< Даниял 5 >
1 Бир күни падиша Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип катта зияпәт берип, уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди.
Belshazzar the king made a great feast for a thousand of his noblemen, and he drank wine in front of all one thousand of them.
2 Падиша Бәлшазар шарапни тетип көрүп, өзи, әмир-есилзадилири, өз хотун-кенизәклириң шарапни атиси Небоқаднәсар Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханидин олҗиға алған алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларда ичишигә шу җам-қачиларни елип чиқишни буйруди.
While Belshazzar tasted the wine, he gave orders to bring the containers made of gold or silver that Nebuchadnezzar his father had taken out of the temple in Jerusalem, from which he, his noblemen, and his wives and concubines could drink.
3 [Нәвкәрләр] дәрһал берип Худаниң Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханисидин елип келингән алтун җам-қачиларни елип чиқти; падишаниң өзи, әмир-есилзадилири, униң хотунлири вә кенизәклири уларда шарап ичти.
The servants brought the gold containers that had been taken out of the temple, the house of God, in Jerusalem. The king, his noblemen, and his wives and concubines drank from them.
4 Улар шарап ичкәч, алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийиләшти.
They drank the wine and praised their idols made of gold and silver, bronze, iron, wood, and stone.
5 Дәл шу пәйттә адәм қолиниң бәш бармиғи пәйда болуп, чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди. Падиша хәт язған қолниң көрүнгән қисмини көрүп,
At that moment the fingers of a human hand appeared in front of the lampstand and wrote on the plaster wall in the king's palace. The king could see part of the hand as it wrote.
6 чирайи татирип, көңлидә интайин алақзадә болуп кәтти. Пут-қоллири бошишип, путлири титрәп кәтти.
Then the king's face changed and his thoughts frightened him; his limbs could not support him, and his knees were knocking together.
7 Падиша қаттиқ вақирап, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларни чақиришни буйруди. Бабилдики данишмәнләр кәлгән һаман падиша уларға: — Кимки тамдики бу хәтләрни оқуп мәнасини маңа дәп берәлисә, униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп, бойниға алтун зәнҗир есилип, падишалиқта үчинчи мәртивә берилиду, — деди.
The king shouted a command to bring in those who claimed to speak with the dead, wise men, and astrologers. The king said to those known for their wisdom in Babylon, “Whoever explains this writing and its meaning will be clothed with purple and will have a gold chain around his neck. He will have the authority of the third highest ruler in the kingdom.”
8 Падишаһниң данишмәнлириниң һәммиси ордиға һазир болди; лекин улар нә хәтләрни оқуялмайтти нә падишаға мәнасини чүшәндүрүп берәлмәйтти.
Then all the king's men who were known for their wisdom came in, but they could not read the writing or explain its meaning to the king.
9 Бәлшазар техиму алақзадә болуп, чирайи техиму татирип кәтти. Әмир-есилзадиләрму қандақ қилишни биләлмәй қалди.
Then King Belshazzar was greatly alarmed and the look on his face changed. His noblemen were perplexed.
10 Падиша вә әмир-есилзадиләрниң вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип, падишаға мундақ деди: — И алийлири, мәңгү яшиғайла! Алақзадә болуп кәтмигәйла, чирайлири татирап кәтмигәй.
Now the queen came into the banquet house because of what the king and his nobles had said. The queen said, “King, live forever! Do not let your thoughts trouble you. Do not let the look on your face change.
11 Падишаһлиқлирида бир киши бар, униңда муқәддәс илаһларниң роһи бар, атилири тәхттики вақтида, бу кишидә йоруқлуқ, даналиқ вә әқил-парасәт, йәни илаһларға хас әқил-парасәт намайән қилинған еди. Атилири Небоқаднәсар, йәни падиша атилири уни пүтүн рәмчи-палчилар, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларниң беши қилип тайинлиған.
There is a man in your kingdom who has the spirit of the holy gods. In the days of your father, light and understanding and wisdom like the wisdom of the gods was found in him. King Nebuchadnezzar, your father the king, made him chief of the magicians, as well as chief of those who speak with the dead, of the wise men, and of the astrologers.
12 Бу кишидә алаһидә бир роһий хусусийәт, билим, һекмәт, чүшләргә тәбир берәләйдиған, тепишмақларни йешәләйдиған вә түгүн-сирларни ачалайдиған қабилийәт бар еди. Шу кишиниң исми Даниял болуп, падиша униңға Бәлтәшасар дәпму исим қойған. Шуңа бу Даниял чақиртилсун, у чоқум бу хәтләрниң мәнасини йешип бериду.
An excellent spirit, knowledge, understanding, interpreting of dreams, explaining riddles and solving problems—these qualities were found in this man Daniel, whom the king named Belteshazzar. Now call for Daniel and he will tell you the meaning of what has been written.”
13 Шуниң билән Даниял падишаниң алдиға елип келинди, падиша Даниялдин: — Падиша атам Йәһуда өлкисидин сүргүн қилип кәлгән Йәһудийлар ичидики һелиқи Даниял сәнму? — дәп соривиди,
Then Daniel was brought before the king. The king said to him, “You are that Daniel, one of the people of the exiles of Judah, whom my father the king brought out of Judah.
14 — Сән тоғрилиқ хәвирим бар, сәндә муқәддәс илаһларниң роһи, шундақла йоруқлуқ, даналиқ вә алаһидә әқил-парасәт бар екән дәп аңлидим.
I have heard about you, that the spirit of the gods is in you, and that light and understanding and excellent wisdom are found in you.
15 Әнди данишмәнләр вә пир-устазларни тамдики хәтни оқуп, мәнасини маңа чүшәндүрүп бәрсун дәп алдимға чақиртип келинди; лекин бу ишниң сирини һеч қайсиси йешип берәлмиди.
Now the men known for wisdom and those who claim to speak with the dead have been brought in before me to read this writing and make known to me its interpretation, but they could not make known the interpretation of it.
16 Бирақ сән тоғрилиқ аңлиғанмәнки, сән сирларни чүшәндүрәләйдикәнсән вә түгүнләрни йешәләйдикәнсән. Әгәр бу хәтләрни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәлисәң, саңа сөсүн рәңлик тон кийгүзүлиду, бойнуңға алтун зәнҗир есилиду, падишалиқта үчинчи дәриҗилик мәртивигә еришисән, — деди.
I have heard that you can give interpretations and solve problems. Now if you can read the writing and tell me its meaning, you will be clothed with purple and have a gold chain placed around your neck, and you will have the authority of the third highest ruler in the kingdom.”
17 Даниял падишаға мундақ җавап бәрди: — Алийлириниң инъамлири өзлиридә қалсун, мукапатлирини башқа кишигә бәргәйла. Әндиликтә мән алийлириға бу хәтни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәй.
Then Daniel answered before the king, “Let your gifts be for yourself, and give your rewards to another person. Nevertheless, I will read the writing to you, king, and will tell you the meaning.
18 — И алийлири, Һәммидин Алий Худа атилири Небоқаднәсарға падишалиқ, улуқлуқ, шан-шәрәп вә һәйвәт бәрди.
As for you, king, the Most High God gave Nebuchadnezzar your father the kingdom, greatness, honor, and majesty.
19 Униңға берилгән улуқлуқтин һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләр вә һәр хил тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммиси униң алдида титрәп қорқуп туратти; у кимни халиса шуни өлтүрәтти, кимни халиса шуни тирик қоятти; кимни халиса шуни мәртивилик қилатти, кимни халиса шуни пәс қилатти.
Because of the greatness God gave him, all peoples, nations, and languages trembled and feared him. He put to death those he wanted to die, and he kept alive those he wished to live. He raised up those he wanted, and he humbled those he wished.
20 Лекин у көңлидә тәкәббурлишип, роһ-қәлбидә мәғрурлинип мүҗәзи тәрсалишип, падишалиқ тәхтидин чүшүрүлүп, иззитидин мәһрум қилинди.
But when his heart was arrogant and his spirit was hardened so that he acted presumptuously, he was brought down from his kingly throne, and they took away his majesty.
21 У кишиләр арисидин һайдиветилип, униңға явайи һайванларниң әқли берилди. У явайи ешәкләр билән биллә маканлишип, калилардәк от-чөп йегүзүлди, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти, таки у Һәммидин Алий Худаниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә У падишалиқниң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә шу һаләттә болди.
He was driven away from humanity, he had the mind of an animal, and he lived with the wild donkeys. He ate grass like an ox. His body was wet with the dew from the heavens until he learned that the Most High God rules over the kingdoms of people and that he sets over them anyone he wishes.
22 Әй Бәлшазар, Небоқаднәсарниң оғли туруп өзлири буларниң һәммисидин хәвәрлири болсиму, лекин өзлирини төвән қилмидила.
You his son, Belshazzar, have not humbled your heart, even though you knew all this.
23 Әксичә тәкәббурлишип әрштики Рәбгә қарши турдила. Сили Униң муқәддәс ибадәтханисидин олҗа алған җам-қачиларни елип келип, өзлири, әмир-есилзадилири, өз хотунлири вә кенизәклириму уларда шарап ичтиңлар андин көрмәйдиған, аңлимайдиған вә һеч немини чүшәнмәйдиған алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийилидилә. Һалбуки, силиниң нәпәслирини Өз қолида тутқан вә силиниң барлиқ һәрикәтлирини Өз илкидә тутқан Худани улуқлимидила.
You have lifted yourself up against the Lord of heaven. From his house they brought you the containers that you, your nobles, your wives and your concubines drank wine from, and you praised the idols made of silver and gold, bronze, iron, wood, and stone—idols that do not see, hear, or know anything. You have not honored the God who holds your breath in his hand and who knows all your ways.
24 Шуңа, Худа бу қолниң көрүнгән қисмини әвәтип бу хәтләрни яздурди.
Then God sent out a hand from his presence and this writing was done.
25 Бу хәтләр: «Мене, мене, тәкәл, упһарсин» дегәндин ибарәт.
This is the writing that was done: 'Mene, Mene, Tekel, and Pharsin.'
26 Буниң чүшәндүрүлүши: — «Мене» — Худа силиниң падишалиқлириниң һесавини қилип, уни аяқлаштурди.
This is its meaning: 'Mene,' 'God has numbered your kingdom and brought it to an end.'
27 «Тәкәл» — сили таразида тартиливидила, кам чиқтила.
'Tekel,' 'you are weighed in the scales and are found lacking.'
28 «Пәрәс» — падишалиқлири парчилинип, Медиалиқлар билән Парсларға тәвә қилинди.
'Peres,' 'your kingdom is divided and is given to the Medes and Persians.'”
29 Шуниң билән Бәлшазар дәрһал нәвкәрлиригә әмир қиливиди, улар Даниялға сөсүн рәңлик тонни кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗирни есип қойди; у у тоғрилиқ: «Падишаһлиқ ичидә үчинчи дәриҗилик мәртивигә егә болсун» дәп җакалиди.
Then Belshazzar gave a command, and they clothed Daniel with purple. A chain of gold was put around his neck, and the king made a proclamation about him that he would have the authority of the third highest ruler in the kingdom.
30 Шу кечә калдийләрниң падишаси Бәлшазар өлтүрүлди.
That night Belshazzar, the Babylonian king, was killed,
31 Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти. У тәхминән атмиш икки яшта еди.
and Darius the Mede received the kingdom when he was about sixty-two years old.