< Қанун шәрһи 10 >

1 Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Өзүң үчүн авалқидәк икки таш тахтайни оюп чиқип, таққа йенимға кәл. Өзүңгә яғачтин бир сандуқ ясиғин.
At that time the Lord said to me, Hew for yourself two stone tables as the first, and come up to me into the mountain, and you shall make for yourself an ark of wood.
2 Мән бу тахтайларға сән чеқивәткән авалқи тахтайлардики сөзләрни язимән; сән уларни сандуққа қойисән» — деди.
And you shall write upon the tables the words which were on the first tables which you did break, and you shall put them into the ark.
3 Шуниң билән мән акатсийә яғичидин бир сандуқ ясидим, авалқидәк икки таш тахтай оюп чиқтим; икки тахтайни қолумда көтирип таққа чиқтим.
So I made an ark of boards of incorruptible wood, and I hewed tables of stone like the first, and I went up to the mountain, and the two tables were in my hand.
4 Пәрвәрдигар әслидә от ичидин тағда җамаәт жиғилған күндә силәргә ейтқан шу он әмирни авалқи пүтүктәк тахтайларға язди; Пәрвәрдигар уларни маңа тапшурди.
And he wrote upon the tables according to the first writing the ten commandments, which the Lord spoke to you in the mountain out of the midst of the fire, and the Lord gave them to me.
5 Мән бурулуп тағдин чүшүп тахтайларни өзүм ясиған сандуққа қойдум; Пәрвәрдигар маңа тапилиғинидәк улар техи униңда турмақта.
And I turned and came down from the mountain, and I put the tables into the ark which I had made; and there they were, as the Lord commanded me.
6 Шу чағда Исраиллар Бәәрот-Бәнә-Яакандин Мосәраһқа йол елип маңди; Һарун шу йәрдә өлди вә шу йәрдә дәпнә қилинди; униң оғли Әлиазар униң орнини бесип каһинлиқ қилди.
And the children of Israel departed from Beeroth of the sons of Jakim [to] Misadai: there Aaron died, and there he was buried, and Eleazar his son was priest in his stead.
7 Исраиллар шу йәрдин Гудгодаһқа, андин Гудгодаһтин Йотбатаһқа сәпәр қилди (Йотбатаһ ериқ-еқини мол йәрдур).
Thence they departed to Gadgad; and from Gadgad to Etebatha, a land [wherein are] torrents of water.
8 Шу чағда Пәрвәрдигар әһдә сандуғини көтиришкә, Пәрвәрдигарниң алдида хизмитидә туруп униң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә Лавий қәбилисини өзигә таллап айриди. Вә бүгүнгә қәдәр шундақ болуватиду.
At that time the Lord separated the tribe of Levi, to bear the ark of the covenant of the Lord, to stand near before the Lord, to minister and bless in his name to this day.
9 Шуңа Лавий қәбилисиниң [Исраил] қериндашлири ичидә несивиси яки мираси йоқтур; Пәрвәрдигар униңға ейтқандәк, Пәрвәрдигар Өзи униң мирасидур.
Therefore the Levites have no part nor inheritance amongst their brethren; the Lord himself [is] their inheritance, as he said to them.
10 Мән әнди авалқи күнләрдикидәк қириқ кечә-күндүз Пәрвәрдигар алдида тағда турдум; Пәрвәрдигар шу чағдиму тилигимгә қулақ салди; у силәрни йоқатмиди.
And I remained in the mount forty days and forty nights: and the Lord heard me at that time also, and the Lord would not destroy you.
11 Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, хәлиқни башлап алдида йол алғин; шуниң билән улар Мән уларға тәқдим қилишқа ата-бовилириға қәсәм қилип вәдә қилған зиминни егиләш үчүн униңға кирсун» — деди.
And the Lord said to me, Go, set out before this people, and let them go in and inherit the land, which I sware to their fathers to give to them.
12 Әнди, и Исраил, Пәрвәрдигар Худайиң сәндин немә тәләп қилиду? — Һалиң яхши болсун дәп мениң бүгүн силәргә мошу тапилиғанлиримдин башқа нәрсини тәләп қиларму? — Униң тәләп қилғини болса Пәрвәрдигар Худайиңдин қорқуп, Униң көрсәткән барлиқ йоллирида меңип, Уни сөйүп, пүткүл қәлбиң вә пүткүл җениң билән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болуп, Пәрвәрдигарниң әмирлири вә бәлгүлимилирини тутуштин ибарәт әмәсму?
And now, Israel, what does the Lord your God require of you, but to fear the Lord your God, and to walk in all his ways, and to love him, and to serve the Lord your God with all your heart, and with all your soul;
to keep the commandments of the Lord your God, and his ordinances, all that I charge you today, that it may be well with you?
14 Мана, асманлар вә асманларниң асмини Пәрвәрдигар Худайиңға мәнсуптур; йәр йүзи вә униңдики һәммә нәрсиләрму Униңға мәнсуптур.
Behold, the heaven and the heaven of heavens belong to the Lord your God, the earth and all things that are in it.
15 Һалбуки, Пәрвәрдигар пәқәт ата-бовилириңлардин сөйүнүп, уларни сөйди вә шуниң билән бүгүнкидәк барлиқ әлләр арисидин ата-бовилириңларниң кейинки нәслини, йәни силәрни таллиди.
Only the Lord chose your fathers to love them, and he chose out their seed after them, [even] you, beyond all nations, as at this day.
16 Шуңа көңлүңларни хәтнилик қилиңлар, бойнуңларни йәнә қаттиқ қилмаңлар.
Therefore you shall circumcise the hardness of your heart, and you shall not harden your neck.
17 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар худаларниң Худаси, рәбләрниң Рәбби, улуқ Илаһ, Қудрәтлик вә Дәһшәтлик Болғучи, инсанларниң йүз-хатирисини қилмиғучи, һеч қандақ парини алмиғучидур;
For the Lord your God, he [is] God of gods, and the Lord of lords, the great, and strong, and terrible God, who does not accept persons, nor will he by any means accept a bribe:
18 У житим-йесир вә тул хотунларниң дәвасини сорайду, мусапирни сөйүп униңға йемәк-ичмәк вә кийим-кечәкни бәргүчидур.
executing judgement for the stranger and orphan and widow, and he loves the stranger to give him food and raiment.
19 Шуңа силәрму мусапирни сөйүшүңлар керәк; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир едиңлар.
And you shall love the stranger; for you were strangers in the land of Egypt.
20 Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин; сән Униң ибадитидә болғин, Униңға бағланғин вә [пәқәт] Униң намидила қәсәм ичкин.
You shall fear the Lord your God, and serve him, and shall cleave to him, and shall swear by his name.
21 У сән үчүн өз көзүң билән көргән бу улуқ вә дәһшәтлик ишларни қилған; У сән мәдһийиләйдиған, сениң Худайиңдур;
He [is] your boast, and he [is] your God, who has wrought in the midst of you these great and glorious things, which your eyes have seen.
22 ата-бовилириң җәмий йәтмиш җан Мисирға чүшкән еди; вә һазир Пәрвәрдигар Худайиң сени асмандики юлтузлардәк көп қилди.
With seventy souls your fathers went down into Egypt; but the Lord your God has made you as the stars of heaven in multitude.

< Қанун шәрһи 10 >