< Даниял 8 >
1 Падиша Бәлшазар тәхткә олтирип үчинчи жили, мәнки Даниял иккинчи бир ғайипанә аламәтни көрдүм.
Padixaⱨ Bǝlxazar tǝhtkǝ olturup üqinqi yili, mǝnki Daniyal ikkinqi bir ƣayibanǝ alamǝtni kɵrdüm.
2 Ғайипанә көрүнүштә, өзүмни Елам өлкисидики Шушан қәлъәсидә көрдүм. Көрүнүштә мән Улай чоң өстиңи бойида едим.
Ƣayibanǝ kɵrünüxtǝ, ɵzümni Elam ɵlkisidiki Xuxan ⱪǝl’ǝsidǝ kɵrdüm. Kɵrünüxtǝ mǝn Ulay qong ɵstingi boyida idim.
3 Бешимни көтирип қарисам, икки мүңгүзи бар бир қочқарниң чоң өстәң алдида турғанлиғини көрдүм. Униң мүңгүзи егиз болуп, бир мүңгүз йәнә биридин егиз еди; егизрәк болған мүңгүз йәнә бирисидин кейинрәк өсүп чиққан еди.
Beximni kɵtürüp ⱪarisam, ikki münggüzi bar bir ⱪoqⱪarning qong ɵstǝng aldida turƣanliⱪini kɵrdüm. Uning münggüzi egiz bolup, bir münggüz yǝnǝ biridin egiz idi; egizrǝk bolƣan münggüz yǝnǝ birsidin keyinrǝk ɵsüp qiⱪⱪanidi.
4 Мән қочқарниң ғәрип, шимал вә җәнуп тәрәпләргә үсүватқинини көрдүм. Һеч қандақ һайван униңға тәң келәлмәйтти вә һеч ким һеч кимни униң чаңгилидин қутқузалмайтти. У немә қилишни халиса, шуни қилатти, барғансери һәйвәтлик болуп кетивататти.
Mǝn ⱪoqⱪarning ƣǝrb, ximal wǝ jǝnub tǝrǝplǝrgǝ üsüwatⱪinini kɵrdüm. Ⱨeqⱪandaⱪ ⱨaywan uningƣa tǝng kelǝlmǝytti wǝ ⱨeqkim ⱨeqkimni uning qanggilidin ⱪutⱪuzalmaytti. U nemǝ ⱪilixni halisa, xuni ⱪilatti, barƣanseri ⱨǝywǝtlik bolup ketiwatatti.
5 Мән бу тоғрилиқ ойлавататтим, мана, ғәрип тәрәптин бир текә путлири йәргә тәгмигән һалда пүтүн җаһанни кезип жүгүрүп кәлди. Униң икки көзи арисиға көрүнәрлик чоң бир мүңгүз өсүп чиққан еди.
Mǝn bu toƣruluⱪ oylawatattim, mana, ƣǝrb tǝrǝptin bir tekǝ putliri yǝrgǝ tǝgmigǝn ⱨalda pütün jaⱨanni kezip yügürüp kǝldi. Uning ikki kɵzi arisiƣa kɵrünǝrlik qong bir münggüz ɵsüp qiⱪⱪanidi.
6 У мән дәсләп көргән һелиқи өстәң бойида турған икки мүңгүзлүк қочқарға қарап қәһри билән шиддәтлик етилди.
U mǝn dǝslǝp kɵrgǝn ⱨeliⱪi ɵstǝng boyida turƣan ikki münggüzlük ⱪoqⱪarƣa ⱪarap ⱪǝⱨri bilǝn xiddǝtlik etildi.
7 Мән униң қочқарға йеқин келип, ғәзәп билән қочқарни үсүп икки мүңгүзини сундуривәткәнлигини көрдүм. Қочқарниң қаршилиқ көрсәткидәк мадари қалмиған еди, текә уни йәргә жиқитип, дәссәп-чәйлиди, текиниң чаңгилидин уни қутқузивалидиған адәм чиқмиди.
Mǝn uning ⱪoqⱪarƣa yeⱪin kelip, ƣǝzǝp bilǝn ⱪoqⱪarni üsüp ikki münggüzini sunduriwǝtkǝnlikini kɵrdüm. Ⱪoqⱪarning ⱪarxiliⱪ kɵrsǝtküdǝk madari ⱪalmiƣanidi, tekǝ uni yǝrgǝ yiⱪitip, dǝssǝp-qǝylidi, tekining qanggilidin uni ⱪutⱪuziwalidiƣan adǝm qiⱪmidi.
8 Текә барғансери һәйвәтлик болуп кәтти; лекин у хелә күчийип болғанда, чоң мүңгүзи сунуп чүшүп, әслидики җайидин асмандики төрт шамалға қарап туридиған, көзгә көрүнәрлик төрт мүңгүз өсүп чиқти.
Tekǝ barƣanseri ⱨǝywǝtlik bolup kǝtti; lekin u heli küqiyip bolƣanda, qong münggüzi sunup qüxüp, ǝslidiki jayidin asmandiki tɵt xamalƣa ⱪarap turidiƣan, kɵzgǝ kɵrünǝrlik tɵt münggüz ɵsüp qiⱪti.
9 Бу төрт мүңгүзниң ичидики биридин йәнә бир мүңгүз өсүп чиқти. У кичик мүңгүз өсүп интайин һәйвәтлик болди, җәнуп, шәриқ тәрәпләргә вә «гөзәл зимин»ға қарап тәсир күчини кеңәйтти.
Bu tɵt münggüzning iqidiki biridin yǝnǝ bir münggüz ɵsüp qiⱪti. U kiqik münggüz ɵsüp intayin ⱨǝywǝtlik boldi, jǝnub, xǝrⱪ tǝrǝplǝrgǝ wǝ «güzǝl zemin»ƣa ⱪarap tǝsir küqini kengǝytti.
10 У интайин һәйвәтлик болуп, һәтта самавий қошундикиләргә һуҗум қилғидәк дәриҗигә йәтти, самавий қошундикиләрдин вә юлтузлардин бир мунчисини йәргә ташлап, уларниң үстигә дәссиди
U intayin ⱨǝywǝtlik bolup, ⱨǝtta samawiy ⱪoxundikilǝrgǝ ⱨujum ⱪilƣudǝk dǝrijigǝ yǝtti, samawiy ⱪoxundikilǝrdin wǝ yultuzlardin birmunqisini yǝrgǝ taxlap, ularning üstigǝ dǝssidi
11 (у толиму мәғрурлинип, һәтта самавий қошунниң Сәрдари билән тәң болмақчи болуп, ибадәтханида Сәрдарға атап күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурди, һәмдә Сәрдарниң ибадәтханисидики «муқәддәс җай»ни вәйран қиливәтти.
(u tolimu mǝƣrurlinip, ⱨǝtta samawiy ⱪoxunning Sǝrdari bilǝn tǝng bolmaⱪqi bolup, ibadǝthanida Sǝrdarƣa atap kündilik ⱪurbanliⱪ sunuxni ǝmǝldin ⱪaldurdi, ⱨǝmdǝ Sǝrdarning ibadǝthanisidiki «muⱪǝddǝs jay»ni wǝyran ⱪiliwǝtti.
12 Асийлиқ түпәйлидин Худаниң хәлқи вә күндилик қурбанлиқ чоң мүңгүзгә тапшурулиду). У һәқиқәтни аяқ асти қилиду; униң барлиқ ишлири наһайити оңушлуқ болди.
Asiyliⱪ tüpǝylidin Hudaning hǝlⱪi wǝ kündilik ⱪurbanliⱪ qong münggüzgǝ tapxurulidu). U ⱨǝⱪiⱪǝtni ayaƣ asti ⱪilidu; uning barliⱪ ixliri naⱨayiti onguxluⱪ boldi.
13 Кәйнидин, бир муқәддәс [пәриштиниң] сөз қилғанлиғини аңлидим, шуниң билән йәнә бир муқәддәс [пәриштә] сөз қилған [пәриштидин]: — Ғайипанә аламәттә көрүнгән бу вақиәләр, йәни «вәйран қилғучи» асийлиқ, күндилик қурбанлиқниң әмәлдин қалдурулуши, һәмдә муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң һәм Худаниң хәлқиниң аяқ асти қилиниши қанчилик вақит давамлишиду? — дәп сориғанлиғини аңлидим.
Kǝynidin, bir muⱪǝddǝs [pǝrixtining] sɵz ⱪilƣanliⱪini anglidim, xuning bilǝn yǝnǝ bir muⱪǝddǝs [pǝrixtǝ] sɵz ⱪilƣan [pǝrixtidin]: — Ƣayibanǝ alamǝttǝ kɵrüngǝn bu wǝⱪǝlǝr, yǝni «wǝyran ⱪilƣuqi» asiyliⱪ, kündilik ⱪurbanliⱪning ǝmǝldin ⱪalduruluxi, ⱨǝmdǝ muⱪǝddǝs ibadǝthanidiki «muⱪǝddǝs jay»ning ⱨǝm Hudaning hǝlⱪining ayaƣ asti ⱪilinixi ⱪanqilik waⱪit dawamlixidu? — dǝp soriƣanliⱪini anglidim.
14 Һелиқи пәриштә маңа җававән: — Бу ишлар икки миң үч йүз кечә-күндүз давамлишиду. Бу мәзгилдин кейин муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай» пакизлинип әслигә кәлтүрүлиду, — деди.
Ⱨeliⱪi pǝrixtǝ manga jawabǝn: — Bu ixlar ikki ming üq yüz keqǝ-kündüz dawamlixidu. Bu mǝzgildin keyin muⱪǝddǝs ibadǝthanidiki «muⱪǝddǝs jay» pakizlinip ǝsligǝ kǝltürülidu, — dedi.
15 Бу ғайипанә көрүнүшни көргәндин кейин, мәнки Даниял униң мәнасини ойлаватқинимда, мана, алдимда адәмниң қияпитидә бириси пәйда болуп өрә турди.
Bu ƣayibanǝ kɵrünüxni kɵrgǝndin keyin, mǝnki Daniyal uning mǝnisini oylawatⱪinimda, mana, aldimda adǝmning ⱪiyapitidǝ birsi pǝyda bolup ɵrǝ turdi.
16 Улай өстиңиниң оттурисидин: — Әй Җәбраил, бу адәмгә ғайипанә аламәтни чүшәндүрүп бәр, — дегән бир адәмниң күчлүк авазини аңлидим.
Ulay ɵstingining otturisidin: — Əy Jǝbrail, bu adǝmgǝ ƣayibanǝ alamǝtni qüxǝndürüp bǝr, — degǝn bir adǝmning küqlük awazini anglidim.
17 [Җәбраил] йенимға кәлди. Кәлгәндә, мән наһайити қорқуп кетип йәргә жиқилип дүм чүштүм. У маңа: — Әй инсан оғли, сән шуни чүшинишиң керәкки, бу ғайипанә аламәт ахир заман тоғрисидидур, — деди.
[Jǝbrail] yenimƣa kǝldi. Kǝlgǝndǝ, mǝn naⱨayiti ⱪorⱪup ketip yǝrgǝ yiⱪilip düm qüxtüm. U manga: — Əy insan oƣli, sǝn xuni qüxinixing kerǝkki, bu ƣayibanǝ alamǝt ahir zaman toƣrisididur, — dedi.
18 У гәп қиливатқанда мән беһош һалда йәрдә дүм ятаттим. Лекин у маңа шундақ бир йеник тегипла мени турғузди вә маңа мундақ деди: —
U gǝp ⱪiliwatⱪanda mǝn biⱨox ⱨalda yǝrdǝ düm yatattim. Lekin u manga xundaⱪ bir yenik tegipla meni turƣuzdi wǝ manga mundaⱪ dedi: —
19 «Мән һазир саңа [Худаниң] ғәзиви кәлгән мәзгилдә кейинки ишларниң қандақ болидиғанлиғини көрситип берәй. Чүнки бу ғайипанә аламәт заманларниң бекитилгән ахирқи нуқтиси тоғрисидидур.
«Mǝn ⱨazir sanga [Hudaning] ƣǝzipi kǝlgǝn mǝzgildǝ keyinki ixlarning ⱪandaⱪ bolidiƣanliⱪini kɵrsitip berǝy. Qünki bu ƣayibanǝ alamǝt zamanlarning bekitilgǝn ahirⱪi nuⱪtisi toƣrisididur.
20 Сән көргән икки мүңгүзлүк қочқар Медиа билән Парс падишалирини көрситиду.
Sǝn kɵrgǝn ikki münggüzlük ⱪoqⱪar Media bilǝn Pars padixaⱨlirini kɵrsitidu.
21 Явайи текә болса Гретсийә падишалиғи болуп, көзиниң оттурисидки көзгә көрүнәрлик мүңгүз болса, униң биринчи падишасидур.
Yawa tekǝ bolsa Gretsiyǝ padixaⱨliⱪi bolup, kɵzining otturisidki kɵzgǝ kɵrünǝrlik münggüz bolsa, uning birinqi padixaⱨidur.
22 У мүңгүз сунуп кәткәндин кейин орнидин өсүп чиққан һелиқи төрт мүңгүз бу әлниң төрт падишалиққа бөлүнидиғанлиғини көрситиду. Бирақ уларниң күчи биринчи падишалиққа йәтмәйду.
U münggüz sunup kǝtkǝndin keyin ornidin ɵsüp qiⱪⱪan ⱨeliⱪi tɵt münggüz bu ǝlning tɵt padixaⱨliⱪⱪa bɵlünidiƣanliⱪini kɵrsitidu. Biraⱪ ularning küqi birinqi padixaⱨliⱪⱪa yǝtmǝydu.
23 Бу падишалиқларниң ахирқи мәзгилидә, асийлиқ қилғучиларниң гунайи тошуши билән толиму номуссиз, чигиш мәсилиләрни бир тәрәп қилалайдиған бир падиша мәйданға чиқиду.
Bu padixaⱨliⱪlarning ahirⱪi mǝzgilidǝ, asiyliⱪ ⱪilƣuqilarning gunaⱨi toxuxi bilǝn tolimu nomussiz, qigix mǝsililǝrni bir tǝrǝp ⱪilalaydiƣan bir padixaⱨ mǝydanƣa qiⱪidu.
24 Униң күчи хелә зор болиду, лекин әмәлийәттә бу күч өзлүгидин чиқмайду; у мисли көрүлмигән вәйранчилиқни кәлтүрүп чиқириду. Униң ишлири җәзмән оңушлуқ болуп, немини халиса шуни қилалайду. У күчлүкләрни вә [Худаниң] муқәддәс мөмин хәлқини йоқитиду.
Uning küqi heli zor bolidu, lekin ǝmǝliyǝttǝ bu küq ɵzlükidin qiⱪmaydu; u misli kɵrülmigǝn wǝyranqiliⱪni kǝltürüp qiⱪiridu. Uning ixliri jǝzmǝn onguxluⱪ bolup, nemini halisa xuni ⱪilalaydu. U küqlüklǝrni wǝ [Hudaning] muⱪǝddǝs mɵmin hǝlⱪini yoⱪitidu.
25 Өз устатлиғи билән униң назарити астида һәр қандақ һейлә-микирлик хелә ронақ тапиду. У көңлидә тәкәббурлишип өзини чоң тутиду; башқиларниң өзлирини бехәтәр һес қилған вақтидин пайдилинип туюқсиз зәрб қилип нурғун кишиләрни һалак қилиду; у һәтта очуқтин очуқ «Әмирләрниң Әмри»гә қарши чиқиду. Лекин у ахирда инсанларниң қолисиз һалак қилиниду.
Ɵz ustatliⱪi bilǝn uning nazariti astida ⱨǝrⱪandaⱪ ⱨiylǝ-mikirlik heli ronaⱪ tapidu. U kɵnglidǝ tǝkǝbburlixip ɵzini qong tutidu; baxⱪilarning ɵzlirini bihǝtǝr ⱨes ⱪilƣan waⱪtidin paydilinip tuyuⱪsiz zǝrb ⱪilip nurƣun kixilǝrni ⱨalak ⱪilidu; u ⱨǝtta oquⱪtin oquⱪ «Əmirlǝrning Əmiri»gǝ ⱪarxi qiⱪidu. Lekin u ahirda insanlarning ⱪolisiz ⱨalak ⱪilinidu.
26 Саңа аян қилинған, ахшамдин әтигәнгичә давамлашқан бу ғайипанә аламәт әмәлгә ашмай қалмайду. Лекин сән уни вақтинчә мәхпий тут. Чүнки у көп күнләр кейинки кәлгүси һәққидидур».
Sanga ayan ⱪilinƣan, ahxamdin ǝtigǝngiqǝ dawamlaxⱪan bu ƣayibanǝ alamǝt ǝmǝlgǝ axmay ⱪalmaydu. Lekin sǝn uni waⱪtinqǝ mǝhpiy tut. Qünki u kɵp künlǝr keyinki kǝlgüsi ⱨǝⱪⱪididur».
27 Мәнки Даниял мағдурумдин қелип, бир нәччә күн ағрип йетип қалдим. Кейин орнумдин туруп йәнила падишаниң ишлирида болдум. Лекин бу ғайипанә аламәт көңлүмни паракәндә қиливәткән еди. Униң мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди.
Mǝnki Daniyal maƣdurumdin ⱪelip, birnǝqqǝ kün aƣrip yetip ⱪaldim. Keyin ornumdin turup yǝnila padixaⱨning ixlirida boldum. Lekin bu ƣayibanǝ alamǝt kɵnglümni parakǝndǝ ⱪiliwǝtkǝnidi. Uning mǝnisini yexǝlǝydiƣan adǝm yoⱪ idi.