< Амос 8 >
1 Рәб Пәрвәрдигар маңа мундақ бир ишни көрсәтти; мана, бир севәт язлиқ мевә.
Reb Perwerdigar manga mundaq bir ishni körsetti; mana, bir séwet yazliq méwe.
2 Андин У мәндин: Амос, немини көрдуң? — дәп сориди. Мән: «Бир севәт язлиқ мевини» — дедим. Пәрвәрдигар маңа: Әнди хәлқим Исраилға завал йәтти; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән, — деди.
Andin U mendin: Amos, némini kördung? — dep soridi. Men: «Bir séwet yazliq méwini» — dédim. Perwerdigar manga: Emdi xelqim Israilgha zawal yetti; Men yene ularni jazalimay ötüp ketmeymen, — dédi.
3 — Шу күни ордидики қизларниң нахшилири қия-чияларға айлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар; — Җәсәтләр көп болиду; улар җай-җайларда сиртқа ташлиниду. Сүкүт!
— Shu küni ordidiki qizlarning naxshiliri qiya-chiyalargha aylinidu, — deydu Reb Perwerdigar; — Jesetler köp bolidu; ular jay-jaylarda sirtqa tashlinidu. Süküt!
4 Буни аңлаңлар, һәй мискинләрни әзгүчиләр, Зиминдики аҗиз мөминләрни йоқатмақчи болғанлар —
Buni anglanglar, hey miskinlerni ezgüchiler, Zémindiki ajiz möminlerni yoqatmaqchi bolghanlar —
5 «Ашлиғимизни сатмақчи едуқ, йеңи ай қачанму ахирлишар, Буғдай яймисини ачаттуқ, шабат күни қачан түгәр?» — дәйдиғанлар, — Шундақла «әфаһ»ни кичик қилип, «шәкәл»ни чоң елип, Алдамчилиқ үчүн таразини ялған қилғанлар!
«Ashliqimizni satmaqchi iduq, yéngi ay qachanmu axirlishar, Bughday yaymisini achattuq, shabat küni qachan tüger?» — deydighanlar, — Shundaqla «efah»ni kichik qilip, «shekel»ni chong élip, Aldamchiliq üchün tarazini yalghan qilghanlar!
6 — Намратларни күмүчкә, Мискин адәмни бир җүп чоруққа сетивалмақчи болғанлар, Буғдайни сүпүрүндиси билән қошуп сатмақчи болғанлар!
— Namratlarni kümüshke, Miskin ademni bir jüp choruqqa sétiwalmaqchi bolghanlar, Bughdayni süpüründisi bilen qoshup satmaqchi bolghanlar!
7 Пәрвәрдигар Яқупниң ғурури билән шундақ қәсәм қилдики, — Бәрһәқ, Мән һәргиз уларниң қилғанлиридин һеч бирини унтумаймән!
Perwerdigar Yaqupning ghururi bilen shundaq qesem qildiki, — Berheq, Men hergiz ularning qilghanliridin héchbirini untumaymen!
8 Зимин бу ишлардин тәвринип кәтмәмду? Вә униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутмамду? У Нил дәриясидәк өрләп кетиду, У Мисир дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду.
Zémin bu ishlardin tewrinip ketmemdu? We uningda turuwatqanlarning hemmisi matem tutmamdu? U Nil deryasidek örlep kétidu, U Misir deryasidek örkeshlep, andin chöküp kétidu.
9 Шу күни шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Қуяшни чүштә патқузимән, Зиминни шу очуқ күндә қараңғулаштуримән.
Shu küni shundaq emelge ashuruliduki, — deydu Reb Perwerdigar, — Quyashni chüshte patquzimen, Zéminni shu ochuq künde qarangghulashturimen.
10 Һейтлириңларни мусибәткә, Һәммә нахшилириңларни аһ-зарларға айландуриветимән; Һәммә адәмниң чатриқи үстини бөз рәхт билән ориғузимән, Һәр бир адәмниң бешида тақирлиқ пәйда қилимән; Бу матәмни йәккә-йеганә бир оғулниң матимидәк, Һейтниң ахирини дәрд-әләмлик бир күн қиливетимән.
Héytliringlarni musibetke, Hemme naxshiliringlarni ah-zarlargha aylanduriwétimen; Hemme ademning chatriqi üstini böz rext bilen orighuzimen, Herbir ademning béshida taqirliq peyda qilimen; Bu matemni yekke-yégane bir oghulning matimidek, Héytning axirini derd-elemlik bir kün qiliwétimen.
11 Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, Зиминға қәһәтчиликни әвәтимән, — — Нанға болған қәһәтчилик әмәс, яки суға болған чаңқашму әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң сөз-каламини аңлашқа болған қәһәтчиликни әвәтимән.
Mana, shundaq künler kéliduki, — deydu Reb Perwerdigar, Zémin’gha qehetchilikni ewetimen, — — Nan’gha bolghan qehetchilik emes, yaki sugha bolghan changqashmu emes, belki Perwerdigarning söz-kalamini anglashqa bolghan qehetchilikni ewetimen.
12 Шуниң билән улар деңиздин деңизға, шималдин шәриққә кезип маңиду, Улар Пәрвәрдигарниң сөз-каламини издәп уян-буян жүрүп, уни тапалмайду.
Shuning bilen ular déngizdin déngizgha, shimaldin sherqqe kézip mangidu, Ular Perwerdigarning söz-kalamini izdep uyan-buyan yürüp, uni tapalmaydu.
13 Шу күни гөзәл қизлар һәм жигитләрму уссузлуқтин һалидин кетиду;
Shu küni güzel qizlar hem yigitlermu ussuzluqtin halidin kétidu;
14 Һәм Самарийәниң гунайиниң [нами] билән қәсәм ичкәнләр, Йәни «Илаһиңниң тириклиги билән, и Дан», яки «Бәәр-Шебадики [илаһий] тирик йол билән!» дәп қәсәм ичкәнләр болса — Улар жиқилиду, орнидин һәргиз қайтидин туралмайду.
Hem Samariyening gunahining [nami] bilen qesem ichkenler, Yeni «Ilahingning tirikliki bilen, i Dan», yaki «Beer-Shébadiki [ilahiy] tirik yol bilen!» dep qesem ichkenler bolsa — Ular yiqilidu, ornidin hergiz qaytidin turalmaydu.