< Амос 6 >
1 И Зионда хатирҗәм олтарғанлар һәм Самарийә теғиға тайинип аман-есән яшиғанлар! И әлләрниң каттисиниң әрбаблири! Исраил җәмәти силәрни издәп келиду — — Силәрниң һалиңларға вай!
2 [Силәр хәлиққә]: — «Калнәһ шәһиригә берип көрүңлар; Шу йәрдин «бүйүк Хамат» шәһиригә бериңлар, Андин Филистийләрниң шәһири Гатқа чүшүп беқиңлар; Булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму? Уларниң чегариси силәрниңкидин кәңму?» — [дәп махтинип сөзләйсиләр].
3 И яман күнни кечиктүрмәкчи болғанлар! Силәр җәбир-зулумниң һөкүмранлиғини орнитип, уни өзүңларға йеқин қилмақчи болисиләр,
4 Пил чишида нәқишләнгән кариватлар үстидә ятисиләр, Диванлириңлар үстидә керилип ятисиләр, Пада топидин пахланларни, Кала қотанлиридин мозайни таллап йәйсиләр,
5 Чилтар аһаңиға тәңкәш қилип ейтисиләр, Давуттәк өзүңларға сазларни иҗад қилисиләр,
6 Шарапни чиниләп-чиниләп ичисиләр, Өзүңларға сәрхил майлиқ әтирләрни сүрисиләр, — Бирақ көңлүңлар Йүсүп җәмәтиниң зиян-зәхмити үчүн һеч азапланмайду!
7 Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду; Керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду.
8 Рәб Пәрвәрдигар Өз һаяти билән қәсәм қилғанки, — дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — Мән Яқупниң ғуруридин бизар болдум, Униң орда-истиһкамлиридин нәпрәтлинимән; Мән бу шәһәрни, шундақла униңдики һәммини дүшмәнгә тәңла өткүзүп беримән;
9 Вә әмәлгә ашурулидуки, Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду.
10 Әгәр мәлум бир өлгүчиниң туққини, йәни өлгүчиниң җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин: — «Қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «Йоқ» дәйду, Андин [туққини] йәнә: «Сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду.
11 Сәвәви, Пәрвәрдигар буйруқ чүшүриду, Вә чоң өйни парә-парә қиливетиду, Кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду.
12 Атлар таш үстидә чапаламду? Адәмләр әшу йәрни калилар билән ағдураламду? Бирақ силәр адаләтни өт сүйигә, Һәққанийлиқниң мевисини әмәнгә айландурғансиләр —
13 — Йоқ бир нәрсидин шатлинип кәткәнсиләр, «Өз күчимизгә тайинип қудрәткә егә болғанмиз» — дегәнсиләр.
14 Чүнки мана, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән; Улар Хамат шәһириниң давинидин Арабаһ еқимиғичә силәрни харлайду.