< Даниял 7 >
1 Бәлшазар Бабилға падиша болған биринчи жили Даниял орнида йетип чүшидә бир нәччә ғайипанә аламәтләрни көрди. У чүшидә көргәнлирини мундақ йәкүнләп хатириливалди: —
2 Кечидә көргән ғайипанә көрүнүштә мәнки Даниял шуни көрдүмки, асманниң төрт тәрипидин шамал чиқип, «Улуқ Деңиз» йүзигә урулмақта еди.
3 Деңиздин шәкиллири бир-биригә охшимайдиған төрт зор мәхлуқ чиқти.
4 Биринчи мәхлуқ ширға охшайтти, лекин бүркүтниң қанити бар еди. Мән униңға қарап турғинимда, қанатлири жулунди; андин у йәрдин көтирилип, икки пути йәргә дәсситилип адәмдәк турғузулуп, униңға инсаний бир қәлб берилди.
5 Мана йәнә бир мәхлуқ, йәни иккинчиси ейиққа охшайтти. Униң бир тәрипи иккинчи бир тәрипидин егизлитилди. Униң чишлири үч қовурғини чишләп туратти, бир аваз униңға: «Орнуңдин тур, гөшни йейишиңчә йәвал!» — деди.
6 Қарап турғинимда, мана йәнә бир мәхлуқ пәйда болди. У илпизға охшайтти, дүмбисидә қушниңкидәк төрт қанити бар еди; униң беши төрт еди. Униңға һакимлиқ һоқуқи берилди.
7 Униңдин кейин кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә қарап турғинимда, мана төртинчи бир мәхлуқ пәйда болди. У интайин қорқунучлуқ, дәһшәтлик вә әҗайип күчлүк еди. У йоған төмүр чишлири билән овни чайнап езип жутуп, қалдуғини путлири билән дәссәп-чәйләйтти. У алдинқи барлиқ мәхлуққа охшимайтти; униң он мүңгүзи бар еди.
8 Мән бу мүңгүзләрни күзитиватқинимда, мана мүңгүзләрниң арисидин йәнә бир кичик мүңгүз өсүп чиқти. Бу кичик мүңгүзниң алдида әслидики мүңгүзләрдин үчи жулуветилди. Бу кичик мүңгүзниң адәмниңкидәк көзи вә чоң сөзләйдиған ағзи бар еди.
9 Мән қарап турғинимда, у йәргә бир нәччә тәхтниң қоюлғанлиғини көрдүм; уларниң биридә, «Әзәлдин Бар Болғучи» орун елип олтирипту. Униң кийимлири қардәк аппақ, чачлири аппақ қоза жуңидәк еди. Униң тәхти от лавулдап турған ялқунлар болуп, лавулдап көйүватқан от чақлириниң үстидә еди.
10 Униң алдидин гоя раван еқип турған дәриядәк от ялқуни лавулдап еқип туратти; Униң хизмитидә турғучилар түмән миңлиған еди, Униң алдида йүз миллионлиған һазир турғучилар бар еди. Сорақ башланғанлиғи җакалинип, дәстурлар ечилди.
11 Һелиқи кичик мүңгүзниң йоған гәпләрни қиливатқан авазидин диққитим шуниңға тартилип қарап тураттим. Қарап турғинимда, төртинчи мәхлуқ өлтүрүлүп, униң җәсити һалак қилинип, отқа ташлап көйдүрүлүшкә тапшурулди.
12 Қалған үч мәхлуқ болса, һакимийитидин мәһрум қилинди, лекин уларниң өмри йәнә бир мәзгил узартилди.
13 Кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә мана, мән гоя Инсан Оғлиға охшаш бир затниң асмандики булутлар билән кәлгинини көрдүм. У «Әзәлдин Бар Болғучи»ниң йениға берип, униң алдиға һазир қилинди.
14 Һәр әл-жут, һәр таипә, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар униң хизмитидә болсун дәп, сәлтәнәт, шөһрәт вә падишалиқ һоқуқи униңға берилди. Униң сәлтәнити мәңгү солашмас сәлтәнәттур, униң падишалиғи мәңгү һалак қилинмас.
15 Мәнки Даниялниң вуҗудум, дил-роһум бәк беарамлиққа чөмди, калламдики ғайипанә аламәтләр мени интайин алақзадә қилди.
16 Мән йеқин турғучилардин бириниң алдиға берип, бу ғайипанә аламәтләрниң һәқиқити тоғрилиқ соридим. У маңа тәбир берип чүшәндүрүп мундақ деди: —
17 «Бу төрт зор мәхлуқ кәлгүсидә дунияда баш көтиридиған төрт падишани көрситиду.
18 Лекин Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини қобул қилиду, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилиду, әбәдил-әбәткичә шундақ болиду».
19 Мән башқа үч мәхлуққа охшимайдиған төртинчи мәхлуқ, йәни зор қорқунучлуқ, төмүр чишлиқ, мис тирнақлиқ, овни чайнап езип жутуп, андин қалдуқлирини аяқлири билән дәссәп-чәйләйдиған һелиқи мәхлуқ тоғрисидики һәқиқәтни,
20 шундақла униң бешидики он мүңгүзиниң вә кейин өсүп чиққан кичик мүңгүз тоғрисидики һәқиқәтни техиму ениқ билмәкчи болдум — униң, йәни һелиқи кичигиниң алдида әслидә бар болған башқа үч мүңгүз жулуветилгән, көзлири вә йоған гәп қилидиған ағзи бар болуп, әнә башқа мүңгүзләргә қариғанда техиму һәйвәтлик еди.
21 Қарап турғинимда, у кичик мүңгүз Худаниң муқәддәс бәндилири билән җәң қилип улардин үстүнлүккә егә болди;
22 «Әзәлдин Бар Болғучи» кәлгәндә, һөкүм қилиш һоқуқи Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә берилди. Шуниң билән бекитилгән вақти келип, [Худаниң] муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини өткүзивалди.
23 [Тәбир бәргүчи] чүшәндүрүп йәнә мундақ деди: — «төртинчи мәхлуқ кәлгүси дунияда баш көтиридиған төртинчи бир падишалиқ болуп, у башқа һәр қандақ падишалиқларға охшимайду. У пүткүл дунияни жутуп, уни аяқ асти қилип, кукум-талқан қилиду.
24 Он мүңгүз болса, бу падишалиқтин чиқидиған һөкүмранлиқ қилидиған он падишани көрситиду. Кейин йәнә бир падиша мәйданға чиқиду, у илгәрки падишаларға охшимайду; у үч падишани өзигә бойсундуриду.
25 У Һәммидин Алий Болғучиға қарши күпүрлүк сөзләрни қилиду һәмдә Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилирини һалсизландуриду. У календарни, һейт-айәмләрни вә муқәддәс қанунларни өзгәртиветишни қәстләйду. Худаниң муқәддәс бәндилири «үч йерим вақит» униң һөкүмранлиғиға тапшурулиду.
26 Андин Худаниң соти ечилиду, буниң билән униң идарә қилиш һоқуқи тартивелинип, мәңгүлүк үзүл-кесил йоқитилиду.
27 Лекин униң падишалиғиниң һоқуқи, йәни дуниядики һәр қайси падишалиқларниң сәлтәнити вә шөһрити Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә, йәни Худаниң Өз хәлқигә өткүзүлиду. Униң падишалиғи мәңгү бир падишалиқтур, дуниядики пүтүн һөкүмдарлар Униң хизмитидә болуп униңға итаәт қилиду».
28 Бу иш мана мошу йәргичә болди. Мәнки Даниял, өз ойлирим өзүмни алақзадә қилди, чирайим татирип кәтти. Бирақ бу ишни қәлбимдә пүкүп сақлидим.