< Қанун шәрһи 13 >

1 Әгәр араңлардин пәйғәмбәр яки чүш көргүчи чиқип, силәргә мәлум бир мөҗизилик аламәт яки карамәтни көрситип берәй десә
Əgǝr aranglardin pǝyƣǝmbǝr yaki qüx kɵrgüqi qiⱪip, silǝrgǝ mǝlum bir mɵjizilik alamǝt yaki karamǝtni kɵrsitip berǝy desǝ
2 вә у силәргә алдин-ала дегән мөҗизилик аламәт яки карамәт әмәлгә ашурулса, амма шуниң билән мунасивәтлик «башқа илаһларға (йәни силәр тонумиған илаһларға) әгишәйли» вә «уларниң қуллуғида болайли» десә,
wǝ u silǝrgǝ aldin’ala degǝn mɵjizilik alamǝt yaki karamǝt ǝmǝlgǝ axurulsa, ǝmma xuning bilǝn munasiwǝtlik «baxⱪa ilaⱨlarƣa (yǝni silǝr tonumiƣan ilaⱨlarƣa) ǝgixǝyli» wǝ «ularning ⱪulluⱪida bolayli» desǝ,
3 шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчиниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрниң уни, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән сөйидиған-сөймәйдиғиниңларни билиш үчүн синаватқан болиду.
xu pǝyƣǝmbǝr yaki qüx kɵrgüqining sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ salmanglar; qünki xu tapta Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrning uni, yǝni Pǝrwǝrdigar Hudayinglarni pütün ⱪǝlbinglar wǝ pütün jeninglar bilǝn sɵyidiƣan-sɵymǝydiƣininglarni bilix üqün sinawatⱪan bolidu.
4 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға әгишип меңишиңлар керәк; силәр Униңдин қорқуңлар, әмирлирини тутуңлар, Униң авазиға қулақ селиңлар; силәр Униң хизмитидә болуп Униңға бағлиниңлар.
Silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa ǝgixip mengixinglar kerǝk; silǝr Uningdin ⱪorⱪunglar, ǝmrlirini tutunglar, Uning awaziƣa ⱪulaⱪ selinglar; silǝr Uning hizmitidǝ bolup Uningƣa baƣlininglar.
5 Шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчи болса өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк; чүнки у силәрни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған, йәни «қуллуқ макани»дин һөрлүк бәдили төләп қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилишни қутратти, шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар сени меңишқа әмир қилған йолдин езиқтурушқа урунди; силәр мошундақ рәзилликни араңлардин йоқитишиңлар керәк.
Xu pǝyƣǝmbǝr yaki qüx kɵrgüqi bolsa ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinixi kerǝk; qünki u silǝrni Misir zeminidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan, yǝni «ⱪulluⱪ makani»din ⱨɵrlük bǝdili tɵlǝp ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa asiyliⱪ ⱪilixni ⱪutratti, xundaⱪla Pǝrwǝrdigar Hudayinglar seni mengixⱪa ǝmr ⱪilƣan yoldin eziⱪturuxⱪa urundi; silǝr muxundaⱪ rǝzillikni aranglardin yoⱪitixinglar kerǝk.
6 Қериндишиң, мәйли анаңниң оғли яки өз оғлуң яки қизиң, җан-җигириң болған аялиң яки җан достуң астиртин сени аздурмақчи болуп: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғиға кирәйли» десә, йәни өзүң яки ата-бовилириң һеч тонумайдиған, әтрапиңдики әлләрниң илаһлири болсун, йеқин болсун, жирақ болсун, һәтта йәр йүзиниң бу четида яки у четида болсун, шуларниң қуллуғиға кирәйли десә,
Ⱪerindixing, mǝyli anangning oƣli yaki ɵz oƣlung yaki ⱪizing, jan-jigiring bolƣan ayaling yaki jan dostung astirtin seni azdurmaⱪqi bolup: «Barayli, baxⱪa ilaⱨlarning ⱪulluⱪiƣa kirǝyli» desǝ, yǝni ɵzüng yaki ata-bowiliring ⱨeq tonumaydiƣan, ǝtrapingdiki ǝllǝrning ilaⱨliri bolsun, yeⱪin bolsun, yiraⱪ bolsun, ⱨǝtta yǝr yüzining bu qetida yaki u qetida bolsun, xularning ⱪulluⱪiƣa kirǝyli desǝ,
7
8 ундақта сән униңға қошулма яки униңға қулақ салма; сән уни һеч айима, униңға рәһим қилма вә униң гунайини һеч йошурма;
undaⱪta sǝn uningƣa ⱪoxulma yaki uningƣa ⱪulaⱪ salma; sǝn uni ⱨeq ayima, uningƣa rǝⱨim ⱪilma wǝ uning gunaⱨini ⱨeq yoxurma;
9 қандақла болмисун, уни өлтүргин; уни өлтүрүшкә тунҗа қол салғучи сән бол, андин барлиқ хәлиқниң қоллири әгишип шундақ қилсун.
ⱪandaⱪla bolmisun, uni ɵltürgin; uni ɵltürüxkǝ tunji ⱪol salƣuqi sǝn bol, andin barliⱪ hǝlⱪning ⱪolliri ǝgixip xundaⱪ ⱪilsun.
10 У сени Мисир зиминидин, «қуллуқ макани»дин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигар Худайиңни ташлашқа езиқтурмақчи болди, шуңа сән уни өлтүрүшүң, чалма-кесәк қилишиң керәк;
U seni Misir zeminidin, «ⱪulluⱪ makani»din ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigar Hudayingni taxlaxⱪa eziⱪturmaⱪqi boldi, xunga sǝn uni ɵltürüxüng, qalma-kesǝk ⱪilixing kerǝk;
11 Шуниң билән пүткүл Исраил аңлайду, қорқиду, шуниңдин кейин йәнә шундақ рәзил ишни араңларда қилмайду.
Xuning bilǝn pütkül Israil anglaydu, ⱪorⱪidu, xuningdin keyin yǝnǝ xundaⱪ rǝzil ixni aranglarda ⱪilmaydu.
12 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиң олтирақлишишқа саңа тәқдим қилған мәлум бир шәһәрдә: «Аримиздин бәзи рәзил адәмләр чиқип: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғида болайли» дәп силәр һеч тонумайдиған илаһларға әгишишкә өз шәһиридикиләрни езиқтурди» дегән хәвәрни аңлисаң,
Əgǝr Pǝrwǝrdigar Hudaying olturaⱪlixixⱪa sanga tǝⱪdim ⱪilƣan mǝlum bir xǝⱨǝrdǝ: «Arimizdin bǝzi rǝzil adǝmlǝr qiⱪip: «Barayli, baxⱪa ilaⱨlarning ⱪulluⱪida bolayli» dǝp silǝr ⱨeq tonumaydiƣan ilaⱨlarƣa ǝgixixkǝ ɵz xǝⱨiridikilǝrni eziⱪturdi» degǝn hǝwǝrni anglisang,
14 шу һаман тәкшүрүп сүрүштә қил; раст болса, дәрвәқә бу жиркиничлик иш араңларда йүз бәргәнлиги испатланған болса,
xu ⱨaman tǝkxürüp sürüxtǝ ⱪil; rast bolsa, dǝrwǝⱪǝ bu yirginqlik ix aranglarda yüz bǝrgǝnliki ispatlanƣan bolsa,
15 ундақда сән шу шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрүп, бу шәһәрни вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни, җүмлидин мал-варанлирини тәлтөкүс һалак қиливәт.
undaⱪda sǝn xu xǝⱨǝrdikilǝrni ⱪiliq bilǝn ɵltürüp, bu xǝⱨǝrni wǝ uning iqidiki barliⱪ nǝrsilǝrni, jümlidin mal-waranlirini tǝltɵküs ⱨalak ⱪiliwǝt.
16 Униңдики барлиқ олҗини оттуридики чоң мәйданға жиғип, шу шәһәрни барлиқ олҗиси билән қошуп Пәрвәрдигар Худайиңға аталған көйдүрмә қурбанлиқтәк от билән көйдүрүвәт; у мәңгүгә харабилик болиду — қайтидин қурулмаслиғи керәк.
Uningdiki barliⱪ oljini otturidiki qong mǝydanƣa yiƣip, xu xǝⱨǝrni barliⱪ oljisi bilǝn ⱪoxup Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atalƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪtǝk ot bilǝn kɵydürüwǝt; u mǝnggügǝ harabilik bolidu — ⱪaytidin ⱪurulmasliⱪi kerǝk.
17 Тәлтөкүс һалакәткә бекитилгән һеч бир нәрсә қолуңға чаплашмисун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ғәзивидин йенип саңа рәһим көрситиду; У саңа ичини ағритип, ата-бовилириңға қәсәм қилғандәк сени көпәйтиду.
Tǝltɵküs ⱨalakǝtkǝ bekitilgǝn ⱨeqbir nǝrsǝ ⱪolungƣa qaplaxmisun; xundaⱪ ⱪilsang Pǝrwǝrdigar ƣǝzipidin yenip sanga rǝⱨim kɵrsitidu; U sanga iqini aƣritip, ata-bowiliringƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣandǝk seni kɵpǝytidu.
18 Сән мән бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң барлиқ әмирлирини тутуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилиш үчүн авазиға қулақ салсаң, һалиң шундақ яхши болиду.
Sǝn mǝn bügün tapiliƣan Pǝrwǝrdigar Hudayingning barliⱪ ǝmrlirini tutup, uning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilix üqün awaziƣa ⱪulaⱪ salsang, ⱨaling xundaⱪ yahxi bolidu.

< Қанун шәрһи 13 >