< Даниял 2 >
1 Небоқаднәсар тәхткә олтирип иккинчи жили, бир нәччә чүш көрди; униң роһи паракәндә болуп, уйқиси қачти.
2 Шуңа падиша рәмчи-палчи, пир-устаз, җадугәр вә калдий мунәҗҗимләрни чүшлиригә тәбир беришкә чақиришни буйруди. Улар келип падишаниң алдида турди.
3 Падиша уларға: — Мән бир чүш көрдүм, бу чүшниң мәнасини билишкә көңлүм наһайити тит-тит болуватиду, — деди.
4 Андин калдийләр падишаға (арамий тилида): — Алийлири мәңгү яшиғайла! Қени кәминлиригә чүшлирини ейтқайла, биз тәбир беримиз, — деди.
5 Падиша калдийләргә: — Мәндин буйруқ! Силәр авал көргән чүшүмни ейтип андин тәбир беришиңлар керәк. Ундақ қилмисаңлар қийма-чийма қиливетилисиләр, өйүңлар һаҗәтханиға айландуруветилиду!
6 Лекин чүшүмни ейтип, униңға тәбир берәлисәңлар мәндин соғатлар, инъамлар вә алий иззәттин муйәссәр болисиләр. Әнди чүшүмни ейтиңлар, тәбир бериңлар! — деди.
7 Улар падишаға йәнә бир қетим: — Алийлири чүшлирини ейтқайла, андин өзлиригә тәбирини ейтип беримиз, — деди.
8 Бу чағда падиша җававән: — Шүбһисизики, силәр пәрманимдин қайтмайдиғинимни билгәчкә, вақитни кәйнигә сүрүватисиләр.
9 Лекин чүшүмни ейтип бәрмисәңлар, силәргә пәқәт буйруғумла қалиду. Чүнки силәр вақит әһвални өзгәртиду, дәп билип өз ара тил бириктүрүп, ялғанчилиқ қилип мени алдимақчи болисиләр. Шуңа чүшүмни ейтсаңлар, андин чүшүмгә һәқиқәтән тәбир берәләйдиғанлиғиңларни шу чағдила билимән, — деди.
10 Калдийләр падишаға җававән: — Дунияда алийлириниң сориған ишини ейтип берәләйдиған һеч бир адәм йоқтур. Һеч қандақ падиша, униң қандақ улуқ яки күчлүк болушидин қәтъийнәзәр, рәмчи-палчи, пир-устаз яки калдий мунәҗҗимләргә мундақ тәләпни қойған әмәс.
11 Чүнки алийлириниң сориғанлири һәқиқәтән аламәт мүшкүл, илаһлардин башқа һеч ким уни аян қилалмайду. Лекин илаһларниң макани инсанлар арисида әмәс, — деди.
12 Падиша қаттиқ ғәзәплинип аччиқланған һалда, Бабил ордисидики барлиқ данишмәнләрни өлтүрүшни әмир қилди.
13 Шуниң билән падишаниң барлиқ данишмәнләрни өлтүрүш тоғрисидики буйруғи чүшүрүлди. Шуңа [хизмәткарлири] Даниял вә униң достлириниму өлтүрүш үчүн издиди.
14 Шу чағда Даниял Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүш әмрини иҗра қилғили чиққан падишаниң хусусий муһапизәтчиләр башлиғи Ариоққа ақиланә вә данишмәнләрчә җавап қайтуруп
15 униңдин: — Падишаһниң чүшүргән пәрмани немә үчүн шунчә җиддий? — дәп сориди. Ариоқ әһвални Даниялға ейтип бәрди.
16 Даниял дәрһал падиша алдиға кирип, падишадин чүшигә тәбир бәргидәк вақит беришни тәләп қилди.
17 Андин Даниял өйигә қайтип, әһвални достлири Һанания, Мишаел вә Азарияларға ейтип бәрди.
18 У улардин әрштики Худадин бу чүшниң сири тоғрилиқ рәһим-шәпқәт илтиҗа қилип, мән Даниял вә достлирим төртимизниң Бабилдики башқа данишмәнләр билән биллә һалак қилинмаслиғимизни тиләңлар, дәп тәләп қилди.
19 Андин кечидә Даниялға ғайипанә көрүнүштә шу сирниң йешими вәһий қилинди. Шуниң билән Даниял әрштики Худаға һәмдусаналар оқуп мундақ деди:
20 «Худаниң нами әбәдил-әбәт мәдһийиләнгәй! Чүнки даналиқ вә күч-қудрәт Униңкидур.
21 У вақит, пәсилләрни Өзгәрткүчидур; У падишаларни жиқитиду, Вә падишаларни тикләйду; У даналарға даналиқ, ақиланиларға һекмәт бериду.
22 У чоңқур вә сирлиқ ишларни ашкарилиғучидур, Қараңғулуққа йошурунған ишларни яхши билгүчидур, Нур һемишә Униң билән биллидур.
23 И маңа даналиқ вә күч бәргән ата-бовилиримниң Худаси, Саңа шүкүр вә һәмдусаналар ейтай! Сән һазирла биз дуа қилған ишни маңа ашкарилидиң, Падишаһниң сориған ишини бизгә көрситип бәрдиң».
24 Андин Даниял падиша Бабилдики данишмәнләрни өлтүрүшкә тайинлиған Ариоқниң алдиға берип униңға: — Бабилдики данишмәнләрни өлтүрмигәйла. Мени падишаниң алдиға башлап киргәйла, мән падишаниң чүшигә тәбир берәй, — деди.
25 Ариоқ шуан Даниялни падиша Небоқаднәсарниң алдиға башлап кирип, падишаға: — «Мән Йәһудий әсирләр ичидин алийлириниң чүшигә тәбир берәләйдиған бир кишини таптим» — деди.
26 Падиша Даниял (Бәлтәшасар дәпму атилиду)ға: «Сән мениң көргән чүшүмни аян қилип, униңға тәбир берәләмсән? — деди.
27 Даниял падишаниң алдида туруп шундақ җавап бәрди: — И алийлири, сили сориған бу сирни данишмән, пир-устаз, рәмчи-палчи вә мунәҗҗимлар өзлиригә йешип берәлмәйду.
28 Бирақ әрштә сирларни ашкарилиғучи бир Худа бар. У болса алийлириға ахирқи заманниң күнлиридә немә ишларниң болидиғанлиғини аян қилди. Әнди өзлириниң чүшини, йәни алийлири ухлаватқанда көргән ғайипанә аламәтләрни ейтип берәй: —
29 — И алийлири, сили ухлашқа ятқанда кәлгүсидики ишларни ойлап яттила. Сирларни бирдин-бир Ашкарилиғучи өзлиригә йүз беридиған ишларни көрсәтти.
30 Маңа кәлсәк, бу сирниң маңа аян қилинғини мениң башқа җан егилиридин артуқ һекмәткә егә болғанлиғимдин әмәс, бәлки бу чүшниң тәбирини, шундақла шаһ алийлириниң көңүллиридики ойлирини өзлиригә мәлум қилиш үчүндур.
31 — Әй алийлири, сили ғайипанә аламәттә өзлириниң алдилирида турған гигант бир һәйкәлни көрдилә. Бу һәйкәл наһайити гәвдилик болуп, зор нур чақнап туридиған һәйвәтлик һәм қорқунучлуқ еди.
32 Һәйкәлниң беши есил алтундин, көкриги вә қоллири күмүчтин, бәл вә сағрилири мистин,
33 Жута-пачиғи төмүрдин, пути төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған.
34 Өзлири уни көрүватқан чағлирида, адәм қоли билән қезилмиған бир таш келип һәйкәлгә урулуп униң төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путини чеқивәтти.
35 Униңдики төмүр, лай, мис, күмүч, алтунлар шуан парчә-парчә қилинип, шамал уларни бәәйни язлиқ хамандики топиларни учурғандәк, қайта һеч тепилмиғидәк қилип учуривәтти. Лекин һелиқи таш йоғинап, пүткүл җаһанни қаплиған ғайәт зор бир таққа айланди.
36 Көргән чүшлири мана шудур. Әнди биз өзлиригә бу чүшниң мәнасини йешип беримиз.
37 Әй алийлири, өзлири пүткүл падишаларниң бир падишаси, әрштики Худа силигә падишалиқ, нопуз, күч вә шөһрәт ата қилди.
38 Инсан балилири, һайванатлар, учар-қанатлар мәйли қәйәрдә турсун, Худа уларни қоллириға тапшуруп силини уларниң һәммисигә һаким қилди. Сили у һәйкәлниң алтун бешидурсила.
39 Өзлиридин кейин йәнә бир падишалиқ келиду. Лекин у силиниң падишалиқлириға йәтмәйду. Униңдин кейин үчинчи бир падишалиқ, йәни мис падишалиқ келип пүткүл йәр йүзигә һаким болиду.
40 Униңдин кейинки төртинчи падишалиқ болса төмүрдәк мустәһкәм болиду. Төмүр барлиқ башқа нәрсиләрни чеқиветип бойсундурғинидәк, шуниңға охшаш бу төмүр падишалиқ өз алдинқи падишаларниң һәммисини езип чеқиветиду.
41 Өзлири көргәндәк төмүр билән сеғиз лайниң арилашмисидин ясалған пут вә бармақлар бу падишалиқниң бөлүнмә болуп кетидиғинини көрситиду. Бирақ бу падишалиқ төмүрдәк күчкә егә болиду, чүнки сили көргәндәк, төмүр билән лай арилашқан.
42 Төмүр билән лайниң арилашмисидин ясалған путниң бармақлири у падишалиқниң бир қисминиң күчийидиғанлиғини, бир қисминиң аҗизлишидиғанлиғини көрситиду.
43 Өзлири төмүр билән лайниң арилашқанлиғини көрдилә. Бу у [падишалиқниң һөкүмдарлири падишалиқниң] пухралири билән иттипақлашмақчи болғанлиғини көрситиду. Лекин төмүр лай билән арилашмиғандәк, бирлишип кетәлмәйду.
44 У [ахирқи] падишалар тәхттә олтарған мәзгилдә, әрштики Худа йимирилмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду. Бу падишалиқ һәргиз башқа бир хәлиққә өтмәйду; әксичә у бу башқа падишалиқларни үзүл-кесил гумран қилип, өзи мәңгү мәзмут туриду.
45 Өзлири адәм қоли билән қезилмиған бир ташниң тағдин чиққинини вә униң һәйкәлдики төмүр, мис, лай, күмүч, алтунни чеқивәткәнлигини көрдилә. Шуңа улуқ Худа алийлириға кәлгүсидә йүз беридиған ишларни билдүргән. Көргән чүшлири чоқум әмәлгә ашиду, берилгән тәбир мутләқ ишәшликтур.
46 Андин падиша Небоқаднәсар өзини йәргә етип Даниялға сәҗдә қилди вә униңға һәдийә берип хушпурақ-исриқ селишни әмир қилди.
47 Падиша униңға: — Дәрвәқә, сениң Худайиң илаһлар ичидә әң улуқ Илаһ, падишаларниң ғоҗиси вә сирларни ашкарилиғучи екән, чүнки сән бу сирни йәштиң! — деди.
48 Андин падиша Даниялниң мәртивисини жуқури қилип, униңға нурғун есил соғатларни тәқдим қилди. У уни пүткүл Бабил өлкисигә һаким болушқа тайинлиди вә уни Бабилдики данишмән-әқилдарларниң баш ақсақили қилди.
49 Даниялниң падишадин тәләп қилиши билән, падиша Шадрак, Мишак вә Әбәднеголарни Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини идарә қилишқа тайинлиди. Даниял өзи орда хизмитидә қалди.