< Колоссиликләргә 4 >
1 Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.
2 Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;
3 шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;
4 шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға [дуа қилиңлар].
5 Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.
6 Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.
7 Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.
8 Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур.
9 Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.
10 Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар);
11 Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.
12 Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду.
13 Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.
14 Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.
15 Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.
16 Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар;
17 вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18 Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!