< Қанун шәрһи 12 >
1 Ата-бовилириңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар силәрниң егилишиңларға беридиған зиминда турғанда, йәр йүзидики барлиқ күнлириңларда көңүл қоюп тутушуңлар керәк болған бәлгүлимиләр һәм һөкүмләр мана мунулардур: —
Ata-bowiliringlarning Xudasi bolghan Perwerdigar silerning igilishinglargha béridighan zéminda turghanda, yer yüzidiki barliq künliringlarda köngül qoyup tutushunglar kérek bolghan belgilimiler hem hökümler mana munulardur: —
2 Силәр һайдап чиқарған әлләрниң егиз тағлар, дөңләр вә һәр бир йешил дәрәқ астидики өз илаһлириниң қуллуғида болған ибадәтгаһлирини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк;
Siler heydep chiqarghan ellerning égiz taghlar, döngler we herbir yéshil derex astidiki öz ilahlirining qulluqida bolghan ibadetgahlirini teltöküs yoqitishinglar kérek;
3 Уларниң қурбангаһлирини бузуңлар, бут түврүклирини чеқиңлар вә ашәраһлирини от билән көйдүрүветиңлар; илаһлириниң ойма мәбудлирини кесип ташлаңлар; уларниң исим-намлириниму шу йәрдин йоқитишиңлар керәк.
Ularning qurban’gahlirini buzunglar, but tüwrüklirini chéqinglar we asherahlirini ot bilen köydürüwétinglar; ilahlirining oyma mebudlirini késip tashlanglar; ularning isim-namlirinimu shu yerdin yoqitishinglar kérek.
4 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң хизмитидә улардәк қилмаңлар,
Siler Perwerdigar Xudayinglarning xizmitide ulardek qilmanglar,
5 бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини тикләш үчүн барлиқ қәбилилириңларниң зиминлири арисидин таллиған, Өз туралғуси болған җайни издәңлар, шу йәргә келиңлар;
belki Perwerdigar Xudayinglar Öz namini tiklesh üchün barliq qebililiringlarning zéminliri arisidin tallighan, Öz turalghusi bolghan jayni izdenglar, shu yerge kélinglar;
6 шу йәргә силәр көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни, қәсәмгә бағлиқ һәдийәләрни, ихтиярий һәдийәләрни вә қой-кала падилириңларниң тунҗа балилирини әкилисиләр;
shu yerge siler köydürme we inaqliq qatarliq qurbanliqinglarni, mehsulatliringlardin ondin biri bolghan öshrilerni, qolunglardiki kötürme hediyelerni, qesemge baghliq hediyelerni, ixtiyariy hediyelerni we qoy-kala padiliringlarning tunji balilirini ekilisiler;
7 Силәр аиләңдикиләр билән қошулуп шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида зияпәт қилиңлар, силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтлигән қол әмгигиңларниң мевисидин шатлинисиләр.
Siler ailengdikiler bilen qoshulup shu yerde Perwerdigar Xudayinglarning aldida ziyapet qilinglar, siler Perwerdigar Xudayinglar silerni beriketligen qol emgikinglarning méwisidin shadlinisiler.
8 Силәр биз бүгүн қилғинимиздәк, йәни һәр бириңлар өз билгиниңларчә қилғиниңлардәк қилмаслиғиңлар керәк;
Siler biz bügün qilghinimizdek, yeni herbiringlar öz bilgininglarche qilghininglardek qilmasliqinglar kérek;
9 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған арамлиқ һәм мирасқа техи йетип кәлмидиңлар.
Chünki Perwerdigar Xudayinglar silerge béridighan aramliq hem mirasqa téxi yétip kelmidinglar.
10 Бирақ силәр Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминға олтирақлашқандин кейин, шундақла у силәрни әтрапиңлардики барлиқ дүшмәнлириңлардин қутқузуп арам бәргәндин кейин, силәр теч-аман турғанда,
Biraq siler Iordan deryasidin ötüp, Perwerdigar Xudayinglar silerge miras qilip béridighan zémin’gha olturaqlashqandin kéyin, shundaqla u silerni etrapinglardiki barliq düshmenliringlardin qutquzup aram bergendin kéyin, siler tinch-aman turghanda,
11 шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қойидиған бир җай болиду; силәр шу йәргә көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни вә Пәрвәрдигарға атап қәсәм қилған есил һәдийәләрни әкилисиләр;
shu chaghda Perwerdigar Xudayinglar Öz namini qoyidighan bir jay bolidu; siler shu yerge köydürme we inaqliq qatarliq qurbanliqinglarni, mehsulatliringlardin ondin biri bolghan öshrilerni, qolunglardiki kötürme hediyelerni we Perwerdigargha atap qesem qilghan ésil hediyelerni ekilisiler;
12 вә Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида шатлинисиләр, йәни силәр, оғул-қизлириңлар, қул-дедәклириңлар вә силәр билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар (чүнки уларниң араңларда һеч қандақ несивиси яки мираси йоқтур) һәммиңлар шатлинисиләр.
we Perwerdigar Xudayinglar aldida shadlinisiler, yeni siler, ughul-qizliringlar, qul-dédekliringlar we siler bilen bir yerde turuwatqan Lawiylar (chünki ularning aranglarda héchqandaq nésiwisi yaki mirasi yoqtur) hemminglar shadlinisiler.
13 Сән көйдүрмә қурбанлиқлириңни удул кәлгән җайларда қилмаслиқ үчүн көңүл қойғин;
Sen köydürme qurbanliqliringni udul kelgen jaylarda qilmasliq üchün köngül qoyghin;
14 Пәқәт Пәрвәрдигар һәммә қәбилилириңниң зиминлири арисидин таллиған җайда көйдүрмә қурбанлиқлириңни қил вә шу җайда мениң саңа барлиқ тапилиғинимға әмәл қил.
Peqet Perwerdigar hemme qebililiringning zéminliri arisidin tallighan jayda köydürme qurbanliqliringni qil we shu jayda méning sanga barliq tapilighinimgha emel qil.
15 Һалбуки, сән көңлүң тартқиничә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә шәһәр-йезилириңда һалал һайванларни союп (худди җәрән яки кейик гөшидин йегәнгә охшаш), гөш йесәң болиду; мәйли пак, мәйли напак кишиләр болсун уларниң гөшини йесә болиду.
Halbuki, sen könglüng tartqiniche Perwerdigar Xudaying séni beriketligini boyiche sheher-yéziliringda halal haywanlarni soyup (xuddi jeren yaki kéyik göshidin yégen’ge oxshash), gösh yéseng bolidu; meyli pak, meyli napak kishiler bolsun ularning göshini yése bolidu.
16 Силәр пәқәт уни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк; силәр қенини су төккәндәк йәргә төкүветишиңлар керәк.
Siler peqet uni qéni bilen qoshup yémeslikinglar kérek; siler qénini su tökkendek yerge töküwétishinglar kérek.
17 Сән ашлиқтин, йеңи шараптин, зәйтун мейидин ондин бири болған өшрилириңни яки кала-қой падилириңниң тунҗа балилирини, яки қәсәмгә бағлиқ һәдийәлириңни, ихтиярий һәдийәлириңни яки қолуңдики көтәрмә һәдийәлириңни шәһәр-йезилириңда йемәслигиң керәк;
Sen ashliqtin, yéngi sharabtin, zeytun méyidin ondin biri bolghan öshriliringni yaki kala-qoy padiliringning tunji balilirini, yaki qesemge baghliq hediyeliringni, ixtiyariy hediyeliringni yaki qolungdiki kötürme hediyeliringni sheher-yéziliringda yémesliking kérek;
18 бәлки буларни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда йейишиң керәк, йәни сән, оғлуң, қизиң, қул-дедигиң вә сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар биргә йесәң болиду; вә сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әмгигиңниң барлиқ мевисидин шатлинисән.
belki bularni Perwerdigar Xudaying aldida, Perwerdigar Xudaying tallaydighan jayda yéyishing kérek, yeni sen, oghlung, qizing, qul-dédiking we sen bilen bir yerde turuwatqan Lawiylar birge yéseng bolidu; we sen Perwerdigar Xudaying aldida emgikingning barliq méwisidin shadlinisen.
19 Өзүңгә һези болғинки, сән зиминда турған барлиқ күнлириңдә Лавийлардин ваз кәчмәслигиң керәк.
Özüngge hézi bolghinki, sen zéminda turghan barliq künliringde Lawiylardin waz kechmesliking kérek.
20 Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк чегаралириңни кеңәйткәндә, сән көңлүң тартип: «гөш йәймән» десәң, сән көңлүңниң тартқиничә гөш йесәң болиду.
Perwerdigar Xudaying sanga wede qilghandek chégraliringni kéngeytkende, sen könglüng tartip: «gösh yeymen» déseng, sen könglüngning tartqiniche gösh yéseng bolidu.
21 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қоюшқа таллайдиған җай сәндин бәк жирақ болса, сән Пәрвәрдигар саңа тәқдим қилған кала-қойлардин елип сойисән; мән саңа тапилиғандәк уларни сойисән вә шәһәр-йезилириң ичидә көңлүң тартқиничә боғузлап йәйсән.
Eger Perwerdigar Xudayinglar Öz namini qoyushqa tallaydighan jay sendin bek yiraq bolsa, sen Perwerdigar sanga teqdim qilghan kala-qoylardin élip soyisen; men sanga tapilighandek ularni soyisen we sheher-yéziliring ichide könglüng tartqiniche boghuzlap yeysen.
22 Җәрән яки кейик йегәндәк уларни йәйсән; мәйли пак мәйли напак кишиләр болсун униң гөшидин йесә болиду.
Jeren yaki kéyik yégendek ularni yeysen; meyli pak meyli napak kishiler bolsun uning göshidin yése bolidu.
23 Пәқәт шуниңдин һези болғинки, уларниң қенини йемә; чүнки җан дегән қандидур; сән гөшни җан билән қошуп йемәслигиң керәк.
Peqet shuningdin hézi bolghinki, ularning qénini yéme; chünki jan dégen qandidur; sen göshni jan bilen qoshup yémesliking kérek.
24 Сән қанни йемәслигиң керәк; бәлки уни суни йәргә төккәндәк йәргә төкүвәт.
Sen qanni yémesliking kérek; belki uni suni yerge tökkendek yerge töküwet.
25 Сән уни йемәслигиң керәк; шундақ қилсаң һалиң вә сәндин кейинки балилириңниң һали яхши болиду; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилған болисән.
Sen uni yémesliking kérek; shundaq qilsang haling we sendin kéyinki baliliringning hali yaxshi bolidu; chünki sen Perwerdigarning neziride durus bolghanni qilghan bolisen.
26 Бирақ сәндики Пәрвәрдигарға атиған вә қәсәмгә бағлиқ нәрсиләрни болса, сән уларни елип Пәрвәрдигар таллайдиған җайға апирисән;
Biraq sendiki Perwerdigargha atighan we qesemge baghliq nersilerni bolsa, sen ularni élip Perwerdigar tallaydighan jaygha apirisen;
27 сән [шу йәрдә] Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә көйдүрмә қурбанлиқлириңни, гөш билән қенини сунғин; башқа қурбанлиқлириңниң қениниму Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә қуйғин вә гөшини йегин.
sen [shu yerde] Perwerdigar Xudayingning qurban’gahi üstide köydürme qurbanliqliringni, gösh bilen qénini sun’ghin; bashqa qurbanliqliringning qéninimu Perwerdigar Xudayingning qurban’gahi üstide quyghin we göshini yégin.
28 Мән саңа тапилиған бу барлиқ сөзләргә қулақ селип көңүл бөлгин. Шундақ қилсаң, Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә яхши вә дурус болғанни қилған болисән вә өз һалиң вә сәндин кейинки әвлатлириңниң һали яхши болиду.
Men sanga tapilighan bu barliq sözlerge qulaq sélip köngül bölgin. Shundaq qilsang, Perwerdigar Xudayinglarning neziride yaxshi we durus bolghanni qilghan bolisen we öz haling we sendin kéyinki ewladliringning hali yaxshi bolidu.
29 Пәрвәрдигар Худайиң сән баридиған йәрдики әлләрниң зиминини егилишиң үчүн уларни сениң алдиңда йоқитиду. Шу чағда, сән уларниң зиминини егиләп шу йәрдә турғиниңда,
Perwerdigar Xudaying sen baridighan yerdiki ellerning zéminini igilishing üchün ularni séning aldingda yoqitidu. Shu chaghda, sen ularning zéminini igilep shu yerde turghiningda,
30 Шу әлләр алдиңда йоқитилғандин кейин, уларниң изидин меңишқа езиқтурулмаслиғиң үчүн өзүңгә һези бол вә: — «Бу әлләр өз илаһлириниң ибадитини қандақ тутқан болғийди? Мәнму шундақ қилип бақайчу!» дәп уларниң илаһлирини һеч издимә.
Shu eller aldingda yoqitilghandin kéyin, ularning izidin méngishqa éziqturulmasliqing üchün özüngge hézi bol we: — «Bu eller öz ilahlirining ibaditini qandaq tutqan bolghiydi? Menmu shundaq qilip baqaychu!» dep ularning ilahlirini héch izdime.
31 Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болғиниңда қәтъий уларниң йоли бойичә иш тутмаслиғиң керәк; чүнки немә иш Пәрвәрдигарға жиркиничлик болса, немә иш Униңға нәпрәтлик болса, улар өз илаһлири үчүн шу ишларни қилған; улар һәтта өз оғуллирини вә қизлириниму илаһлириға атап отта көйдүрүп кәлгән.
Sen Perwerdigar Xudayingning xizmitide bolghiningda qet’iy ularning yoli boyiche ish tutmasliqing kérek; chünki néme ish Perwerdigargha yirginchlik bolsa, néme ish Uninggha nepretlik bolsa, ular öz ilahliri üchün shu ishlarni qilghan; ular hetta öz oghullirini we qizlirinimu ilahlirigha atap otta köydürüp kelgen.
32 Мән силәргә тапилиғанлиги әмәлләргә әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар; униңға һеч немә қошмаңлар, униңдин һеч нәрсини чиқиривәтмәңлар.
Men silerge tapilighanliki emellerge emel qilishqa köngül bölünglar; uninggha héch néme qoshmanglar, uningdin héch nersini chiqiriwetmenglar.