< Даниял 11 >
1 Мән Медиалиқ Дариус падиша болған биринчи жилидила, уни мустәһкәмләш һәм күчәйтиш үчүн орнумдин қозғалған едим.
2 Әнди мән саңа һәқиқәтни ейтип берәй: — Буниңдин кейин Парсқа йәнә үч падиша һөкүмранлиққа чиқиду; кейин төртинчи падиша чиқип, башқа падишалардинму көптин көп мал-дунияни топлайду; у мал-дуниялиридин қудрәт тепип, һәммә жутларни Гретсийәгә җәң қилишқа қозғайду.
3 Униңдин кейин күчлүк бир падиша мәйданға чиқиду. У зор падишалиқни идарә қилип, немини халиса шуни қилиду.
4 Лекин у һоқуқ жүргүзүватқинида, падишалиғи парчилинип асманниң төрт шамал тәрипигә бөлүнүп кетиду. Униң тәхтигә әвлатлири варислиқ қилалмайду, кейинки падишалиқ у һөкүм сүргән вақтидикидәк күчлүк болмайду; чүнки униң падишалиғи ағдурулуп, башқиларға тәвә болуп кетиду.
5 Униңдики сәрдарларниң ичидин бири «җәнубий падиша» болуп күчийиду; лекин йәнә бир сәрдар униңдинму күчлүк болиду вә өзиниң техиму чоң падишалиғини сорайду.
6 Бир нәччә жил өткәндин кейин, [җәнубий падиша шималий падиша] билән иттипақ түзиду; җәнубий падишаниң қизи шу иттипақни мустәһкәмләш үчүн шималий падишаниң йениға бариду. Лекин кейин бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду; шималий падиша өзиму һоқуқини қолида туталмай, мәзмут туралмайду. Бу қиз вә уни елип кәлгәнләр, униң балиси һәм шу вақитларда уни қоллиғучиларниң һәммисигә сатқунлуқ қилиниду.
7 Һалбуки, униң [ата җәмәт] туққинидин бири қошунниң һоқуқини қолиға елип [падиша болуп], шималий падишаниң қорғиниға бесип кирип, уларға қарши һуҗум қилип чоң ғәлибә қилиду.
8 У уларниң илаһ-бутлири, қуйма мәбудлири вә бутханилиридики алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларни Мисирға елип кетиду. У бир нәччә жил шималий падишадин өзини нери қилиду.
9 Шималий падиша җәнубий падишаниң зиминиға бесип кириду, лекин ахири өз жутиға чекиниду.
10 Шималий падишаниң шаһзадилири қозғилип, зор қошун тәшкилләйду. Шаһзадиләрдин бири кәлкүндәк келип җәнупқа бесип кириду. Кейин у йәнә җәң қилип, дүшмән қорғиниғичиму бесип кириду.
11 Җәнубий падиша қаттиқ ғәзәптә қошун тартип җәңгә атлинип, шималий падишаға һуҗум қилиду. Шималий падиша зор бир қошунни җәңгә салиду, лекин униң шу зор қошуни мәғлуп болуп әсиргә елиниду.
12 Шу зор қошунниң әсиргә елиниши билән җәнубий падиша интайин мәғрурлиниду. У түмәнлигән адәмләрни йоқитиду, бирақ униң ғәлибиси узун давамлашмайду.
13 Чүнки шималий падиша жутиға қайтип, бурунқидинму көп вә күчлүк қошун тәшкилләйду. Бекитилгән жиллар тошқандин кейин у зор қудрәтлик қошунни көп тәминатлар билән қошуп башлап келиду.
14 У чағда нурғун кишиләр җәнубий падишаға қарши туруп униңға қарши қозғилаң көтириду. [И Даниял —] сениң хәлқиң ичидики зораванлар мошу ғайипанә аламәттики бешарәтни әмәлгә ашурмақчи болуп, йоғанчилиқ қилиду, лекин улар мәғлуп болиду.
15 Шималий падиша потәй селип мустәһкәм шәһәрни муһасирә һуҗуми қилип бесивалиду. Җәнупдики күчләр, һәтта әң хил қошунларму бәрдашлиқ берәлмәйду, уларниң қаршилиқ қилғидәк күчи қалмайду.
16 Шималдики таҗавузчи болса өзи халиғанчә иш қилиду, униңға һеч ким қаршилиқ қилалмайду. У «гөзәл зимин»ни ишғал қилиду; униң қолида уни вәйран қилғучи күч болиду.
17 [Шималий падиша] бәл бағлап падишалиғидики барлиқ күчләрни сәпәрвәр қилип [Мисирға] йол алиду; у [Мисир] билән әһдә түзиду, өзи әһдидә турғандәк қилиду. Бирақ [Мисирниң] һакимийитини ағдруруш үчүн у аяллириниң бир қизини [Мисир] падишасиға бериду. Лекин [қизи] атиси тәрәптә турмайду, уни қоллимайду.
18 Кейин у деңиз бойидики жутларға һуҗум қилип, нурғун адәмләрни әсиргә алиду. Лекин ят бир сәрдар униң кишиләрни хар қилишлирини чәкләйду вә әксичә, униң бу харлашлирини өзигә яндуриду.
19 У өз жутидики қорғанларға чекинип келиду. Лекин ахирида у путлинип йоқилип кетиду.
20 Кейин униң орниға йәнә бир падиша тәхткә олтириду; у падишалиқниң әң шан-шәрәплик җайиға бир залим алваңбегини әвәтиду. Лекин у узун өтмәйла, малиманчилиқму болмай, җәңму болмай өлтүрүлиду».
21 — «Шуниңдин кейин пәс бир адәм униң орниға чиқип шималий падишалиқни алиду; амма падишалиқниң һөрмәт-шөһрити униңға һеч тәвә болмайду, дәп қарилиду; лекин у хәлиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, ялақчилиқ васитилири билән һакимийәтни тартивалиду.
22 Зиминиға кәлкүндәк бесип киргән күчләрни у һәм кәлкүндәк һуҗум қилип йоқитиду, шуниңдәк у һәттаки «[Худаниң] әһдисидә бекитилгән әмир»ниму йоқитиду.
23 Шәртнамә түзүш арқилиқ у башқа жутларни алдайду; адәмлири кичик бир қошун болсиму, лекин униң күчи көпийип-көпийип, қудрәт тапиду.
24 У халайиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, әң бай өлкиләргә таҗавуз қилип кирип, атилири яки атилириниң атилири зади қилип бақмиған ишларни қилиду, йәни у олҗини, ғәнимәтләрни вә нурғун байлиқларни қол астидикилиригә үләштүрүп бериду; мәлум бир мәзгилгичә қорғанларғиму һуҗум қилиш қәстидә болиду.
25 У өз күчини ишқа селип чоң ғәйрәт билән қозғилип, зор қошунни башлап, җәнубий падишаға һуҗум қилиду. Җәнубий падишаму наһайити зор қудрәтлик бир қошун билән җәңгә атлиниду. Лекин җәнубий падиша хаинларниң йошурун сүйқәстигә учрап, мувәппәқийәт қазиналмайду.
26 Чүнки униң назу-немәтлирини йегәнләр уни жиқитиду. Униң қошуни һәммә йәргә тарқилиду; нурғунлири өлтүрүлиду.
27 Кейин, бу икки падиша бир-бирини қәстлишип, яман нийәт билән бир дәстиханда тамақ йейишип, бир-биригә ялған гәп қилишиду; лекин бу ишлар һеч кимгә пайда йәткүзмәйду, чүнки бу ишларниң ахири пәқәт бәлгүләнгән вақиттила болиду.
28 [Шималий падиша] нурғун мал-мүлүкләрни елип өз жутиға қайтиду. У көңлидә Худаниң хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдигә қарши туриду; шуниң билән у әһдигә қарши һәрикәтләрни қилип, андин өз жутиға қайтиду.
29 Бәлгүләнгән вақитта шималий падиша йәнила җәнупқа таҗавуз қилиду; лекин бу қетимқи әһвал илгәркигә вә йәнә келип әң ахирқи қетимқисидики биләнму охшимайду.
30 Чүнки Киттим арилидин чиққан кемиләр һуҗум қилип келиду. Шуңа у дәрд-әләм билән чекиниду вә [Худаниң] Өз хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдисигә қарап интайин ғәзәплиниду, униңға қарши халиқинини қилиду; шундақла чекинип янғанда муқәддәс әһдигә асийлиқ қилғучиларни әтиварлайду.
31 Униң тәрипидә турған бир нәччә күчләр қорған болған муқәддәс ибадәтханини булғайду, «күндилик қурбанлиқ»ни әмәлдин қалдуриду вә «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ни униң орниға қойиду.
32 У муқәддәс әһдигә хаинлиқ қилғучиларни хушамәт-һейлигәрлик билән чирикләштүриду; лекин өз Худасини дост тутқучи хәлиқ болса қәйсәрлик билән һәрикәт қилиду.
33 Хәлиқ ичидики ақиллар нурғун қериндашлириға тәлим йәткүзиду; лекин бир нәччә күнләр уларниң бәзилири қиличта жиқилиду, отта көйдүрүлүп өлтүрүлиду, зинданға чүшиду яки булаң-талаңға учрайду.
34 Жиқилған вақитлирида, Худаниң хәлқи азғинә ярдәмгә егә болиду. Амма нурғун кишләр уларниң қатириға хушамәт-һейлигәрлик билән соқунуп кириду.
35 Бәзи ақиллар жиқилиду. Лекин уларниң жиқилиши өзлириниң синилиши, тавлиниш-тазилиниши, қиямәт күнигичә паклиниши үчүндур. Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду.
36 Шималий падиша өз мәйличә қиливериду; у тәкәббурлишип, өзини һәр қандақ илаһлардинму улуқлап үстүн қоюп, һәтта һәммә Илаһларниң Илаһи Болғучиға әҗайип күпүрлүк сөз қилиду; таки Худаниң ғәзиви толуқ төкүлгән күнигичә у давамлиқ зор ронақ тапиду. Чүнки Худаниң бекиткини әмәлгә ашмай қалмайду.
37 Бу падиша ата-бовилири чоқунған илаһларғиму писәнт қилмайду, аялларғиму һеч қандақ һәвәс қилмайду. Әмәлийәттә у һәр қандақ илаһни һөрмәтлимәйду, чүнки у өзини һәр қандақ илаһтин улуқ дәп қарайду.
38 Буларниң орнида у «күчләр илаһи»ни һөрмәтләйду; униң ата-бовилириму әзәлдин чоқунмиған бу илаһни болса у алтун, күмүч, яқут вә башқа қиммәтлик соғатларни тәқдим қилип һөрмәтләйду.
39 У әң мустәһкәм қорғанларни шундақ бир ғәйрий илаһқа тайинип егиләйду. Кимки униң һөкүмранлиғиға беқинса, у шуларға шәрәплик мәнсәп бериду, уларни көпчиликни башқуридиған қилиду вә инъам сүпитидә йәр-зиминни тәқсим қилип бериду.
40 Ахир заман кәлгәндә, җәнубий падиша әскәр чиқирип униңға һуҗум қилиду. Шималий падиша җәң һарвулири, атлиқ әскәрләр вә нурғун кемиләр билән қуюндәк униңға қайтурма зәрбә бериду. У барлиқ жутларға таҗавуз қилип, кәлкүндәк тешип кәң йәр-зиминларни басиду.
41 У һәтта «гөзәл зимин»ға бесип кириду; нурғун әлләр аздурулуп жиқитилиду. Лекин булар, йәни Едомлар, Моаблар вә Аммонларниң чоңлири униң қолидин қутулуп қалиду.
42 Шималий падиша барлиқ дөләтләргә қолини созиду, Мисир зиминиму қечип қутулалмайду.
43 У Мисирниң алтун-күмүч байлиқлири вә башқа қиммәт баһалиқ буюмлирини талан-тараҗ қилиду. Ливийәликләр вә Ефиопийиликләр униңға бойсунуп әгишиду.
44 Кейин шәриқ вә шималдин кәлгән шәпиләр уни алақзадә қилиду. У техиму дәрғәзәп болуп нурғун кишини қирғинчилиқ қилип өлтүримән дәп җәң қозғайду
45 Вә деңизларниң оттурисида, көркәм муқәддәс тағ тәрипигә орда чедирлирини тикиду. Лекин униң әҗили шу йәрдә тошиду вә һеч ким уни қутқузмайду».