< Қанун шәрһи 14 >

1 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң пәрзәнтлиридурсиләр; өлгәнләр үчүн бәдиниңларни һеч кәсмәслигиңлар керәк вә яки маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк;
“你们是耶和华—你们 神的儿女。不可为死人用刀划身,也不可将额上剃光;
2 чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән; Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр арисидин Өзиниң алаһидә гөһири болған бир хәлиқ болуши үчүн сени таллиғандур.
因为你归耶和华—你 神为圣洁的民,耶和华从地上的万民中拣选你特作自己的子民。”
3 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини йемәслигиң керәк.
“凡可憎的物都不可吃。
4 Төвәндикиләр силәр йейишкә болидиған һайванлар: — кала, қой, өчкә;
可吃的牲畜就是牛、绵羊、山羊、
5 кейик, җәрән, буға, явайи өчкә, аһу, бөкән, явайи қой,
鹿、羚羊、狍子、野山羊、麋鹿、黄羊、青羊。
6 шундақла һайванлар ичидә туяқлири пүтүнләй ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр хилини йесәңлар болиду.
凡分蹄成为两瓣又倒嚼的走兽,你们都可以吃。
7 Лекин, көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: — Төгә, тошқан вә суғур (чүнки улар көшигүчи болғини билән туйиғи ачимақ әмәстур. Шуңа улар силәргә һарам болиду).
但那些倒嚼或是分蹄之中不可吃的乃是骆驼、兔子、沙番—因为是倒嚼不分蹄,就与你们不洁净;
8 Чошқа болса туяқлири ачимақ болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду. Шундақ һайванларниң гөшини йемәслигиңлар керәк вә һәм өлүклиригә тәгмәслигиңлар керәк.
猪—因为是分蹄却不倒嚼,就与你们不洁净。这些兽的肉,你们不可吃,死的也不可摸。
9 Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду,
“水中可吃的乃是这些:凡有翅有鳞的都可以吃;
10 лекин қанити вә қасирақлири болмиғанларни йемәслигиңлар керәк; улар силәргә нисбәтән һарам болиду.
凡无翅无鳞的都不可吃,是与你们不洁净。
11 Барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду;
“凡洁净的鸟,你们都可以吃。
12 бирақ төвәндики учар-қанатларни йемәслигиңлар керәк: йәни бүркүт, тапқуш-ғечирлар, деңиз бүркүти,
不可吃的乃是雕、狗头雕、红头雕、
13 қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин, қорултаз-тапқушлар вә уларниң хиллири,
鹯、小鹰、鹞鹰与其类,
14 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
乌鸦与其类,
15 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
鸵鸟、夜鹰、鱼鹰、鹰与其类,
16 һувқуш, ибис, ақ қу,
鸮鸟、猫头鹰、角鸱、
17 сақийқуш, белиқъалғуч, қарна,
鹈鹕、秃雕、鸬鹚、
18 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп билән шәпәрәң дегәнләр силәргә һарам саналсун.
鹳、鹭鸶与其类,戴 与蝙蝠。
19 Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр болса силәргә нисбәтән һарам болиду; уларни йемәслигиңлар керәк.
凡有翅膀爬行的物是与你们不洁净,都不可吃。
20 Силәр барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду.
凡洁净的鸟,你们都可以吃。
21 Силәр һеч қандақ өлүк җанварни йемәслигиңлар керәк; силәр ундақ нәрсини шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан мусапирларға бериңлар; улар униңдин йесә болиду яки уни ят әлликләркә сетивәтсиму болиду; чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән. Сән оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду.
“凡自死的,你们都不可吃,可以给你城里寄居的吃,或卖与外人吃,因为你是归耶和华—你 神为圣洁的民。 “不可用山羊羔母的奶煮山羊羔。”
22 Сән җәзмән һәр жили етиздики һәммә териқчилиқ мәһсулатлириңниң ондин бирини айришиң керәк;
“你要把你撒种所产的,就是你田地每年所出的,十分取一分;
23 сән шуларни, йәни ашлиғиң, йеңи шарабиң, зәйтун мейиңниң ондин бирини Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида, йәни У Өз намини қалдурушқа таллайдиған җайда йә, шундақла кала-қой падилиридин айрилған тунҗа балилирини шу йәрдә йә; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңдин дайим қорқушни үгинисән.
又要把你的五谷、新酒、和油的十分之一,并牛群羊群中头生的,吃在耶和华—你 神面前,就是他所选择要立为他名的居所。这样,你可以学习时常敬畏耶和华—你的 神。
24 Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң,
当耶和华—你 神赐福与你的时候,耶和华—你 神所选择要立为他名的地方若离你太远,那路也太长,使你不能把这物带到那里去,
25 сән шу чағда уни пулға сетип, пулни қолуңға теңип, Пәрвәрдигар Худайиң таллиған җайға барғин вә
你就可以换成银子,将银子包起来,拿在手中,往耶和华—你 神所要选择的地方去。
26 вә көңлүң немә тартса, мәйли кала, қой, мәй-шарап, мусәлләс болсун, яки шуниңдәк көңлүң тартқан һәр қандақ нәрсини шу пулға алсаң болиду; андин сән вә өйүңдикиләр шу йәрдә униңдин йәп-ичип, Пәрвәрдигар Худайиң алдида шат-хурам болисиләр.
你用这银子,随心所欲,或买牛羊,或买清酒浓酒,凡你心所想的都可以买;你和你的家属在耶和华—你 神的面前吃喝快乐。
27 Шәһәр-йезилириңда туруватқан Лавийларни унтумаслиғиң керәк, чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ.
“住在你城里的利未人,你不可丢弃他,因为他在你们中间无分无业。
28 Һәр үч жилниң ахирида сән шу жилдики мәһсулатлириңдин ондин бирини өшрә қилип чиқар; сән уни шәһәр-йезилириң ичидә топла;
每逢三年的末一年,你要将本年的土产十分之一都取出来,积存在你的城中。
29 шуниң билән Лавийлар (чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ), мусапир, житим-йесирләр вә тул хотунлар келип униңдин йәп тоюнсун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң қолуңдики барлиқ мевини бәрикәтләйду.
在你城里无分无业的利未人,和你城里寄居的,并孤儿寡妇,都可以来,吃得饱足。这样,耶和华—你的 神必在你手里所办的一切事上赐福与你。”

< Қанун шәрһи 14 >