< Даниял 12 >
1 — «У чағда, қериндашлириңни «қоғдиғучи улуқ әмир» Микаил мәйданға чиқиду. Бир азаплиқ мәзгил болиду; жут-дөләт барлиққа кәлгәндин буян, шундақ чоң балаю-апәтлик мәзгил болуп бақмиған. Бирақ шу чағда хәлқиң қутқузулиду; уларниң ичидики нами һаятлиқ дәптиригә пүтүлгәнләрниң һәммиси ниҗатлиққа еришиду.
— «U qaƣda, ⱪerindaxliringni «ⱪoƣdiƣuqi uluƣ ǝmir» Mikail mǝydanƣa qiⱪidu. Bir azabliⱪ mǝzgil bolidu; yurt-dɵlǝt barliⱪⱪa kǝlgǝndin buyan, xundaⱪ qong balayi’apǝtlik mǝzgil bolup baⱪmiƣan. Biraⱪ xu qaƣda hǝlⱪing ⱪutⱪuzulidu; ularning iqidiki nami ⱨayatliⱪ dǝptirigǝ pütülgǝnlǝrning ⱨǝmmisi nijatliⱪⱪa erixidu.
2 Тупрақта ятқан өлүкләрдин нурғунлири тирилиду. Улар мәңгүлүк һаяттин бәһримән болиду; қалғанлири номуста һәм мәңгүлүк рәсвачилиққа тирилиду.
Tupraⱪta yatⱪan ɵlüklǝrdin nurƣunliri tirilidu. Ular mǝnggülük ⱨayattin bǝⱨrimǝn bolidu; ⱪalƣanliri nomusta ⱨǝm mǝnggülük rǝswaqiliⱪⱪa tirilidu.
3 Ақиллар асмандики гүмбүздәк парлақ җулалиниду; нурғун кишиләрни һәққанийлиқ йолиға башлап киргәнләр юлтузларға охшаш әбәдил-әбәт парлап туриду».
Aⱪillar asmandiki gümbüzdǝk parlaⱪ julalinidu; nurƣun kixilǝrni ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ yoliƣa baxlap kirgǝnlǝr yultuzlarƣa ohxax ǝbǝdil’ǝbǝd parlap turidu».
4 У маңа йәнә: — И Даниял, сән әнди бу сөзләрни тохтат; мәзкур китапниң таки дунияниң ахирқи күнлиригичә шу пети туруши үчүн уни пичәтләп мөһүрливәткин. Нурғун кишиләр уян-буян жүриду вә билим ашиду, — деди.
U manga yǝnǝ: — I Daniyal, sǝn ǝmdi bu sɵzlǝrni tohtat; mǝzkur kitabning taki dunyaning ahirⱪi künlirigiqǝ xu peti turuxi üqün uni piqǝtlǝp mɵⱨürliwǝtkin. Nurƣun kixilǝr uyan-buyan yüridu wǝ bilim axidu, — dedi.
5 Мәнки Даниял көрдүмки, мана икки зат, бири дәрияниң бу тәрипидә, йәнә бири дәрияниң у тәрипидә турупту.
Mǝnki Daniyal kɵrdümki, mana ikki zat, biri dǝryaning bu tǝripidǝ, yǝnǝ biri dǝryaning u tǝripidǝ turuptu.
6 Улардин бири дәрия сүйи үстидә турған ақ канап кийим кийгән заттин: — Бу карамәт ишлар түгигичә қанчилик вақит кетиду? — дәп сориди.
Ulardin biri dǝrya süyi üstidǝ turƣan aⱪ kanap kiyim kiygǝn zattin: — Bu karamǝt ixlar tügigiqǝ ⱪanqilik waⱪit ketidu? — dǝp soridi.
7 У дәрия сүйи үстидә турған, канап кийим кийгән зат оң вә сол қолини асманға қаритип көтирип, Мәңгү Һаят Болғучиниң нами билән қәсәм қилип: — Бир вақит, икки вақит, қошумчә йерим вақит кетиду. [Худаниң] муқәддәс хәлқини парчилиғучи хорлуқ ахирлашқанда, бу ишлар түгәйду, — деди.
U dǝrya süyi üstidǝ turƣan, kanap kiyim kiygǝn zat ong wǝ sol ⱪolini asmanƣa ⱪaritip kɵtürüp, Mǝnggü Ⱨayat Bolƣuqining nami bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilip: — Bir waⱪit, ikki waⱪit, ⱪoxumqǝ yerim waⱪit ketidu. [Hudaning] muⱪǝddǝs hǝlⱪini parqiliƣuqi horluⱪ ahirlaxⱪanda, bu ixlar tügǝydu, — dedi.
8 Униң сөзини аңлиған болсамму, мәнасини чүшәнмидим. Шуңа мән: — Тәхсир, бу ишларниң ақивити қандақ болиду? — дәп соридим.
Uning sɵzini angliƣan bolsammu, mǝnisini qüxǝnmidim. Xunga mǝn: — Tǝⱪsir, bu ixlarning aⱪiwiti ⱪandaⱪ bolidu? — dǝp soridim.
9 У маңа мундақ деди: — «Әй Даниял, йолуңға маң, чүнки бу сөзләр ахир заманғичә мәхпий тутулуп йепиқлиқ туриду.
U manga mundaⱪ dedi: — «Əy Daniyal, yolungƣa mang, qünki bu sɵzlǝr ahir zamanƣiqǝ mǝhpiy tutulup yepiⱪliⱪ turidu.
10 Нурғун кишиләр тазилиниду, паклиниду вә тавлиниду. Рәзилләр болса, давамлиқ рәзиллик қиливериду; улардин һеч ким буни чүшинәлмәйду, бирақ ақиллар чүшиниду.
Nurƣun kixilǝr tazilinidu, paklinidu wǝ tawlinidu. Rǝzillǝr bolsa, dawamliⱪ rǝzillik ⱪiliweridu; ulardin ⱨeqkim buni qüxinǝlmǝydu, biraⱪ aⱪillar qüxinidu.
11 Күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурған күндин тартип, йәни «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» қоюлған вақиттин башлап, бир миң икки йүз тохсән күн өтиду.
Kündilik ⱪurbanliⱪ sunuxni ǝmǝldin ⱪaldurƣan kündin tartip, yǝni «wǝyran ⱪilƣuqi yirginqlik nomussizliⱪ» ⱪoyulƣan waⱪittin baxlap, bir ming ikki yüz toⱪsan kün ɵtidu.
12 Ахирғичә садиқ болуп, бир миң үч йүз оттуз бәш күнни күтүп өткүзгәнләр немидегән бәхитлик-һә!
Ahirƣiqǝ sadiⱪ bolup, bir ming üq yüz ottuz bǝx künni kütüp ɵtküzgǝnlǝr nemidegǝn bǝhtlik-ⱨǝ!
13 Амма сән болсаң, ахирғичә йолуңда меңивәргин. Сән арам таписән, вә күнләрниң ахирида несивәңгә муйәссәр болушқа қайта тирилисән».
Əmma sǝn bolsang, ahirƣiqǝ yolungda mengiwǝrgin. Sǝn aram tapisǝn, wǝ künlǝrning ahirida nesiwǝnggǝ muyǝssǝr boluxⱪa ⱪayta tirilisǝn».