< Колоссиликләргә 3 >
1 Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду.
2 Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар;
3 чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду.
4 Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.
5 Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;
6 чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.
7 Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр.
8 Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар.
9 Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр,
10 вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта;
11 униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.
12 Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар;
13 бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар.
14 Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар.
15 Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар.
16 Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар;
17 вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар.
18 Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар;
19 силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар.
20 Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур.
21 Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду.
22 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.
23 Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар;
24 чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр.
25 Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур.