< Даниял 3 >

1 Падиша Небоқаднәсар алтундин егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз келидиған бир һәйкәл ясап, Бабил өлкисиниң Дура түзләңлигигә орнатти.
尼布甲尼撒王造了一個金像,高六十肘,寬六肘,立在巴比倫省杜拉平原。
2 Падиша барлиқ вәзир, валий, һаким, мәслиһәтчи, ғәзничи, сотчи, сорақчиларни шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммисини падиша Небоқаднәсар орнатқан бу алтун һәйкәлни өз илаһиға аташ мурасимиға қатнишишқа пәрман чүшүрди.
尼布甲尼撒王差人將總督、欽差、巡撫、臬司、藩司、謀士、法官,和各省的官員都召了來,為尼布甲尼撒王所立的像行開光之禮。
3 Шуниң билән вәзирләр, валийлар, һакимлар, мәслиһәтчиләр, ғәзничиләр, сотчилар, сорақчилар, шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммиси аташ мурасимиға җәм болди. Улар һәйкәлниң алдида турди.
於是總督、欽差、巡撫、臬司、藩司、謀士、法官,和各省的官員都聚集了來,要為尼布甲尼撒王所立的像行開光之禮,就站在尼布甲尼撒所立的像前。
4 Җакарчи жуқури аваз билән: — Әй һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгәнләр, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар,
那時傳令的大聲呼叫說:「各方、各國、各族的人哪,有令傳與你們:
5 силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, йәргә баш уруп падиша Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилиңлар.
你們一聽見角、笛、琵琶、琴、瑟、笙,和各樣樂器的聲音,就當俯伏敬拜尼布甲尼撒王所立的金像。
6 Кимки баш уруп сәҗдә қилмиса, шуан дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлиниду, — дәп җакалиди.
凡不俯伏敬拜的,必立時扔在烈火的窯中。」
7 Шуңа, сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгән, һәр хил тилда сөзлишидиған қовм йәргә баш уруп Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилишти.
因此各方、各國、各族的人民一聽見角、笛、琵琶、琴、瑟,和各樣樂器的聲音,就都俯伏敬拜尼布甲尼撒王所立的金像。
8 У чағда, бәзи калдийләр алдиға чиқип Йәһудийлар үстидин әрз қилди.
那時,有幾個迦勒底人進前來控告猶大人。
9 Улар падиша Небоқаднәсарға: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
他們對尼布甲尼撒王說:「願王萬歲!
10 Алийлири сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәммәйлән йәргә баш уруп алтун һәйкәлгә сәҗдә қилсун,
王啊,你曾降旨說,凡聽見角、笛、琵琶、琴、瑟、笙,和各樣樂器聲音的都當俯伏敬拜金像。
11 шундақла кимки йәргә баш уруп сәҗдә қилмиса, у дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлансун дәп пәрман қилған едила.
凡不俯伏敬拜的,必扔在烈火的窯中。
12 Сили Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини башқурушқа тайинлиған бир нәччә Йәһудий, йәни Шадрак, Мишак, Әбәднеголар бар; и алийлири, бу адәмләр силигә һөрмәтсизлик қиливатиду. Улар падишаниң илаһлириниң ибадитидә болмиди яки падиша орнатқан алтун һәйкәлгиму сәҗдә қилмайду, — деди.
現在有幾個猶大人,就是王所派管理巴比倫省事務的沙得拉、米煞、亞伯尼歌;王啊,這些人不理你,不事奉你的神,也不敬拜你所立的金像。」
13 Шуни аңлап падиша Небоқаднәсар дәрғәзәп болуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни өз алдиға кәлтүрүшни әмир қилди. Шуниң билән улар бу үчәйләнни падиша алдиға әпкәлди.
當時,尼布甲尼撒沖沖大怒,吩咐人把沙得拉、米煞、亞伯尼歌帶過來,他們就把那些人帶到王面前。
14 Небоқаднәсар уларға: — Шадрак, Мишак, Әбәдднего, силәр растин мениң илаһлиримниң хизмитидә болмидиңларму һәм мән орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмидиңларму?
尼布甲尼撒問他們說:「沙得拉、米煞、亞伯尼歌,你們不事奉我的神,也不敬拜我所立的金像,是故意的嗎?
15 Һазир силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, мән ясатқан һәйкәлгә сәҗдә қилишқа тәйяр турсаңлар, яхши. Лекин сәҗдә қилмисаңлар, силәр дәрһал дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлинисиләр. Шу чағда қандақ илаһ келип силәрни чаңгилимдин қутқузувалидикин, қени?! — деди.
你們再聽見角、笛、琵琶、琴、瑟、笙,和各樣樂器的聲音,若俯伏敬拜我所造的像,卻還可以;若不敬拜,必立時扔在烈火的窯中,有何神能救你們脫離我手呢?」
16 Шадрак, Мишак, Әбәднеголар падишаға җававән: — И Небоқаднәсар, бу ишта биз өзимизни ақлишимиз һаҗәтсиз.
沙得拉、米煞、亞伯尼歌對王說:「尼布甲尼撒啊,這件事我們不必回答你,
17 Биз сәҗдә қилип келиватқан Худайимиз бизни дәһшәтлик ялқунлап турған хумдандин қутқузалайду; и алийлири, У чоқум өзлириниң илкидин бизни қутқузиду.
即便如此,我們所事奉的上帝能將我們從烈火的窯中救出來。王啊,他也必救我們脫離你的手;
18 Лекин бизни қутқузмиған тәғдирдиму, алийлиригә мәлум болсунки, биз йәнила илаһлириниң хизмитидә болмаймиз вә сили орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмаймиз, — деди.
即或不然,王啊,你當知道我們決不事奉你的神,也不敬拜你所立的金像。」
19 Буни аңлиған һаман падиша Небоқаднәсарниң тәри бузулуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарға қаттиқ ғәзәпләнди. Шуниң билән адәмлиригә хумданни адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ қизитишни буйруди.
當時,尼布甲尼撒怒氣填胸,向沙得拉、米煞、亞伯尼歌變了臉色,吩咐人把窯燒熱,比尋常更加七倍;
20 У қошунидики әң қавул палванларға Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни бағлап, дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди.
又吩咐他軍中的幾個壯士,將沙得拉、米煞、亞伯尼歌捆起來,扔在烈火的窯中。
21 Шуниң билән улар тонлири, иштанлири, сәллилири вә башқа либас кийимлири селинмиған һалда бағлинип дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташланди.
這三人穿着褲子、內袍、外衣,和別的衣服,被捆起來扔在烈火的窯中。
22 Падишаһниң әмриниң қаттиқлиғи билән хумдандики от интайин ялқунлап йенип туратти, шуңлашқа хумдандин чиқиватқан ялқун Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни көтәргән әскәрләрни көйдүрүп ташлиди.
因為王命緊急,窯又甚熱,那抬沙得拉、米煞、亞伯尼歌的人都被火焰燒死。
23 Шундақ қилип Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйлән бағлақлиқ һалда дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға чүшүп кәтти.
沙得拉、米煞、亞伯尼歌這三個人都被捆着落在烈火的窯中。
24 Андин Небоқаднәсар чөчүгән һалда орнидин чачрап туруп, мәслиһәтчи вәзирлиридин: — Биз бағлап от ичигә ташлиғинимиз үч адәм әмәсму? — дәп сориди. — Улар җававән «Шундақ, и алийлири! — деди.
那時,尼布甲尼撒王驚奇,急忙起來,對謀士說:「我們捆起來扔在火裏的不是三個人嗎?」他們回答王說:「王啊,是。」
25 Падиша җававән: — Мана, мән төрт адәмниң бағлақсиз һалда от ичидә әркин меңип жүрүватқинини көрүватимәнғу, улар қилчә көйгәндәк әмәс; һәмдә төртинчи киши илаһларниң оғлидәк туриду! — деди.
王說:「看哪,我見有四個人,並沒有捆綁,在火中遊行,也沒有受傷;那第四個的相貌好像神子。」
26 Шуниң билән Небоқаднәсар дәһшәтлик ялқунлап турған хумданниң ағзиға йеқин келип: — Шадрак, Мишак, Әбәднего! Һәммидин Алий Илаһниң қуллири, чиқиңлар, маяққа келиңлар! — дәп товлиди. Шуниң билән Шадрак, Мишак вә Әбәднего оттин чиқти.
於是,尼布甲尼撒就近烈火窯門,說:「至高上帝的僕人沙得拉、米煞、亞伯尼歌出來,上這裏來吧!」沙得拉、米煞、亞伯尼歌就從火中出來了。
27 Барлиқ вәзирләр, валийлар, һакимлар вә падишаниң мәслиһәтчи вәзирлири жиғилип келишип бу үчәйләнгә тикилишип қарашти; уларниң қилчә көйгән йери йоқ еди, чач-сақаллириму көймигән, кийим-кечәклириму шу пети еди, үсти-бешидиму ис-түтүнниң пуриғи йоқ еди.
那些總督、欽差、巡撫,和王的謀士一同聚集看這三個人,見火無力傷他們的身體,頭髮也沒有燒焦,衣裳也沒有變色,並沒有火燎的氣味。
28 Небоқаднәсар мундақ деди: — Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға шүкүр-саналар болғай! У Өз пәриштисини әвәтип, Өзигә таянған қуллирини қутқузивалди. Улар өзлириниң илаһидин башқа һеч қандақ илаһқа хизмәт қилмаслиқ үчүн вә яки баш уруп сәҗдә қилмаслиқ үчүн, пәқәт өз Худайимизниңла ибадитидә болимиз дәп падишаниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди.
尼布甲尼撒說:「沙得拉、米煞、亞伯尼歌的上帝是應當稱頌的!他差遣使者救護倚靠他的僕人,他們不遵王命,捨去己身,在他們上帝以外不肯事奉敬拜別神。
29 Әнди мән шундақ пәрман чүшүримәнки: Қайси әл-жут болсун, қайси таипиләрдин кәлгән болсун, қайси тилда сөзлишидиғанлар болсун, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға қара чаплайдикән, пүтүн тени қийма-чийма қилинсун, өйлири һаҗәтханиға айландурулсун! Чүнки бундақ қутқузалайдиған башқа илаһ йоқ.
現在我降旨,無論何方、何國、何族的人,謗讟沙得拉、米煞、亞伯尼歌之上帝的,必被凌遲,他的房屋必成糞堆,因為沒有別神能這樣施行拯救。」
30 Шуниң билән падиша Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйләнни өстүрүп, Бабил өлкисидә жуқури мәнсәпкә тайинлиди.
那時王在巴比倫省,高升了沙得拉、米煞、亞伯尼歌。

< Даниял 3 >