< Даниял 9 >

1 Медиалиқ Аһашверошниң оғли Дариусниң биринчи жилида (у калдийләрниң зиминиға падиша қилинди)
Medialiⱪ Aⱨaxweroxning oƣli Dariusning birinqi yilida (u kaldiylǝrning zeminiƣa padixaⱨ ⱪilindi)
2 Йәни тәхткә олтарған биринчи жили мәнки Даниял муқәддәс язмиларни оқушум билән Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәргә йәткүзгән калам-бешарити бойичә, Йерусалимниң харап болидиған җаза мәзгили йәтмиш жил екәнлигини чүшинип йәттим.
Yǝni tǝhtkǝ olturƣan birinqi yili mǝnki Daniyal muⱪǝddǝs yazmilarni oⱪuxum bilǝn Pǝrwǝrdigarning Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrgǝ yǝtküzgǝn kalam-bexariti boyiqǝ, Yerusalemning harab bolidiƣan jaza mǝzgili yǝtmix yil ikǝnlikini qüxinip yǝttim.
3 Шуниң үчүн мән Рәб Худайимға роза тутуп, бөз рәхткә йөгинип, күл-топида олтирип, униңға йелинип дуа-тилавәт қилиш билән издинишкә бәл бағлидим.
Xuning üqün mǝn Rǝb Hudayimƣa roza tutup, bɵz rǝhtkǝ yɵginip, kül-topida olturup, uningƣa yelinip dua-tilawǝt ⱪilix bilǝn izdinixkǝ bǝl baƣlidim.
4 Мән Пәрвәрдигар Худайимға дуа қилип, гуналиримизни иқрар қилип мундақ дедим: — «Аһ Рәб, и Сени Өз әмирлириңгә итаәт қилғучиларға вәдә-әһдәңдә вападар болуп, өзгәрмәс меһриңни үзлүксиз көрсәткүчи улуқ, сүрлүк Тәңрим!
Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimƣa dua ⱪilip, gunaⱨlirimizni iⱪrar ⱪilip mundaⱪ dedim: — «Aⱨ Rǝb, i Seni Ɵz ǝmrliringgǝ itaǝt ⱪilƣuqilarƣa wǝdǝ-ǝⱨdǝngdǝ wapadar bolup, ɵzgǝrmǝs meⱨringni üzlüksiz kɵrsǝtküqi uluƣ, sürlük Tǝngrim!
5 Биз гуна садир қилдуқ, қәбиһлик қилдуқ; рәзиллик билән Сениң әмир-һөкүмлириңдин ваз кечип, Саңа асийлиқ қилдуқ,
Biz gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ, ⱪǝbiⱨlik ⱪilduⱪ; rǝzillik bilǝn Sening ǝmr-ⱨɵkümliringdin waz keqip, Sanga asiyliⱪ ⱪilduⱪ,
6 Шундақла Сениң намиң билән падишалиримиз, әмирлиримиз, ата-бовилиримиз вә пүткүл зиминдики хәлиққә сөз-каламиңни йәкүзгән қуллириң болған пәйғәмбәрләргә зади қулақ салмидуқ.
Xundaⱪla Sening naming bilǝn padixaⱨlirimiz, ǝmirlirimiz, ata-bowilirimiz wǝ pütkül zemindiki hǝlⱪⱪǝ sɵz-kalamingni yǝküzgǝn ⱪulliring bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrgǝ zadi ⱪulaⱪ salmiduⱪ.
7 И Рәб, һәққанийәт Сәндила тепилиду, лекин Саңа асийлиқ вә вапасизлиқ қилғанлиғимиз түпәйлидин, бизгә, йәни Йәһудаларға, Йерусалимдикиләргә вә барлиқ Исраилларға, йеқинда болсун, жирақта болсун, Сән бизләрни сүргүнлүккә һайдивәткән барлиқ жутларда болсун, пәқәт бүгүнкидәк йүзимизни көтирәлмигидәк шәрмәндиликла қалди.
I Rǝb, ⱨǝⱪⱪaniyǝt Sǝndila tepilidu, lekin Sanga asiyliⱪ wǝ wapasizliⱪ ⱪilƣanliⱪimiz tüpǝylidin, bizgǝ, yǝni Yǝⱨudalarƣa, Yerusalemdikilǝrgǝ wǝ barliⱪ Israillarƣa, yeⱪinda bolsun, yiraⱪta bolsun, Sǝn bizlǝrni sürgünlükkǝ ⱨǝydiwǝtkǝn barliⱪ yurtlarda bolsun, pǝⱪǝt bügünkidǝk yüzimizni kɵtürǝlmigüdǝk xǝrmǝndilikla ⱪaldi.
8 И Рәб, бизгә, йәни падишалиримизға, әмирлиримизгә вә ата-бовилиримизғиму йүзимизни көтирәлмигидәк шәрмәндилик қалди; чүнки биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
I Rǝb, bizgǝ, yǝni padixaⱨlirimizƣa, ǝmirlirimizgǝ wǝ ata-bowilirimizƣimu yüzimizni kɵtürǝlmigüdǝk xǝrmǝndilik ⱪaldi; qünki biz Sening aldingda gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ.
9 И Рәб Худайимиз, биз Саңа асийлиқ қилған болсақму, Сәндин йәнила рәһимдиллик вә мәғпирәт-кәчүрүмләр тепилиду.
I Rǝb Hudayimiz, biz Sanga asiyliⱪ ⱪilƣan bolsaⱪmu, Sǝndin yǝnila rǝⱨimdillik wǝ mǝƣpirǝt-kǝqürümlǝr tepilidu.
10 Биз Сән Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға қулақ салмай, қуллириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ алдимизға қойған қанун-һөкүмлириңдә һеч маңмидуқ.
Biz Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimizning awaziƣa ⱪulaⱪ salmay, ⱪulliring bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ aldimizƣa ⱪoyƣan ⱪanun-ⱨɵkümliringdǝ ⱨeq mangmiduⱪ.
11 Пүткүл Исраил Сениң Тәврат-қанунуңға хилаплиқ қилип, авазиңға қулақ салмай Сениңдин йүз өриди. Дәрвәқә, Сениң қулуң Мусаға чүшүрүлгән Тәврат-қанунида пүтүлгән ләнәт һәмдә униң қәсәмядидики җазалар үстимизгә яғдурулди; чүнки биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
Pütkül Israil Sening Tǝwrat-ⱪanunungƣa hilapliⱪ ⱪilip, awazingƣa ⱪulaⱪ salmay Seningdin yüz ɵridi. Dǝrwǝⱪǝ, Sening ⱪulung Musaƣa qüxürülgǝn Tǝwrat-ⱪanunida pütülgǝn lǝnǝt ⱨǝmdǝ uning ⱪǝsǝmyadidiki jazalar üstimizgǝ yaƣduruldi; qünki biz Sening aldingda gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ.
12 Сән Өзүң бизгә вә үстимиздин һөкүмдарлиқ қилғучимизға қарита дегәнлириңгә әмәл қилип бизгә зор еғир күлпәтни кәлтүрдүң; чүнки Йерусалимда қилинған ишлар асман астидики һәр қандақ башқа жутта әзәлдин қилинған әмәс!
Sǝn Ɵzüng bizgǝ wǝ üstimizdin ⱨɵkümdarliⱪ ⱪilƣuqimizƣa ⱪarita degǝnliringgǝ ǝmǝl ⱪilip bizgǝ zor eƣir külpǝtni kǝltürdüng; qünki Yerusalemda ⱪilinƣan ixlar asman astidiki ⱨǝrⱪandaⱪ baxⱪa yurtta ǝzǝldin ⱪilinƣan ǝmǝs!
13 Мусаға тапиланған Тәврат-қанунида пүтүлгәндәк, бу пүтүн күлпәт бизгә чүшүрүлгән болсиму, и Пәрвәрдигар Худайимиз, лекин биз қәбиһликлиримиздин қол үзүп, һәқиқитиңни чүшинип йетидиған қилғайсән дәп техичә Сәндин илтипатиңни өтүнмидуқ.
Musaƣa tapilanƣan Tǝwrat-ⱪanunida pütülgǝndǝk, bu pütün külpǝt bizgǝ qüxürülgǝn bolsimu, i Pǝrwǝrdigar Hudayimiz, lekin biz ⱪǝbiⱨliklirimizdin ⱪol üzüp, ⱨǝⱪiⱪitingni qüxinip yetidiƣan ⱪilƣaysǝn dǝp tehiqǝ Sǝndin iltipatingni ɵtünmiduⱪ.
14 Дәрвәқә Сән Пәрвәрдигар шу күлпәтни тәйярлап сақлап, бизниң үстимизгә чүшүрдуң; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиз, барлиқ қилған ишлириңда адил болуп кәлдиң; бирақ авазиңға қулақ салмидуқ.
Dǝrwǝⱪǝ Sǝn Pǝrwǝrdigar xu külpǝtni tǝyyarlap saⱪlap, bizning üstimizgǝ qüxürdung; qünki Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimiz, barliⱪ ⱪilƣan ixliringda adil bolup kǝlding; biraⱪ awazingƣa ⱪulaⱪ salmiduⱪ.
15 Әнди, Өз күчлүк қолуң билән хәлқиңни Мисирдин елип чиқтиң, шуңлашқа бүгүнкидәк Өзүңгә нам-шөһрәт тиклидиң, и Рәб Худайимиз, — биз гуна садир қилдуқ, биз рәзиллик қилдуқ!
Əmdi, Ɵz küqlük ⱪolung bilǝn hǝlⱪingni Misirdin elip qiⱪting, xunglaxⱪa bügünkidǝk Ɵzünggǝ nam-xɵⱨrǝt tikliding, i Rǝb Hudayimiz, — biz gunaⱨ sadir ⱪilduⱪ, biz rǝzillik ⱪilduⱪ!
16 Өтүнимән, и Рәб, пүткүл һәққанийлиғиңға уйғун, Йерусалим шәһириңгә, йәни муқәддәс теғиңға болған қәһр-ғәзивиңни тохтатқайсән! Чүнки бизниң өткүзгән гуналиримиз вә ата-бовилиримизниң қилған қәбиһликлириниң вәҗидин, Йерусалим вә хәлқиң барлиқ әтраптикилиримизниң һақарәт объекти болуп қалдуқ.
Ɵtünimǝn, i Rǝb, pütkül ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingƣa uyƣun, Yerusalem xǝⱨiringgǝ, yǝni muⱪǝddǝs teƣingƣa bolƣan ⱪǝⱨr-ƣǝzipingni tohtatⱪaysǝn! Qünki bizning ɵtküzgǝn gunaⱨlirimiz wǝ ata-bowilirimizning ⱪilƣan ⱪǝbiⱨliklirining wǝjidin, Yerusalem wǝ hǝlⱪing barliⱪ ǝtraptikilirimizning ⱨaⱪarǝt obyekti bolup ⱪalduⱪ.
17 Әнди и Худайимиз, қулуңниң дуа вә тәләплиригә қулақ салғайсән, Өзүң үчүн вәйран қилинған муқәддәс җайиңни җамалиңни көрситип йорутқайсән.
Əmdi i Hudayimiz, ⱪulungning dua wǝ tǝlǝplirigǝ ⱪulaⱪ salƣaysǝn, Ɵzüng üqün wǝyran ⱪilinƣan muⱪǝddǝs jayingni jamalingni kɵrsitip yorutⱪaysǝn.
18 И Худайим, қулақ селип аңлиғайсән! Бизниң вә Сениң намиң билән аталған шәһәрниң бешиға кәлгән күлпәтләргә нәзәр салғайсән! Бизниң Саңа илтиҗа қилғинимиз өзимизниң қандақтур һәққаний иш қилғанлиғимиздин әмәс, бәлки Сениң зор рәһимдиллиқлириңға таянғанлиғимиз сәвибидиндур.
I Hudayim, ⱪulaⱪ selip angliƣaysǝn! Bizning wǝ Sening naming bilǝn atalƣan xǝⱨǝrning bexiƣa kǝlgǝn külpǝtlǝrgǝ nǝzǝr salƣaysǝn! Bizning Sanga iltija ⱪilƣinimiz ɵzimizning ⱪandaⱪtur ⱨǝⱪⱪaniy ix ⱪilƣanliⱪimizdin ǝmǝs, bǝlki Sening zor rǝⱨimdilliⱪliringƣa tayanƣanliⱪimiz sǝwibidindur.
19 И Рәб, аңлиғайсән! И Рәб, кәчүргәйсән! Қулақ селип аңлап амал қилғайсән! Өзүңниң нам-шөһритиң үчүн әнди тәхир қилмиғайсән! Чүнки Сениң бу шәһириң вә бу хәлқиң Өз намиң асасида аталған еди!».
I Rǝb, angliƣaysǝn! I Rǝb, kǝqürgǝysǝn! Ⱪulaⱪ selip anglap amal ⱪilƣaysǝn! Ɵzüngning nam-xɵⱨriting üqün ǝmdi tǝhir ⱪilmiƣaysǝn! Qünki Sening bu xǝⱨiring wǝ bu hǝlⱪing Ɵz naming asasida atalƣanidi!».
20 Мән дуайимни давамлаштуруп, өзүм вә хәлқим Исраилниң гуналирини иқрар қилип һәмдә Худайимниң муқәддәс теғи үчүн Пәрвәрдигар Худайимға йелинип,
Mǝn duayimni dawamlaxturup, ɵzüm wǝ hǝlⱪim Israilning gunaⱨlirini iⱪrar ⱪilip ⱨǝmdǝ Hudayimning muⱪǝddǝs teƣi üqün Pǝrwǝrdigar Hudayimƣa yelinip,
21 техи дуа қиливатқинимда, дәсләптә маңа ғайипанә аламәттә көрүнгән Җәбраил дегән зат йенимға келип маңа қолини тәккүзди. Мән шу чағда толиму чарчап кәткән едим. У кәчлик қурбанлиқ сунуш вақти еди.
tehi dua ⱪiliwatⱪinimda, dǝslǝptǝ manga ƣayibanǝ alamǝttǝ kɵrüngǝn Jǝbrail degǝn zat yenimƣa kelip manga ⱪolini tǝgküzdi. Mǝn xu qaƣda tolimu qarqap kǝtkǝnidim. U kǝqlik ⱪurbanliⱪ sunux waⱪti idi.
22 Җәбраил маңа әқил берип мундақ деди: — «И Даниял, мән сени йорутуп, ишларни чоңқур чүшинәләйдиған қилишқа кәлдим.
Jǝbrail manga ǝⱪil berip mundaⱪ dedi: — «I Daniyal, mǝn seni yorutup, ixlarni qongⱪur qüxinǝlǝydiƣan ⱪilixⱪa kǝldim.
23 Сән Худаға илтиҗа қилишқа башлишиң биләнла, җавап-калам берилди; сән интайин сөйүлгән адәм болғачқа, мән саңа униң җавап-каламини йәткүзгили кәлдим. Әнди бу җавап-калам үстидә пухта ойланғин, ғайипанә көрүнүшни көңүл қоюп чүшәнгин:
Sǝn Hudaƣa iltija ⱪilixⱪa baxlixing bilǝnla, jawab-kalam berildi; sǝn intayin sɵyülgǝn adǝm bolƣaqⱪa, mǝn sanga uning jawab-kalamini yǝtküzgili kǝldim. Əmdi bu jawab-kalam üstidǝ puhta oylanƣin, ƣayibanǝ kɵrünüxni kɵngül ⱪoyup qüxǝngin:
24 — «[Худа] тәрипидин «йәтмиш һәссә «йәттә вақит»» сениң хәлқиң билән муқәддәс шәһириң үстигә бекитилгән. Бу вақитлар итаәтсизликләрни тизгинләш, гуналарни түгитиш, қәбиһлик үчүн кафарәт кәлтүрүш, мәңгүлүк һәққанийлиқни үстүн орунға қоюш, бу ғайипанә аламәт билән пәйғәмбәрләрниң сөз-каламлирини әмәлгә ашуруш һәмдә муқәддәс ибадәтханидики «әң муқәддәс җай» йеңибаштин мәсиһлиниш үчүн бекитилгәндур.
— «[Huda] tǝripidin «yǝtmix ⱨǝssǝ «yǝttǝ waⱪit»» sening hǝlⱪing bilǝn muⱪǝddǝs xǝⱨiring üstigǝ bekitilgǝn. Bu waⱪitlar itaǝtsizliklǝrni tizginlǝx, gunaⱨlarni tügitix, ⱪǝbiⱨlik üqün kafarǝt kǝltürüx, mǝnggülük ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni üstün orunƣa ⱪoyux, bu ƣayibanǝ alamǝt bilǝn pǝyƣǝmbǝrlǝrning sɵz-kalamlirini ǝmǝlgǝ axurux ⱨǝmdǝ muⱪǝddǝs ibadǝthanidiki «ǝng muⱪǝddǝs jay» yengibaxtin mǝsiⱨlinix üqün bekitilgǝndur.
25 Шуни билишиң вә чүшинишиң керәкки, Йерусалимни йеңибаштин әслигә кәлтүрүп бена қилиш буйруғи җакаланғандин тартип, Мәсиһ дегән әмир мәйданға чиққичә йәттә һәссә «йәттә вақит» қошулған атмиш икки һәссә «йәттә вақит» өтиду. Йерусалим шәһири йеңибаштин бена қилинип, мәйдан-кочилар вә сепил-истиһкам барлиққа кәлтүрүлиду, амма бу бисәрәмҗан күнләрдә болиду.
Xuni bilixing wǝ qüxinixing kerǝkki, Yerusalemni yengibaxtin ǝsligǝ kǝltürüp bina ⱪilix buyruⱪi jakarlanƣandin tartip, Mǝsiⱨ degǝn ǝmir mǝydanƣa qiⱪⱪuqǝ yǝttǝ ⱨǝssǝ «yǝttǝ waⱪit» ⱪoxulƣan atmix ikki ⱨǝssǝ «yǝttǝ waⱪit» ɵtidu. Yerusalem xǝⱨiri yengibaxtin bina ⱪilinip, mǝydan-koqilar wǝ sepil-istiⱨkam barliⱪⱪa kǝltürülidu, ǝmma bu bisǝrǝmjan künlǝrdǝ bolidu.
26 Бу атмиш икки «йәттә вақит» мәзгили өткәндин кейин Мәсиһ үзүп ташлиниду, униңда һеч нәрсә қалмайду. Кәлгүсидә болидиған әмирниң хәлқи бу шәһәр билән муқәддәс ибадәтханини гумран қилиду. Бу ақивәт кәлкүндәк бесип келиду; ахириғичә җәңләр давамлишиду; у йәрдә болидиған вәйранчилиқлар бекитилгәндур.
Bu atmix ikki «yǝttǝ waⱪit» mǝzgili ɵtkǝndin keyin Mǝsiⱨ üzüp taxlinidu, uningda ⱨeqnǝrsǝ ⱪalmaydu. Kǝlgüsidǝ bolidiƣan ǝmirning hǝlⱪi bu xǝⱨǝr bilǝn muⱪǝddǝs ibadǝthanini gumran ⱪilidu. Bu aⱪiwǝt kǝlkündǝk besip kelidu; ahiriƣiqǝ jǝnglǝr dawamlixidu; u yǝrdǝ bolidiƣan wǝyranqiliⱪlar bekitilgǝndur.
27 У [әмир Худаниң] хәлқиниң көп қисми билән ахирқи бир «йәттә вақит»та бир [достлуқ] әһдисни такамул қилиду, лекин бу «йәттә вақит»ниң йеримиға кәлгәндә, у [ибадәтханидики] қурбанлиқ вә ашлиқ һәдийәләрни сунушни әмәлдин қалдуриду. У чағда «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» [муқәддәс ибадәтханиниң] әң егиз җайиға қоюлиду. Таки балаю-апәт, [йәни Худа] бекиткән күлпәт вәйран қилғучи кишиниң бешиға яғдурулғичә шу йәрдә туриду».
U [ǝmir Hudaning] hǝlⱪining kɵp ⱪismi bilǝn ahirⱪi bir «yǝttǝ waⱪit»ta bir [dostluⱪ] ǝⱨdisni takamul ⱪilidu, lekin bu «yǝttǝ waⱪit»ning yerimiƣa kǝlgǝndǝ, u [ibadǝthanidiki] ⱪurbanliⱪ wǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni sunuxni ǝmǝldin ⱪalduridu. U qaƣda «wǝyran ⱪilƣuqi yirginqlik nomussizliⱪ» [muⱪǝddǝs ibadǝthanining] ǝng egiz jayiƣa ⱪoyulidu. Taki balayi’apǝt, [yǝni Huda] bekitkǝn külpǝt wǝyran ⱪilƣuqi kixining bexiƣa yaƣdurulƣuqǝ xu yǝrdǝ turidu».

< Даниял 9 >