< Қанун шәрһи 11 >
1 Әнди сән Пәрвәрдигар Худайиңни сөйгин, Униң тапилиғини, бәлгүлимилирини, һөкүмлирини һәм әмирлирини изчил тутқин.
2 Шу ишларни бүгүн есиңларда тутуңлар, чүнки мән Пәрвәрдигар Худайиңниң җаза-тәрбийиси, улуқлуғи, күчлүк қоли вә узартилған билигини, Мисир зиминида Мисир падишаси Пирәвнгә һәм униң пүткүл зимини үстигә көрсәткән мөҗизилик аламәтлири вә қилғанлирини көрмигән балилириңларға сөзлимәймән
3
4 (чүнки улар [Пәрвәрдигарниң] Мисирниң қошуни, уларниң атлири, уларниң җәң һарвулириға қилған ишлири, йәни Қизил Деңизниң сулири билән уларни ғәриқ қилип, үзүл-кесил һалак қилғанлиғи,
5 Униң силәр мошу йәргә кәлгичә силәргә немә қилғанлиғи,
6 Униң Рубәнниң әвлади, Елиабниң оғуллири Датан вә Абирамға немә қилғанлиғи, йәни пүтүн Исраиллар арисида йәр йүзиниң ағзини қандақ ечип уларни аилисидикилири вә чедирлири билән қошуп барлиқ тәәллуқатлири билән жутувәткәнлигини көрмигән еди);
7 [мән бәлки силәргә сөз қилимән]; чүнки силәрниң көзлириңлар Пәрвәрдигар қилған барлиқ улуқ ишларни көрди.
8 Әнди, мән силәргә бүгүн тапилиған барлиқ әмирләрни тутуңлар; шундақ қилсаңлар күчлинип, һазир өтүп егилимәкчи болған зиминға кирип уни егиләйсиләр
9 вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип уларға һәм әвлатлириға беришкә вәдә қилған зиминда, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған мунбәт бир зиминда туруп узун өмүр көрисиләр.
10 Чүнки силәр егиләшкә киридиған шу зимин силәр чиққан Мисир зиминидәк әмәс; у йәр болса, силәр униңға уруқ чачқандин кейин путуңлар билән суғиридиған көктатлиқтәк зимин еди;
11 бирақ силәр егиләшкә өтидиған шу зимин болса тағ-җилғилири болған бир зиминдур; у асмандики ямғурдин су ичиду,
12 у Пәрвәрдигар Худайиң Өзи әзизләйдиған бир зиминдур; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңниң көзлири жилниң бешидин жилниң ахириғичә үзлүксиз униңға тикилиду.
13 Шундақ болидуки, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, пүткүл қәлбиңлар вә пүткүл җениңлар билән униң ибадитидә болуш үчүн мән силәргә бүгүн тапилиған әмирләргә көңүл қоюп қулақ салсаңлар,
14 У: «Мән зиминиңларға өз пәслидә ямғур, йәни дәсләпки вә кейинки ямғурларни ата қилимән; шуниң билән ашлиқлириңлар, йеңи шарабиңлар вә зәйтун мейиңларни жиғалайсиләр;
15 Мән шундақла мал-варанлириң үчүн от-чөп беримән; сән йәп-ичип тоюнисән» — дәйду.
16 Қәлбиңлар алдинип, башқа илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунуп кәтмәслигиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар;
17 болмиса, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, ямғур яғмаслиғи үчүн асманларни етиветип ямғур яғдурмайду, тупрақ мәһсулатлирини бәрмәйду вә Пәрвәрдигар силәргә ата қилидиған мунбәт зиминдин йоқитилисиләр.
18 Силәр мениң бу сөзлиримни қәлбиңларға пүкүп җениңларда сақлаңлар, қолуңларға [әсләтмә]-бәлгү қилип теңивелиңлар, пешанәңләргә қашқидәк символ қилип орнитивелиңлар;
19 Силәр уларни балилириңларға үгитисиләр; өйдә олтарғиниңларда, йолда меңиватқиниңларда, ятқиниңларда вә орундин қопқиниңларда улар тоғрилиқ сөзләңлар;
20 Уларни өйүңләрдики кешәкләргә вә дәрвазилириңларға пүтүп қоюңлар.
21 Шуниң билән силәрниң Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға беришкә қәсәм қилип вәдә қилған зиминда туридиған күнлириңлар вә балилириңларниң күнлири узун болиду, йәр йүзидики күнлириңлар асманниң күнлиридәк болиду.
22 Мән бүгүнки күндә силәргә тапилиған бу пүткүл әмирни ихлас билән тутсаңлар, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, униң барлиқ йоллирида меңишиңлар билән униңға бағлансаңлар,
23 ундақта Пәрвәрдигар силәрниң көз алдиңларда бу барлиқ әлләрни зиминидин мәһрум қилип һайдайду вә силәр өзүңлардин чоң вә күчлүк әлләрниң тәәллуқатини егиләйсиләр.
24 Тапиниңлар дәссигән һәр бир җай силәрниңки болиду; чегараңлар чөл-баявандин тартип, Ливанғичә вә [Әфрат] дәриясидин Оттура Деңизғичә болиду.
25 Һеч ким алдиңларда туралмайду; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк, силәрдин болған қорқунуч вә дәһшәтни силәр дәссигән барлиқ җайлар үстигә салиду.
26 Мана, мән бүгүн алдиңларға бәхит-бәрикәт вә ләнәтни қойимән;
27 Мән силәргә бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлиригә итаәт қилсаңлар, бәхит-бәрикәт болиду;
28 Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлиригә итаәт қилмисаңлар, бәлки силәр тонумиған башқа илаһларға әгишип, мән бүгүн тапилиған йолдин чәтнәп кәтсәңлар, силәргә ләнәт чүшиду.
29 Шундақ қилишиңлар керәкки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни силәр егиләшкә киридиған зиминға елип киргәндин кейин, бәхит-бәрикәтни Гәризим теғи үстидә вә ләнәтни Әбал теғи үстидә туруп җакалайсиләр.
30 Бу [тағлар] Иордан дәриясиниң қарши тәрипидә, Гилгалниң удулидики Арабаһ түзләңлигидә туруватқан Ⱪананийларниң зиминида, мәғриб йолиниң арқисида, Морәһтики дуб дәрәқлиригә йеқин йәрдә әмәсму?
31 Чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә тәқдим қиливатқан зиминни егиләш үчүн униңға киришкә Иордан дәриясидин өтисиләр; силәр дәрвәқә уни егиләйсиләр вә униңда олтирақлишисиләр.
32 Силәр мән алдиңларға қойған бу барлиқ һөкүмләр вә бәлгүлимиләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар.