< Даниял 1 >

1 Йәһуда падишаси Йәһояким тәхткә олтирип үчинчи жили, Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимға һуҗум қилип уни муһасирә қиливалди.
Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoyakim tǝhtkǝ olturup üqinqi yili, Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilip uni muⱨasirǝ ⱪiliwaldi.
2 Рәб Йәһуданиң падишаси Йәһуякимни, шундақла Худаниң өйидики қача-қучиларниң бир қисмини униң қолиға тапшуруп бәрди. У әсирләрни Шинар зиминиға, өзи чоқунидиған мәбудниң бутханисиға елип барди вә булап кәлгән қача-қучиларни бутханиниң ғәзнисигә қойди.
Rǝb Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨuyakimni, xundaⱪla Hudaning ɵyidiki ⱪaqa-ⱪuqilarning bir ⱪismini uning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi. U ǝsirlǝrni Xinar zeminiƣa, ɵzi qoⱪunidiƣan mǝbudning buthanisiƣa elip bardi wǝ bulap kǝlgǝn ⱪaqa-ⱪuqilarni buthanining hǝzinisigǝ ⱪoydi.
3 Падиша Небоқаднәсар баш ағват ғоҗидари Ашпиназға әсиргә чүшкән Исраиллар ичидин хан җәмәтидикиләрдин вә есилзадә жигитләрдин бир нәччидин таллап елип чиқишни буйруди.
Padixaⱨ Neboⱪadnǝsar bax aƣwat ƣojidari Axpinazƣa ǝsirgǝ qüxkǝn Israillar iqidin han jǝmǝtidikilǝrdin wǝ esilzadǝ yigitlǝrdin birnǝqqidin tallap elip qiⱪixni buyrudi.
4 Бу яшлар нуқсансиз, келишкән, данишмән-уқумушлуқ, мол билимлик, мутәпәккур, орда хизмитидә болушқа лаяқәтлик, йәнә келип калдийләрниң илим-пәнлирини һәм тилини үгинәләйдиған болуши керәк еди.
Bu yaxlar nuⱪsansiz, kelixkǝn, danixmǝn-uⱪumuxluⱪ, mol bilimlik, mutǝpǝkkur, orda hizmitidǝ boluxⱪa layaⱪǝtlik, yǝnǝ kelip kaldiylǝrning ilim-pǝnlirini ⱨǝm tilini ɵginǝlǝydiƣan boluxi kerǝk idi.
5 Падиша улар тоғрисида улар үч жилғичә һәр күни падиша йәйдиған назу-немәтләр вә шараплар билән озуқландурулсун, муддәт тошқанда падишаниң алдида хизмәттә болсун дәп бекитти.
Padixaⱨ ular toƣrisida ular üq yilƣiqǝ ⱨǝr küni padixaⱨ yǝydiƣan nazu-nemǝtlǝr wǝ xarablar bilǝn ozuⱪlandurulsun, muddǝt toxⱪanda padixaⱨning aldida hizmǝttǝ bolsun dǝp bekitti.
6 Талланған Йәһуда қәбилисидики яшлардин Даниял, Һанания, Мишаел вә Азариялар бар еди.
Tallanƣan Yǝⱨuda ⱪǝbilisidiki yaxlardin Daniyal, Ⱨananiya, Mixael wǝ Azariyalar bar idi.
7 Ағват беши уларға йеңи исимлар, йәни Даниялға Бәлтәшасар, Һананияға Шадрак, Мишаелға Мишак, Азарияға Әбәднего дегән исимларни қойди.
Aƣwat bexi ularƣa yengi isimlar, yǝni Daniyalƣa Bǝltǝxasar, Ⱨananiyaƣa Xadrak, Mixaelƣa Mixak, Azariyaƣa Əbǝdnego degǝn isimlarni ⱪoydi.
8 Даниял падиша бәлгүлигән назу-немәтләр вә шаһанә шараплири билән өзини [Худа алдида] напак қилмаслиққа бәл бағлиди; шуңа у ағват бешидин өзиниң напак қилинмаслиғиға йол қоюшини илтимас қилди.
Daniyal padixaⱨ bǝlgiligǝn nazu-nemǝtlǝr wǝ xaⱨanǝ xarabliri bilǝn ɵzini [Huda aldida] napak ⱪilmasliⱪⱪa bǝl baƣlidi; xunga u aƣwat bexidin ɵzining napak ⱪilinmasliⱪiƣa yol ⱪoyuxini iltimas ⱪildi.
9 Әнди Худа ағват бешини Даниялға илтипат вә шапаәт көрситидиған қилған еди.
Əmdi Huda aƣwat bexini Daniyalƣa iltipat wǝ xapaǝt kɵrsitidiƣan ⱪilƣanidi.
10 Лекин ағват беши Даниялға: — Мән өз ғоҗам падишадин қорқимән. Силәрниң йемәк-ичмикиңларни у өзи бәлгүлигән; у әгәр силәрни башқа қурдаш жигитләрдәк сағлам чирай әмәс екән дәп қариса, ундақта силәр падишаға мениң калламни алдурғучи болисиләр, — деди.
Lekin aƣwat bexi Daniyalƣa: — Mǝn ɵz ƣojam padixaⱨtin ⱪorⱪimǝn. Silǝrning yemǝk-iqmikinglarni u ɵzi bǝlgiligǝn; u ǝgǝr silǝrni baxⱪa ⱪurdax yigitlǝrdǝk saƣlam qiray ǝmǝs ikǝn dǝp ⱪarisa, undaⱪta silǝr padixaⱨⱪa mening kallamni aldurƣuqi bolisilǝr, — dedi.
11 Шуниң билән Даниял келип ағват беши өзигә вә Һанания, Мишаел вә Азарияларға тайинлиған ғоҗидардин тәләп қилип:
Xuning bilǝn Daniyal kelip aƣwat bexi ɵzigǝ wǝ Ⱨananiya, Mixael wǝ Azariyalarƣa tǝyinligǝn ƣojidardin tǝlǝp ⱪilip:
12 — Кәминилирини умач, көктат вә су биләнла беқип он күнлүк синақ қилсила.
— Kǝminilirini umaq, kɵktat wǝ su bilǝnla beⱪip on künlük sinaⱪ ⱪilsila.
13 Андин бизниң чирайимиз билән падишаниң есил тамиғини йегән жигитләрниң чирайини селиштуруп бақсила, андин күзитишлири бойичә кәминилиригә иш көргәйла! — деди.
Andin bizning qirayimiz bilǝn padixaⱨning esil tamiⱪini yegǝn yigitlǝrning qirayini selixturup baⱪsila, andin kɵzitixliri boyiqǝ kǝminilirigǝ ix kɵrgǝyla! — dedi.
14 Ғоҗидар уларниң гепигә кирип, уларни он күн синап көрүшкә мақул болди.
Ƣojidar ularning gepigǝ kirip, ularni on kün sinap kɵrüxkǝ maⱪul boldi.
15 Он күндин кейин қариса, уларниң чирайлири падишаниң назу-немәтлирини йегән жигитләрниңкидинму нурлуқ вә толған көрүнди.
On kündin keyin ⱪarisa, ularning qirayliri padixaⱨning nazu-nemǝtlirini yegǝn yigitlǝrningkidinmu nurluⱪ wǝ tolƣan kɵründi.
16 Шуниңдин кейин ғоҗидар уларға падиша бәлгүлигән назу-немәтләрни вә ичишкә бәлгүлигән шарапни бәрмәй, уларниң орнида умач, көктатларни беришкә башлиди.
Xuningdin keyin ƣojidar ularƣa padixaⱨ bǝlgiligǝn nazu-nemǝtlǝrni wǝ iqixkǝ bǝlgiligǝn xarabni bǝrmǝy, ularning ornida umaq, kɵktatlarni berixkǝ baxlidi.
17 Бу төрт жигитни болса, Худа уларни һәр хил әдәбият вә илим-мәрипәттә данишмән вә уқумушлуқ қилди. Даниялму барлиқ ғайипанә аламәтләр билән чүшләргә тәбир беришкә парасәтлик болди.
Bu tɵt yigitni bolsa, Huda ularni ⱨǝrhil ǝdǝbiyat wǝ ilim-mǝripǝttǝ danixmǝn wǝ uⱪumuxluⱪ ⱪildi. Daniyalmu barliⱪ ƣayibanǝ alamǝtlǝr bilǝn qüxlǝrgǝ tǝbir berixkǝ parasǝtlik boldi.
18 Падиша бәлгүлигән муддәт тошқинида, ағват беши жигитләрниң һәммисини Небоқаднәсарниң алдиға елип барди.
Padixaⱨ bǝlgiligǝn muddǝt toxⱪinida, aƣwat bexi yigitlǝrning ⱨǝmmisini Neboⱪadnǝsarning aldiƣa elip bardi.
19 Падиша улар билән бир-бирләп сөзләшти; яш жигитләрниң һеч қайсиси Даниял, Һанания, Мишаел вә Азарияларға йәтмиди. Шуңа бу төртәйлән падишаниң хизмитидә қалди.
Padixaⱨ ular bilǝn bir-birlǝp sɵzlǝxti; yax yigitlǝrning ⱨeqⱪaysisi Daniyal, Ⱨananiya, Mixael wǝ Azariyalarƣa yǝtmidi. Xunga bu tɵtǝylǝn padixaⱨning hizmitidǝ ⱪaldi.
20 Падишаға даналиқ-һекмәт керәк болғанда яки йорутуш керәк болған һәр қандақ мәсилигә җавап издигәндә, уларниң җавави униң сәлтәнитидики барлиқ рәмчи-палчи яки пир-устазлириниңкидин он һәссә тоғра чиқатти.
Padixaⱨⱪa danaliⱪ-ⱨekmǝt kerǝk bolƣanda yaki yorutux kerǝk bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ mǝsiligǝ jawab izdigǝndǝ, ularning jawabi uning sǝltǝnitidiki barliⱪ rǝmqi-palqi yaki pir-ustazliriningkidin on ⱨǝssǝ toƣra qiⱪatti.
21 Даниял Парс падишаси Қорәш тәхткә олтарған биринчи жилғичә ордида давамлиқ турди.
Daniyal Pars padixaⱨi Ⱪorǝx tǝhtkǝ olturƣan birinqi yilƣiqǝ ordida dawamliⱪ turdi.

< Даниял 1 >