақ болиду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк у сени бәрикәтләйду; сән көп әлләргә капаләтлик елип қәриз берисән, лекин улардин қәриз алмайсән; сән көп әлләр үстигә һөкүм сүрисән, лекин улар үстүңдин һөкүм сүрмәйду.
7 Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан қериндашлириң арисидин кәмбәғәл бир адәм болса, сән униңға көңлүңни қаттиқ қилма яки һаҗити чүшкән қериндишиңға қолуңни жумувалма;
8 сән бәлки сехийлиқ билән униңға қолуңни очуқ қил вә униңда немә кам болса чоқум һаҗитидин чиқип униңға өтнә берип тур.
9 Көңлүңдә намрат қериндишиңдин ағринип: Йәттинчи жил, йәни «халас жили» йеқинлашти, дәп рәзил ойда болуштин, униңға һеч нәрсә бәрмәсликтин һези бол; шундақ болуп қалса у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириши билән бу иш саңа гуна һесаплиниду.
10 Сән чоқум униңға сехийлиқ билән бәргин; униңға бәргиниңдә көңлүңдә нарази болма; чүнки бу иш үчүн Пәрвәрдигар Худайиң сени барлиқ ишлириңда вә қолуңдики барлиқ әмгигиңдә бәрикәтләйду.
11 Чүнки кәмбәғәлләр зиминдин йоқап кәтмәйду; шуңа мән саңа: «Сән сехийлиқ билән зиминдики қериндишиңға, йәни сениң намратлириңға вә һаҗәтмәнлириңгә қолуңни ачқин» — дәп тапилидим.
12 Сениң қериндишиң, мәйли ибраний әр яки ибраний аял болсун саңа сетилған болса, у алтә жил қуллуғуңда болиду, андин йәттинчи жилида сән уни өзүңдин халас қилип қоювәт.
13 Уни қоювәткәндә қуруқ қол қоювәтсәң болмайду;
14 сән чоқум қойлириңдин, хаминиңдин вә шарап көлчигиңдин тәқдим қилишиң керәк; Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә сән униңға бәр.
15 Сениң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиң сени һөрлүк бәдили төләп қутқузғанлиғини ядиңда тут; шуңа мән бүгүн бу ишни саңа тапилидим.
16 Һалбуки, шу қулуң саңа: «мән сәндин кәтмәймән» десә (чүнки у сени вә аиләңдикиләрни сөйиду, сениң билән һали яхши болиду)
17 — шу чағда сән бигизни елип униң қулиқини ишиктә тәш. Шуниң билән у мәңгүгә сениң қулуң болиду. Шуниңдәк дедигиңгиму шундақ муамилә қилғин.
18 [Қулуңни] йениңдин қоюветиш саңа еғир кәлмисун; чүнки у қуллуғуңда алтә жил болғачқа, қиммити мәдикарниңкидин икки һәссә артуқ болиду; [уни қоювәтсәң] Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ ишлириңда сени бәрикәтләйду.
19 Калилириң вә қойлириң арисида туғулған барлиқ тунҗа әркәк мозай-қозилириңни Пәрвәрдигар Худайиңға ата; калилириңниң тунҗисини һеч қандақ әмгәккә салма, қойлириңниң тунҗисини қирқима.
20 Сән вә өйүңдикиләр һәр жили шу мелиңни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар таллайдиған җайда йәңлар.
21 Бирақ [шу] һайванларниң бир йери мәйип болса, мәйли у мәҗруһ, кор яки униңда һәр қандақ нуқсан болса, уни Пәрвәрдигар Худайиңға қурбанлиқ қилмаслиғиң керәк.
22 Бәлки уни шәһәр-йезаңлар ичидә йесәң болиду; кишиләр мәйли пак яки напак болсун, уни җәрән яки кейикни йегәндәк йесә болиду.
23 Пәқәт сән униң қенини йемә; қенини суни йәргә төккәндәк төкүвәт.