< Даниял 10 >
1 Қорәш Парсқа сәлтәнәт қилған үчинчи жили, Даниял (йәнә бир исми Бәлтәшасар болған)ға бир хәвәр вәһий қилинди. У хәвәр ишәшликтур — лекин наһайити қаттиқ җәң җудунлири тоғрисидидур. Даниял бу хәвәрни чүшәнди вә ғайипанә аламәт тоғрисида чүшәнчигә егә болди.
2 У чағда мәнки Даниял толуқ үч һәптә аһ-зар көтирип матәм туттум.
3 Үч һәптигичә һеч қандақ назу-немәт йемидим, гөш йемидим, шарап ичмидим вә тенимгә пурақлиқ май сүрмидим.
4 Биринчи айниң жигирмә төртинчи күни, мән улуқ дәрия, йәни Диҗлә дәриясиниң бойида туруп,
5 бешимни көтирип көзүмни асманға тиктим, канап кийип, белигә Уфаздики сап алтун кәмәр бағлиған бир адәмни көрдүм.
6 Униң тени сериқ яқуттәк җулалинип, йүзлири чақмақтәк ялтирлап, көзлири йенип турған оттәк чақнайтти; униң пут-қоллири пақирап туридиған мистәк валилдайтти; авази зор бир топ адәмниң авазидәк җараңлайтти.
7 Ғайипанә көрүнүшни ялғуз мәнки Даниялла көрдүм, йенимдикиләр аламәтни көрмигән еди. Амма зор бир вәһимә уларни бесип, интайин титрәп кетишти, мөкүнүвалғидәк йәрни издәп қечип кәтти.
8 У йәрдә өзүм ялғуз қелип бу карамәт ғайипанә көрүнүшни көрдүм. Қилчә мағдурум қалмиди, чирайим қаттиқ өзгирип өлүк адәмдәк болуп қалдим, пут-қоллиримда бир азму мағдур қалмиди.
9 Лекин униң авазини аңлидим. Униң авазини аңлиған һаман йәргә жиқилип дүм чүштүм, һошумдин кәттим.
10 Мана, туюқсиз бир қол маңа тәгди, мени шуан йөләп йәргә төрт путлуқ қилип турғузди.
11 Шу зат маңа: — Әй Даниял, интайин сөйүлгән адәм! Сөзлиримни көңүл қоюп аңлап чүшәнгин, өрә турғин! Чүнки мән сениң йениңға әвәтилдим, — деди. У бу сөзни қилиши билән, мән титригән һалда орнумдин турдум.
12 Шуниң билән у маңа мундақ деди: — «Әй Даниял, қорқма; чүнки сән Худайиңниң алдида чүшинишкә еришишкә, өзүңни төвән тутушқа көңүл қойған биринчи күндин буян сениң дуа-тилавитиң иҗабәт қилинди; ейтқанлириң үчүн мән йениңға әвәтилдим.
13 Лекин, «Парс падишалиғиниң әмри» маңа қарши чиқип йолумни жигирмә бир күн тосувалди. Мән Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа, баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди.
14 Мән саңа ахирқи заманларда хәлқиңниң бешиға келидиған ишларни чүшәндүргили кәлдим. Чүнки бу ғайипанә аламәт көп күнләр кейинки кәлгүси тоғрисидидур».
15 У маңа бу гәпни қиливатқанда, пәқәтла йәргә қарғинимчә зуван сүрәлмәй туруп қалдим.
16 Мана, гоя адәмгә охшайдиған бириси қолини узитип ләвлиримни силап қойвиди, мән ағзимни ечип алдимда турғучиға: — Тәхсир, бу ғайипанә көрүнүштин ич-ичимдин азаплинимән, мағдурумдин кәттим.
17 Тәхсиримниң кәминә қуллири қандақму сили тәхсирим билән сөзлишишкә петиналайттим? Чүнки һазирла мағдурум түгәп, нәпәсим үзүлиду, — дедим.
18 Андин гоя адәмгә охшайдиған бири мени йәнә бир қетим силап, мағдур киргүзди
19 вә: — И интайин сөйүлгән адәм, қорқма! Саңа аман-хатирҗәмлик болғай. Ғәйрәтлик бол, әнди ғәйрәтлик бол! — деди. У шу сөзни дейиши биләнла маңа техиму мағдур кирди. Мән: — Тәхсир йәнә сөз қилғайла, чүнки сили маңа мағдур киргүздила, — дедим.
20 У мундақ деди: — «Мениң қешиңға немигә кәлгәнлигимни биләмсән? Мән әнди қайтип берип, «Парстики әмир» билән җәң қилимән; мән у йәргә барғандин кейин, «Гретсийәдики әмир» мәйданға чиқиду.
21 Лекин мән бериштин авал һәқиқәтниң китавида пүтүлгән вәһийләрни мән саңа баян қилимән. Бу ишларда силәрниң әмриңлар Микаилдин башқа, маңа ярдәм беридиған һеч ким йоқ.