< Даниял 6 >
1 Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн бир йүз жигирмә вәзирни һәр қайси жутларни башқурушқа тайинлашни мувапиқ көрди.
Darius decided it would be good to place the kingdom under the control of one hundred and twenty provincial governors.
2 Буниңдин башқа у бу вәзирләрни назарәт қилип, бу вәзирләрниң һесавини елиш, шундақла падишаниң һоқуқ-мәнпәәти зиянға учримисун дәп Даниял вә башқа икки кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
Three chief ministers were placed over them to look after the king's interests. Daniel was one of the three.
3 Даниялда алаһидә бир роһий хусусийәт бар болғачқа, у башқа назарәтчиләрдин вә вәзирләрдин иқтидарлиқ чиқти. Шуңа падиша уни пүткүл падишалиқни идарә қилишқа тайинлимақчи болди.
Soon Daniel was shown to be a far better administrator than the other chief ministers and provincial governors. Because of his exceptional ability, the king planned to put him in charge of the whole kingdom.
4 Шуниң билән башқа назарәтчи вә вәзирләр униң падишалиқтики мәмурий ишлиридин сәһвәнлик издиди. Лекин улар әрз қилғидәк һеч қандақ банә-сәвәп яки сәһвәнлик тапалмиди. Чүнки Даниял диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик чиқиралмиған еди.
As a result the other chief ministers and provincial governors tried to find a pretext against Daniel as to the way he ran the kingdom. But they couldn't find any cause for complaint or any corruption, for he was trustworthy. They could not discover any evidence that Daniel was negligent or corrupt.
5 Шуңа шу адәмләр өз ара: — Даниялниң Худасиниң қануниға мунасивәтлик ишлиридин башқа, униңдин әйиплигидәк һеч қандақ банә тапалмаймиз, — дейишти.
So they said to themselves, “We won't find any pretext to attack Daniel unless we use his observance of his God's laws against him.”
6 Шуңа улар өз ара тил бириктүруп падишаниң алдиға кирип: — Падиша Дариус алийлири мәңгү яшиғайла!
So these chief ministers and provincial governors went together to see the king. “May Your Majesty King Darius live forever!” they said.
7 Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар бирликтә мәслиһәтләштуқ; һәр қандақ киши оттуз күн ичидә һәр қандақ илаһқа һәр қандақ дуа-тилавәт қилишқа вә яки һәр қандақ кишидин бир нәрсә тиләшкә рухсәт болмисун, и алийлири, пәқәт силидинла тилиши рухсәт болсун дегән шаһанә ярлиқниң чүшүрүлүшини лайиқ көрдуқ. Бу пәрман қәтъий болсун, кимки бу пәрманға хилаплиқ қилса, у ширлар өңкүригә ташлансун!
“We have all agreed—chief ministers, prefects, provincial governors, counselors, and local governors—that Your Majesty should issue a decree, legally enforced, that for the next thirty days anyone who prays to any god or human being except you, Your Majesty, shall be thrown into the lions' den.
8 Әнди, и алийлири бу пәрманни бекитип чүшүргәйла, униң өзгәртилмәслиги үчүн ярлиқнамигә имза қойғайла; чүнки Медиа вә Парс қануни бойичә, пәрман чиқирилиши биләнла өзгәртишкә болмайду, — деди.
Now, Your Majesty, if you will sign the decree and have it issued so that it cannot be changed, according to the law of the Medes and the Persians that cannot be revoked.”
9 Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди.
So Darius signed the decree into law.
10 Даниял бу ярлиқнамигә имза қоюлғанлиғини аңлап, өйигә қайтти. Униң өйиниң өгүзидә бир балихана болуп, деризиси Йерусалимға қарайдиған болуп, очуқ туратти. У адити бойичә деризиниң алдида тизлинип олтирип, һәр күни үч қетим Худаға дуа-тилавәт қилип шүкүр ейтатти.
When Daniel found out that the decree had been signed he went home to his upstairs room where he would pray three times a day, with the windows open facing Jerusalem. There he kneeled down, praying and thanking his God as he always did.
11 Лекин һелиқи адәмләр биллә келип Даниялниң Худаға дуа вә тилавәт қиливатқинини көрди.
Then the men who had plotted against Daniel went together and found him praying to his God and asking for help.
12 Андин улар бирликтә падишаниң алдиға берип пәрман тоғрисида гәп ечип: — И алийлири, өзлири: Оттуз күн ичидә өзлиридин башқа һәр қандақ илаһдин яки һәр қандақ инсандин бирәр немини тилигән һәр қандақ киши ширлар өңкүригә ташлансун, дегән бир пәрманға имза қойған әмәсму? — дәп сориди. Падишаһ: — Дәрвәқә шундақ қилдим, Медиа вә Парс қануни бойичә пәрманни өзгәрткили болмайду, — деди.
They went to the king right away and asked him about the decree. “Didn't Your Majesty sign a decree that for the next thirty days anyone who prays to any god or human being except you, Your Majesty, shall be thrown into the lions' den?” “I certainly did!” the king replied. “The decree stands. According to the law of the Medes and the Persians it cannot be revoked.”
13 Андин улар падишаға җававән: — Йәһудадин әсир елип келингән кишиләрдин һелиқи Даниял, и алийлири, силини вә сили имза қойған пәрманни көзгә илмайду, бәлки һәр күндә үч қетим өз дуа-тилавитини қиливатиду, — дейишти.
Then they told the king, “Daniel, one of those captives from Judah, pays no attention to Your Majesty or to the decree you signed and prays three times a day.”
14 Буни аңлиған падиша өз-өзигә кайип, көңүл қоюп Даниялни қутқушушқа амал тапмақчи болуп, у күн патқичә һәр хил қутқузуш амали үстидә издинип жүрди.
When the king heard this, he was very upset and tried to think of how to save Daniel. He worked hard until sundown trying to rescue him.
15 Лекин ахирда у кишиләр йәнә өз ара тил бириктүрүп падишаниң алдиға җәм болуп униңға: — И алийлири, өзлиригә мәлумки, Медиалар вә Парсларниң қануни дәл шуки, падишаниң бекиткән һәр қандақ қарари яки пәрманини өзгәртишкә болмайду, — дейишти.
Then the men returned together and said to the king, “You know, Your Majesty, that according to the law of the Medes and the Persians no decree or statute can be changed.”
16 Шуниң билән падишаниң әмир қилиши билән Даниял тутуп келинип, ширлар өңкүригә ташланди. Падиша Даниялға: — Сән үзүлдүрмәй ибадәт қилидиған Худайиң сени қутқузивалиду! — деди.
Eventually the king gave the order and Daniel was taken and thrown into the lions' den. The king told him, “May the God you so loyally serve save you!”
17 Бир таш елинип, өңкүрниң ағзи униң билән етилди; Даниялниң ишлириға һеч ким арилашмисун дәп уни падиша өз мөһүри вә униң әмир-әмәлдарлириниң мөһүрлири билән мөһүрлиди.
A stone was brought and placed over the entrance to the den and the king sealed it with his own personal seal and those of his nobles so that no one could interfere with what was happening to Daniel.
18 Андин падиша ордиға қайтип келип кечини роза тутуп өткүзди; өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди, у кечичә ухлалмиди.
Then the king went back to his palace. He ate nothing at all that night and refused any kind of entertainment. He couldn't sleep a wink.
19 Таң етиши биләнла падиша орнидин туруп, алдирап ширлар өңкүригә барди.
At dawn, as soon as it was light, the king got up and rushed to the lions' den.
20 Падиша өңкүргә йеқинлишип азапланған һалда Даниялни чақирип: — Әй Даниял, Мәңгү Һаят Худаниң қули, сән үзүлмәс ибадәт қилидиған Худайиң сени ширлардин қутқузивалмидиму? — дәп товлиди.
As he approached the den, he called out anxiously to Daniel, “Daniel, servant of the living God whom you honor so faithfully, was your God able to save you from the lions?”
21 Даниял җававән: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
Daniel replied, “May Your Majesty the king live forever!
22 Худайимниң пәриштисини әвәтип ширларниң ағзини жумдуруши билән улар маңа һеч зиян-зәхмәт йәткүзәлмиди; чүнки У мәндин һеч қандақ әйип көрмиди. Алийлириниң алдидиму мән һеч қандақ зиян йәткүзгидәк иш қилмидим, — деди.
My God sent his angel to shut the lions' mouths. They have not hurt me because I was found innocent in his sight. In addition, I have never done you any wrong, Your Majesty.”
23 Буни аңлап падиша интайин хошал болуп, адәмлирини Даниялни өңкүрдин елип чиқишни буйруди. Шуниң билән улар Даниялни өңкүрдин елип чиқти. Униңдин қилчә зедә-зәхмәт тапалмиди; чүнки у Худасиға таянған еди.
The king was extremely pleased and ordered Daniel brought up from the den. Daniel was lifted up from the den and he was found to have no injuries at all because he had trusted in his God.
24 Андин падиша буйруқ чүшүрди, [нәвкәрлири] Даниялниң үстидин шикайәт қилғанларниң һәммисини тутуп, уларни бала-җақилири вә хотунлири билән қошуп ширлар өңкүригә ташливәтти. Улар өңкүр тегигә чүшүп болмайла ширлар етилип келип, уларниң устиханлириниму чайнап қийма-чийма қиливәтти.
Then the king ordered the men who had accused Daniel to be brought and they were thrown into the lions' den along with their wives and children. Before they even reached the floor of the den the lions attacked them, ripping them to pieces.
25 Шу иштин кейин Дариус падиша йәр йүзидә туруватқан һәр қайси әл-жут, һәммә таипиләр, һәр тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммисигә мундақ пүтүк чүшүрди: — «Һәммиңларға аманлиқ ешип-тешип турғай!
Then Darius wrote to all the people of the world, the different nations and languages, saying, “I wish you well!
26 Мән ушбу ярлиқни чүшүримәнки, падишалиғимдики һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун! — Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур, Мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур, Униң падишалиғи һалак қилинмас, Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду.
I decree that throughout my entire kingdom everyone should respect and honor the God of Daniel, for he is the living God. He is everlasting and his kingdom will never be destroyed. His reign will never end.
27 У балайиқазадин қоғдайду вә қутқузиду, У асманлардиму, йәр йүзидиму аламәт-карамәтләрни яритиду, У Даниялни ширларниң чаңгилидин қутқузди».
He is the one who rescues and saves; he does miracles and wonders in the heavens and on earth. He saved Daniel from death in the lions' den.”
28 Даниялниң болса шу ишлардин кейин Дариус һөкүм сүргән мәзгилдә, шундақла Парс падишаси Қурәш һөкүм сүргән вақитларда ишлири раван жүрүшти.
Daniel experienced good success during the reigns of Darius and Cyrus the Persian.