< Амос 7 >
1 Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики — Кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана У чекәткиләрни ясиди (бу падиша өзигә от-чөп орғандин кейинки, иккинчи қетимлиқ от-чөп өскән вақит еди)
2 һәм шундақ болдики, чекәткиләр зиминдики от-чөпни қалдурмай йәвәткәндин кейин, мән: — «И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, кәчүргәйсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
3 Пәрвәрдигар әнди ундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Пәрвәрдигар.
4 Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәтти — Мана, Рәб Пәрвәрдигар [хәлқи] билән күрәш қилишқа отни чақирди; От һәтта чоңқур деңизниму қурутти, Мирас болған зиминниму йәп кәтти;
5 Әнди мән: — «И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, тохтиғайсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
6 Пәрвәрдигар шундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Рәб Пәрвәрдигар.
7 Әнди У маңа [мундақ бир ишни] көрсәтти — Вә мана, Рәб тик өлчигүч жип билән қопурулған там түвидә, Қолида тик өлчигүч жипни тутқиничә туратти;
8 вә Пәрвәрдигар мәндин: — «Амос, немини көрдуң?» дәп сориди. Мән: «Тик өлчигүч жипни» — дедим. Рәб: «Мән йәнә Өз хәлқим Исраил оттурисиға тик өлчигүч жипни тикләймән; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән;
9 Һәм Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду, Исраилниң тавапгаһлири вәйран қилиниду; Йәробоам җәмәтигә қилич билән һуҗум қилишқа орнумдин туримән» — деди.
10 Шуниң билән Бәйт-Әлдики каһин Амазия Исраил падишаси Йәробоамға хәвәр йоллап: — «Амос Исраил җәмәти арисида турупму силигә сүйқәст қилди; зимин униң қилған барлиқ гәплирини көтирәлмәйду.
11 Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — деди.
12 Андин Амазия Амосқа: — Һәй алдин көргүчи! Бәс, йоқал, Йәһуда зиминиға қач, әшу йәрдә бешарәт берип, шу йәрдә нан тепип йә!
13 Бирақ Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи, шаһлиқ өйдур, — деди.
14 Амос Амазияға җавап берип мундақ деди: — «Мән әсли пәйғәмбәр әмәс едим, яки пәйғәмбәрниң оғлиму әмәсмән; бәлки мән бир чарвичи, шундақла ерән дәрәқлириниң мевисини тәргүчи едим.
15 Бирақ пада беқиватқан чеғимда Пәрвәрдигар мени Өз илкигә алди вә маңа: «Барғин, хәлқим Исраилға бешарәт бәр» — деди.
16 Әнди, и Амазия, Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ сал! Сән маңа: «Исраилни әйипләйдиған бешарәтләрни бәрмә, Исһақ җәмәтини әйипләйдиған сөзләрни ейтма», дедиң.
17 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң аялиң шәһәрдә паһишә болиду, оғул-қизлириң қилич билән қирилиду вә зиминиң өлчәш таниси тартилиши билән парчилиниду; сән напак бир зиминда өлисән; вә Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду»».