< Амос 9 >
1 Мән Рәбниң қурбангаһниң йенида турғинини көрдум; У мундақ деди: — — Түврүкләрниң башлирини уруңлар, босуғилар силкингичә уруңлар, Уларни [ибадәтханидикиләрниң] башлириға чүшүрүп, парә-парә қилиңлар! Мән шу [бутпәрәсләр]дин әң ахирда қалғанлириниму қилич билән өлтүримән; Улардин қачай дегәнләр қачалмайду, Улардин қутулай дегәнләр қутулуп чиқалмайду.
2 Улар тәһтисара ичигә тешип кирсә, қолум әшу йәрдин уларни тартип чиқириду; Улар асманға ямишип чиқса, Мән шу йәрдин уларни тартип чүшүримән; (Sheol )
3 Улар Кармәл чоққисиға мөкүвалсиму, Мән уларни издәп шу йәрдин алимән; Улар деңиз тегидә нәзиримдин йошурунувалған болсиму, Мән иланни буйруймән, у уларни чақиду;
4 Дүшмәнлиригә әсиргә чүшкән болсиму, Мән шу йәрдә қилични буйруймән, у уларни өлтүриду; Мән яхшилиқни әмәс, бәлки яманлиқни йәткүзүш үчүн көзлиримни уларға тикимән.
5 Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, Зиминға тәккүчи болса дәл Униң Өзидур; У тегиши биләнла, зимин ерип кетиду, униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутиду; Зимин Нил дәриясидәк өрләп кетиду — Мисирниң дәриясидәк [өркәшләп], андин чөкүп кетиду.
6 Равақлирини әршләргә селип, асман гүмбизини йәр йүзигә бекиткүчи Шудур; Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә қуйғучи Удур; Пәрвәрдигар Униң намидур.
7 Силәр Маңа нисбәтән Ефиопийә балилириға охшаш әмәсму, и Исраил балилири? Мән Исраилни Мисирдин елип чиқарған әмәсму? Филистийләрни Крет арилидин, Сурийәликләрни Кир шәһиридин чиқарған әмәсму?
8 Қараңлар, Рәб Пәрвәрдигарниң көзи «гунакар падишалиқ» үстигә чүшти — Мән йәр йүзидин уни йоқитимән; Лекин Мән Яқуп җәмәтини толуқ йоқитивәтмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9 Чүнки қараңлар, Мән буйруқ чүшүримән, Шуниң билән худди бириси данни ғәлвирдә тасқиғандәк, Исраил җәмәтини әлләр арисида тасқаймән, Бирақ улардин әң кичигиму йәргә чүшүп кәтмәйду.
10 [Һалбуки], хәлқимниң барлиқ гунакарлири, йәни: «Күлпәт бизгә һәргиз йеқинлашмайду, бешимизға чүшмәйду» дегүчиләр қилич тегидә өлиду.
11 Шу күни Мән Давутниң жиқилған кәписини йеңибаштин тикләймән, Униң йериқлирини етимән; Уни харабиликтин оңшап, Әйни замандики петидәк қуримән.
12 Шуниң билән улар Едомниң қалдисиға һәмдә намим билән аталған барлиқ әлләргә егидарчилиқ қилиду, — дәйду буни беҗиргүчи Пәрвәрдигар.
13 Мана шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәр һайдиғучи һосул жиққучиға йетишивалиду, Үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду; Тағлар йеңи шарапни темитип, Барлиқ дөң-егизликләр ерип кетиду.
14 Вә хәлқим Исраилни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүримән; Улар харап шәһәрләрни қайта қуруп, уларда маканлишиду; Улар үзүмзарларни тикип, уларниң шарабини ичиду; Улар бағларни бәрпа қилип, мевисини йәйду.
15 Мән уларни өз зимини үстигә тикимән, Улар Мән уларға ата қилған зиминдин һәргиз қайтидин жулуветилмайду — дәйду Пәрвәрдигар сениң Худайиң.