< Колоссиликләргә 1 >
1 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин вә қериндаш Тимотийдин, Колосси шәһиридә туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни садиқ қериндашларға салам! Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!
2
3 Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, силәр үчүн дуа қилғинимизда силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүт түпәйлидин Рәб Әйса Мәсиһниң Худа-Атисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;
4
5 Силәр илгири бу үмүт тоғрисида хуш хәвәрдики һәқиқәт сөзлири арқилиқ аңлиғансиләр;
6 бу хуш хәвәр пүткүл җаһанға йетип келип мевә берип көпәймәкта, шундақла силәргиму йетип келип, силәр уни аңлап Худаниң меһри-шәпқитини һәқиқәтән билип йәткән биринчи күндин башлап у силәрдиму мевә берип көпийип бармақта;
7 силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр; у ярдимиздә Мәсиһниң садиқ хизмәтчисидур;
8 у бизгә силәрниң Роһта болған муһәббитиңларни аян қилди.
9 Бу сәвәптин бизму буниң тоғрисида аңлиған күндин башлап силәр үчүн дуа қилип илтиҗа қилишни тохтатмидуқ; тиләйдиғинимиз шуки, Худаниң ирадиси һәртәрәплик даналиқ вә роһий йорутулуш билән силәрдә толуқ билдүрүлсун.
10 Шундақ болғанда силәр Рәбгә лайиқ һалда һәртәрәптә Худани хурсән қилип, һәр қандақ гөзәл ишларда мевә бәргәндә, Худани һәқиқий билишиңлар арқилиқ өсүп йетилисиләр;
11 бизни муқәддәс бәндиләрниң йоруқлуқта болған мирасиға муйәссәр болушқа лайиқ қилған Атиға тәшәккүр ейтип, Униң шан-шәрәплик қудрити бойичә һәртәрәплик күч билән һәр ишларда шатлиққа толуп чидамлиқ вә сәвир-тақәтлик болушқа күчләндүрүлисиләр.
12
13 У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән Оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди;
14 Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ.
15 У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур;
16 чүнки Униңда барлиқ мәвҗудатлар, асмандики болсун, зиминдики болсун, көрүнидиған болсун, көрүнмәс болсун, мәйли тәхтләр, ғоҗайинлар, һөкүмранлиқлар, һоқуқдарлар болсун, барлиқ һәммә Униң тәрипидин вә Униң үчүн яритилғандур.
17 У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар Униңда бир-биригә бағлинип турмақта;
18 У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, Униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур.
19 Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини Униңда турғузушқа,
20 вә Униң арқилиқ барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди, йәни, Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ енақлиқ елип кәлгәндин кейин, — У арқилиқ мәйли зиминда болсун, әршләрдә болсун барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди;
21 вә әслидә рәзил әмәллириңлар түпәйлидин Өзигә ят қилинған, көңлүңларда дүшмәнлик болған силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған
22
23 (әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар); бу хуш хәвәр пүткүл асман астидики каинатта җакаланған; мәнки Павлус Униңға хизмәтчи қилиндим.
24 Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән;
25 мән [җамаәт] үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн Униң маңа силәрни дәп тапшурған ғоҗидарлиғи бойичә хизмәтчи қилиндим;
26 бу сөз-каламидики сир барлиқ әсирләрдин вә дәвирләрдин йошурун тутулған, амма һазир муқәддәс бәндилиригә ашкариланди; (aiōn )
27 чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди; бу сир болса шан-шәрәпкә елип барғучи үмүт болған, силәрдә туруватқан Мәсиһниң Өзидур.
28 Биз уни җакалаймиз, һәр бир адәмни Мәсиһдә камаләткә йәткән һалда Худа алдида һазир қилиш үчүн барлиқ даналиқ билән һәр бир адәмгә җекиләймиз, һәр бир адәмгә тәлим беримиз.
29 Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур.