< Қанун шәрһи 1 >
1 Төвәндә хатириләнгини Мусаниң Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Паран билән Тофәл, Лабан, Һазирот, Ди-Заһабниң оттурисида, йәни Суфниң удулидики чөл-түзләңликтә, пүткүл Исраилға ейтқан сөзлиридур: —
Tɵwǝndǝ hatirilǝngini Musaning Iordan dǝryasining xǝrⱪiy tǝripidiki Paran bilǝn Tofǝl, Laban, Ⱨazirot, Di-Zaⱨabning otturisida, yǝni Sufning udulidiki qɵl-tüzlǝngliktǝ, pütkül Israilƣa eytⱪan sɵzliridur: —
2 Һорәб теғидин чиқип, Сеир теғиниң йоли билән Қадәш-барнеаға барғичә җәмий он бир күнлүк йол еди.
Ⱨorǝb teƣidin qiⱪip, Seir teƣining yoli bilǝn Ⱪadǝx-barneaƣa barƣuqǝ jǝmiy on bir künlük yol idi.
3 Һалбуки, Муса бу барлиқ сөзләрни Пәрвәрдигарниң уларни дәп өзигә тапилиғини бойичә Исраилларға ейтқан вақти қириқинчи жили, он биринчи айниң биринчи күни болди;
Ⱨalbuki, Musa bu barliⱪ sɵzlǝrni Pǝrwǝrdigarning ularni dǝp ɵzigǝ tapiliƣini boyiqǝ Israillarƣa eytⱪan waⱪti ⱪiriⱪinqi yili, on birinqi ayning birinqi küni boldi;
4 бу вақит Муса Һәшбонни пайтәхт қилған Аморийларниң падишаси Сиһонни вә Аштарот вә Әдрәйни пайтәхт қилған Башанниң падишаси Огни мәғлуп қилғандин кейинки мәзгил еди.
bu waⱪit Musa Ⱨǝxbonni paytǝht ⱪilƣan Amoriylarning padixaⱨi Siⱨonni wǝ Axtarot wǝ Ədrǝyni paytǝht ⱪilƣan Baxanning padixaⱨi Ogni mǝƣlup ⱪilƣandin keyinki mǝzgil idi.
5 Шуниң билән Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Моаб зиминида Муса [пәйғәмбәр] бу қанун-тәлимни шәрһләшкә башлап, мундақ деди: —
Xuning bilǝn Iordan dǝryasining xǝrⱪiy tǝripidiki Moab zeminida Musa [pǝyƣǝmbǝr] bu ⱪanun-tǝlimni xǝrⱨlǝxkǝ baxlap, mundaⱪ dedi: —
6 «Пәрвәрдигар Худайимиз Һорәб теғида бизгә сөз қилип: — «Силәрниң мошу тағ әтрапида турған вақтиңлар йетәрлик болди;
«Pǝrwǝrdigar Hudayimiz Ⱨorǝb teƣida bizgǝ sɵz ⱪilip: — «Silǝrning muxu taƣ ǝtrapida turƣan waⱪtinglar yetǝrlik boldi;
7 әнди бурулуп сәпәргә атлинип, Аморийлар туруватқан егизликкә вә униңға йеқин болған барлиқ җайларға, җүмлидин Арабаһ түзләңлигигә, тағлиқларға, ойманлиққа, җәнупқа, деңиз бойлириға, улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә Ⱪананийларниң зиминиға һәм Ливан зиминиға бериңлар.
ǝmdi burulup sǝpǝrgǝ atlinip, Amoriylar turuwatⱪan egizlikkǝ wǝ uningƣa yeⱪin bolƣan barliⱪ jaylarƣa, jümlidin Arabaⱨ tüzlǝnglikigǝ, taƣliⱪlarƣa, oymanliⱪⱪa, jǝnubⱪa, dengiz boyliriƣa, uluƣ dǝrya, yǝni Əfrat dǝryasiƣiqǝ Ⱪanaaniylarning zeminiƣa ⱨǝm Liwan zeminiƣa beringlar.
8 Мана, Мән шу зиминни силәрниң алдиңларға қойдум; кириңлар, Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә уларниң әвлатлириға: «Силәргә беримән» дәп қәсәм қилған зиминни егиләңлар» — дегән еди.
Mana, Mǝn xu zeminni silǝrning aldinglarƣa ⱪoydum; kiringlar, Pǝrwǝrdigar ata-bowiliringlarƣa, yǝni Ibraⱨim, Isⱨaⱪ, Yaⱪup wǝ ularning ǝwladliriƣa: «Silǝrgǝ berimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminni igilǝnglar» — degǝnidi.
9 Шуңа Мән шу чағда силәргә: — «Мән жүкүңларни ялғуз көтирәлмәймән.
Xunga Mǝn xu qaƣda silǝrgǝ: — «Mǝn yükünglarni yalƣuz kɵtürǝlmǝymǝn.
10 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни көпәйтти; мана, бүгүн силәр асмандики юлтузлардәк нурғунсиләр.
Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrni kɵpǝytti; mana, bügün silǝr asmandiki yultuzlardǝk nurƣunsilǝr.
11 Ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар дәрвәқә силәрни һазирқидин йәнә миң һәссә көпәйткәй, шундақла вәдә қилғинидәк силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай!
Ata-bowanglarning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar dǝrwǝⱪǝ silǝrni ⱨazirⱪidin yǝnǝ ming ⱨǝssǝ kɵpǝytkǝy, xundaⱪla wǝdǝ ⱪilƣinidǝk silǝrgǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilƣay!
12 Лекин мән өзүм ялғуз қандақму силәрниң җапалириңларни, жүкүңларни вә талаш-тартишиңларни көтирәләймән?
Lekin mǝn ɵzüm yalƣuz ⱪandaⱪmu silǝrning japaliringlarni, yükünglarni wǝ talax-tartixinglarni kɵtürǝlǝymǝn?
13 Өзүңлар үчүн һәр қайси қәбилилириңлардин данишмән, йорутулған мөтивәрләрни таллаңлар, мән уларни үстүңләргә йолбашчи қилимән» — дедим.
Ɵzünglar üqün ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbililiringlardin danixmǝn, yorutulƣan mɵtiwǝrlǝrni tallanglar, mǝn ularni üstünglǝrgǝ yolbaxqi ⱪilimǝn» — dedim.
14 Силәр болсаңлар маңа: — «Сениң ейтқиниң яхши гәп болди», дедиңлар.
Silǝr bolsanglar manga: — «Sening eytⱪining yahxi gǝp boldi», dedinglar.
15 Шуниң билән мән қәбилилириңлардин мунәввәр адәмләрни, йәни данишмән һәм мөтивәр адәмләрни таллап, үстүңләргә йолбашчи қилип, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши қилип тайинлап, қәбилилириңлар үчүн һәр хил әмәлләрни тутушқа тиклидим.
Xuning bilǝn mǝn ⱪǝbililiringlardin munǝwwǝr adǝmlǝrni, yǝni danixmǝn ⱨǝm mɵtiwǝr adǝmlǝrni tallap, üstünglǝrgǝ yolbaxqi ⱪilip, mingbexi, yüzbexi, ǝllikbexi wǝ onbexi ⱪilip tǝyinlǝp, ⱪǝbililiringlar üqün ⱨǝrhil ǝmǝllǝrni tutuxⱪa tiklidim.
16 Шу чағда мән араңлардики сорақчиларға: «Қериндашлириңлар арисидики әрз-дәваларни сораңлар, қериндаш билән қериндашниң оттурисида вә пухрайиң билән хошна олтарған яқа жутлуқлар оттурисида адил һөкүм чиқириңлар;
Xu qaƣda mǝn aranglardiki soraⱪqilarƣa: «Ⱪerindaxliringlar arisidiki ǝrz-dǝwalarni soranglar, ⱪerindax bilǝn ⱪerindaxning otturisida wǝ puⱪraying bilǝn ⱪoxna olturƣan yaⱪa yurtluⱪlar otturisida adil ⱨɵküm qiⱪiringlar;
17 һөкүм чиқарғанда һеч қандақ кишиниң йүз-хатирисини қилмаңлар; мәйли кичик болсун, чоң болсун силәр һәммисиниңла ишлирини сораңлар. Силәр инсанларниң сөлитидин қорқмаслиғиңлар керәк, чүнки мошу һөкүм чиқириш иши Худаға тәвә иштур. Силәргә тәс чүшидиған иш болса, мениң алдимға елип келиңлар, мән уни аңлаймән» — дедим.
ⱨɵküm qiⱪarƣanda ⱨeqⱪandaⱪ kixining yüz-hatirisini ⱪilmanglar; mǝyli kiqik bolsun, qong bolsun silǝr ⱨǝmmisiningla ixlirini soranglar. Silǝr insanlarning sɵlitidin ⱪorⱪmasliⱪinglar kerǝk, qünki muxu ⱨɵküm qiⱪirix ixi Hudaƣa tǝwǝ ixtur. Silǝrgǝ tǝs qüxidiƣan ix bolsa, mening aldimƣa elip kelinglar, mǝn uni anglaymǝn» — dedim.
18 Әйни чағда мән қилишқа керәк болған барлиқ ишлар тоғрилиқ тапилиғанмән.
Əyni qaƣda mǝn ⱪilixⱪa kerǝk bolƣan barliⱪ ixlar toƣruluⱪ tapiliƣanmǝn.
19 Биз Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғандәк Һорәбтин чиқип, Аморийларниң тағлиғиға бардуқ вә силәр шу йолдики бепаян, дәһшәтлик чөлни көрдуңлар; биз униң һәммисидин өтүп, Қадәш-Барнеаға кәлдуқ.
Biz Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ buyruƣandǝk Ⱨorǝbtin qiⱪip, Amoriylarning taƣliⱪiƣa barduⱪ wǝ silǝr xu yoldiki bipayan, dǝⱨxǝtlik qɵlni kɵrdunglar; biz uning ⱨǝmmisidin ɵtüp, Ⱪadǝx-Barneaƣa kǝlduⱪ.
20 Вә мән силәргә: — «Силәр Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә ата қилидиған, Аморийларниң теғиға йетип кәлдуқ.
Wǝ mǝn silǝrgǝ: — «Silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ ata ⱪilidiƣan, Amoriylarning teƣiƣa yetip kǝlduⱪ.
21 Мана, Пәрвәрдигар Худайиңлар бу зиминни алдиңларға қойди; ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә ейтқандәк, шу йәргә чиқип уни егиләңлар; қорқмаңлар, һеч һодуқмаңлар» — дедим.
Mana, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar bu zeminni aldinglarƣa ⱪoydi; ata-bowanglarning Hudasi Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ eytⱪandǝk, xu yǝrgǝ qiⱪip uni igilǝnglar; ⱪorⱪmanglar, ⱨeq ⱨoduⱪmanglar» — dedim.
22 Шуниң билән силәр һәммиңлар йенимға келип маңа: — «Биз зиминға кириштин илгири алдин адәмләрни әвәтәйли; улар биз үчүн у йәрни күзитип, чиқишимиз керәк болған йол вә биз учрайдиған шәһәрләр тоғрилиқ хәвәр йәткүзсун» — дедиңлар.
Xuning bilǝn silǝr ⱨǝmminglar yenimƣa kelip manga: — «Biz zeminƣa kirixtin ilgiri aldin adǝmlǝrni ǝwǝtǝyli; ular biz üqün u yǝrni kɵzitip, qiⱪiximiz kerǝk bolƣan yol wǝ biz uqraydiƣan xǝⱨǝrlǝr toƣruluⱪ hǝwǝr yǝtküzsun» — dedinglar.
23 Бу иш нәзиримгә мувапиқ көрүнүп, мән араңлардин он икки адәмни, йәни һәр қайси қәбилидин бирдин адәмни таллидим.
Bu ix nǝzirimgǝ muwapiⱪ kɵrünüp, mǝn aranglardin on ikki adǝmni, yǝni ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbilidin birdin adǝmni tallidim.
24 Улар йолға атлинип таққа берип, Әшкол җилғисиға чүшүп у йәрни тәкшүрүп көрүшти.
Ular yolƣa atlinip taƣⱪa berip, Əxkol jilƣisiƣa qüxüp u yǝrni tǝkxürüp kɵrüxti.
25 Улар қоллириға шу зиминдики мевиләрдин елип бизгә кәлтүрди вә мәлумат берип: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилған бу зимин яхшидур» — деди.
Ular ⱪolliriƣa xu zemindiki mewilǝrdin elip bizgǝ kǝltürdi wǝ mǝlumat berip: «Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ tǝⱪdim ⱪilƣan bu zemin yahxidur» — dedi.
26 Һалбуки, силәр зиминға чиқишқа унимидиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмригә қарши чиқип Униңға асийлиқ қилдиңлар
Ⱨalbuki, silǝr zeminƣa qiⱪixⱪa unimidinglar, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ǝmrigǝ ⱪarxi qiⱪip Uningƣa asiyliⱪ ⱪildinglar
27 вә өз чедириңларда қақшап: «Пәрвәрдигар бизгә өч болғанлиғидин бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн Мисир зиминидин чиқарған.
wǝ ɵz qediringlarda ⱪaⱪxap: «Pǝrwǝrdigar bizgǝ ɵq bolƣanliⱪidin bizni Amoriylarning ⱪoliƣa tapxurup ⱨalak ⱪilix üqün Misir zeminidin qiⱪarƣan.
28 Әнди биз нәгә барармиз? Чүнки қериндашлиримиз: «Шу йәрдики адәмләр биздин чоң һәм егиз бир хәлиқ екән; уларниң шәһәрлири интайин чоң, сепиллири асманға тақишидикән; униң үстигә биз шу йәрдә Анакийларни байқидуқ», дәп көңлимизни паракәндә қиливәтти» — дедиңлар.
Əmdi biz nǝgǝ bararmiz? Qünki ⱪerindaxlirimiz: «Xu yǝrdiki adǝmlǝr bizdin qong ⱨǝm egiz bir hǝlⱪ ikǝn; ularning xǝⱨǝrliri intayin qong, sepilliri asmanƣa taⱪixidikǝn; uning üstigǝ biz xu yǝrdǝ Anakiylarni bayⱪiduⱪ», dǝp kɵnglimizni parakǝndǝ ⱪiliwǝtti» — dedinglar.
29 Шуңа мән силәргә: «Қорқмаңлар, уларниң алдида дәккә-дүккигә чүшмәңлар;
Xunga mǝn silǝrgǝ: «Ⱪorⱪmanglar, ularning aldida dǝkkǝ-dükkigǝ qüxmǝnglar;
30 силәрниң алдиңларда маңидиған Пәрвәрдигар Худайиңлар Мисир зиминида көз алдиңларда барлиқ қилғанлиридәк силәр үчүн җәң қилиду;
silǝrning aldinglarda mangidiƣan Pǝrwǝrdigar Hudayinglar Misir zeminida kɵz aldinglarda barliⱪ ⱪilƣanliridǝk silǝr üqün jǝng ⱪilidu;
31 силәр йәнә чөл-баявандиму барлиқ маңған йоллириңларда мошу йәргә йетип кәлгичә инсан өз оғлини қучиғида көтәргинидәк Пәрвәрдигар Худайиңларниңму силәрни көтәргинини көрдуңлар.
silǝr yǝnǝ qɵl-bayawandimu barliⱪ mangƣan yolliringlarda muxu yǝrgǝ yetip kǝlgüqǝ insan ɵz oƣlini ⱪuqiⱪida kɵtürginidǝk Pǝrwǝrdigar Hudayinglarningmu silǝrni kɵtürginini kɵrdunglar.
32 Шуниңдәк гәрчә У йәнә кечидә отта, күндүздә булут ичидә силәрниң алдиңларда меңип, баргаһ тиккидәк йәрләрни издәп тепиш үчүн жүргән болсиму, бу ишта Пәрвәрдигар Худайиңларға ишәнмидиңлар.
Xuningdǝk gǝrqǝ U yǝnǝ keqidǝ otta, kündüzdǝ bulut iqidǝ silǝrning aldinglarda mengip, bargaⱨ tikküdǝk yǝrlǝrni izdǝp tepix üqün yürgǝn bolsimu, bu ixta Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa ixǝnmidinglar.
34 Пәрвәрдигар бу сөзләрни қилған авазиңларни аңлап ғәзәплинип:
Pǝrwǝrdigar bu sɵzlǝrni ⱪilƣan awazinglarni anglap ƣǝzǝplinip:
35 «Бу рәзил дәвирдикиләрдин һеч бир адәм һәр қандақ йол билән Мән ата-бовилириға тәқдим қилишни қәсәм қилған бу яхши зиминни көргүчи болмайду!
«Bu rǝzil dǝwrdikilǝrdin ⱨeqbir adǝm ⱨǝrⱪandaⱪ yol bilǝn Mǝn ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilixni ⱪǝsǝm ⱪilƣan bu yahxi zeminni kɵrgüqi bolmaydu!
36 Пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб пүтүн қәлби билән Пәрвәрдигарға әгәшкәчкә, шула зиминни көриду вә у өз пути билән кезип чиққан барлиқ йәрни униңға вә униң балилириға беримән» — дәп қәсәм қилди.
Pǝⱪǝt Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb pütün ⱪǝlbi bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa ǝgǝxkǝqkǝ, xula zeminni kɵridu wǝ u ɵz puti bilǝn kezip qiⱪⱪan barliⱪ yǝrni uningƣa wǝ uning baliliriƣa berimǝn» — dǝp ⱪǝsǝm ⱪildi.
37 Шу чағда Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлардин мәндинму аччиқланди вә: «Сәнму шу йәргә киргүчи болмайсән.
Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar silǝrning sǝwǝbinglardin mǝndinmu aqqiⱪlandi wǝ: «Sǝnmu xu yǝrgǝ kirgüqi bolmaysǝn.
38 лекин алдиңда хизмәттә туруватқан Нунниң оғли Йәшуа кирәләйду. Уни күчләндүргин, чүнки у Исраилларни униңға мирас қилдуриду.
lekin aldingda hizmǝttǝ turuwatⱪan Nunning oƣli Yǝxua kirǝlǝydu. Uni küqlǝndürgin, qünki u Israillarni uningƣa miras ⱪilduridu.
39 Шуниңдәк силәрниң: «Улар [дүшмәнләрниң] олҗиси болуп қалиду» дегән кичик балилириңлар, йәни бүгүнки күндә яхши-яманни пәриқ етәлмәйдиған балилириңлар болса, кириду; Мән у йәрни уларға ата қилимән вә улар уни егиләйду.
Xuningdǝk silǝrning: «Ular [düxmǝnlǝrning] oljisi bolup ⱪalidu» degǝn kiqik baliliringlar, yǝni bügünki kündǝ yahxi-yamanni pǝrⱪ etǝlmǝydiƣan baliliringlar bolsa, kiridu; Mǝn u yǝrni ularƣa ata ⱪilimǝn wǝ ular uni igilǝydu.
40 Лекин силәр болсаңлар, бурулуп Қизил Деңизға баридиған йол билән чөл-баяванға қайттиңлар» — деди.
Lekin silǝr bolsanglar, burulup Ⱪizil Dengizƣa baridiƣan yol bilǝn qɵl-bayawanƣa ⱪayttinglar» — dedi.
41 Шу чағда силәр маңа җавап берип: «Биз дәрвәқә Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ. Шуниң үчүн биз һазир Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә қилған барлиқ әмри бойичә җәң қилғили чиқимиз» — дедиңлар. Шуниң билән силәрниң һәр бириңлар өз бешимчилиқ қилип қурал-ярақлириңларни есип, таққа чиқмақчи болдуңлар.
Xu qaƣda silǝr manga jawab berip: «Biz dǝrwǝⱪǝ Pǝrwǝrdigar aldida gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ. Xuning üqün biz ⱨazir Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ ⱪilƣan barliⱪ ǝmri boyiqǝ jǝng ⱪilƣili qiⱪimiz» — dedinglar. Xuning bilǝn silǝrning ⱨǝrbiringlar ɵz beximqiliⱪ ⱪilip ⱪoral-yaraⱪliringlarni esip, taƣⱪa qiⱪmaⱪqi boldunglar.
42 Лекин Пәрвәрдигар маңа: Уларға: — «Чиқмаңлар, җәң қилмаңлар, чүнки Мән араңларда әмәсмән; силәр чоқум дүшмәнлириңлар алдида мәғлуп болисиләр», дегин, деди.
Lekin Pǝrwǝrdigar manga: Ularƣa: — «Qiⱪmanglar, jǝng ⱪilmanglar, qünki Mǝn aranglarda ǝmǝsmǝn; silǝr qoⱪum düxmǝnliringlar aldida mǝƣlup bolisilǝr», degin, dedi.
43 Мән силәргә сөз қилдим, лекин силәр қулақ салмидиңлар, бәлки Пәрвәрдигарниң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилип, өз бешимчилиқ қилип таққа чиқтиңлар.
Mǝn silǝrgǝ sɵz ⱪildim, lekin silǝr ⱪulaⱪ salmidinglar, bǝlki Pǝrwǝrdigarning sɵzigǝ ⱪarxi qiⱪip asiyliⱪ ⱪilip, ɵz beximqiliⱪ ⱪilip taƣⱪa qiⱪtinglar.
44 Лекин тағда турған Аморийлар силәргә қарши атлинип, бир топ һәриләрдәк силәрни таки Хормаһғичә қоғлап, Сеирда силәрни қиличлап өлтүрди.
Lekin taƣda turƣan Amoriylar silǝrgǝ ⱪarxi atlinip, bir top ⱨǝrilǝrdǝk silǝrni taki Hormaⱨƣiqǝ ⱪoƣlap, Seirda silǝrni ⱪiliqlap ɵltürdi.
45 Силәр қайтип келип Пәрвәрдигар алдида жиға-зерә көтәрдиңлар, амма Пәрвәрдигар пәрядиңларни аңлимиди, я униңға қулақ салмиди.
Silǝr ⱪaytip kelip Pǝrwǝrdigar aldida yiƣa-zar kɵtürdünglar, ǝmma Pǝrwǝrdigar pǝryadinglarni anglimidi, ya uningƣa ⱪulaⱪ salmidi.
46 Шуниң билән силәр Қадәштә нурғун күнләр туруп қалдиңлар — силәр қанчә күнләр шу йәрдә турдуңлар!
Xuning bilǝn silǝr Ⱪadǝxtǝ nurƣun künlǝr turup ⱪaldinglar — silǝr ⱪanqǝ künlǝr xu yǝrdǝ turdunglar!