< Амос 5 >
1 И Исраил җәмәти, бу сөзни, Йәни Мән сән тоғрилиқ оқуйдиған бир мәрсийәни аңлап қой: —
以色列家! 你們你們應聽這話,應聽我為你們唱的這首哀歌!
2 «Пак қиз Исраил жиқилди; У қайтидин орнидин турмайду; У өз туприғиға ташланған, Уни турғузуп йөлигүчи йоқтур».
「以色列處女已跌倒,不能再起;摔在地上,無人攙扶。
3 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — [Исраилниң] миң [ләшкәр] чиққан бир шәһириниң йүз [ләшкирила] тирик қалиду; Йүз ләшкәр чиққан бир шәһириниң Исраил җәмәти үчүн он [ләшкирила] тирик қалиду;
因為吾主上主這樣論以色列家說:出一千兵的城只生還一百;出一百的,只生還十個。尋求上主者生,作惡者亡。
4 Чүнки Пәрвәрдигар Исраил җәмәтигә мундақ дәйду: — Мени издәңлар, һаятқа еришисиләр;
因為上主這樣對以色列家說:你們尋求我,才可生存。
5 Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар; Чүнки Гилгал әсиргә елинип сүргүн қилинмай қалмайду, Бәйт-Әл йоққа чиқиду.
不可往基耳加耳,不不去巴爾估巴,因為基耳加耳必被擄掠,貝特耳必化為烏有。
6 Пәрвәрдигарни издәңлар, һаятқа еришисиләр; Болмиса У Йүсүп җәмәти ичидә от кәби партлап, уни йәп кетиду, Һәм Бәйт-Әлдә отни өчүргидәк адәм тепилмайду.
你們尋求上主,才可生存,免得衪如火衝入若瑟家中,燒毀一切,無人能為以色列家撲滅。
7 И адаләтни әмәнгә айландурғучи, Һәққанийлиқни йәргә ташлиғучилар,
是衪創造了昴星和參星,變昏黑為黎明,使白畫為黑夜,召海水傾流於地面,衪名叫「雅威。」
8 Силәр Орион юлтуз түркүми вә Қәлб юлтуз топини Яратқучи, Өлүм көләңгисини таң нуриға Айландурғучи, Күндүзни қараңғулуқ билән кечигә Айландурғучи, Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә Қуйғучини издәңлар; Пәрвәрдигар Униң намидур.
衪使滅亡閃擊強者,使毀滅臨於城堡。
9 У батурлар үстигә туюқсиз һалакәтни партлитиду, Истиһкам үстигә һалакәт чүшүриду.
凡以毒害代替公正,棄正義於地的,是有禍的!
10 Шу [Исраиллар] шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч, Дурус сөзләйдиғанлардин жиркиниду.
他們憎恨在城門口主持公道的人,厭惡講真話的人。
11 Әнди силәр намратларни езип, Улардин буғдай «һәдийә»ләрни алдиңлар! Оюлған ташлардин өйләрни салдиңлар, Бирақ уларда турмайсиләр; Силәр гөзәл үзүмзарларни бәрпа қилғансиләр, Бирақ уларниң шарабини ичәлмәйсиләр.
為此,你們既然欺壓窮人,向他們橫征錢糧,你們縱然用方石建築了房屋,卻不得住在裏面;栽植了美麗的葡萄園,卻喝不到園中的酒。
12 Чүнки силәрниң асийлиқлириңларниң қанчилик көплүгини, Силәрниң гунайиңларниң қанчилик зор екәнлигини убдан билимән; Улар һәққаний адәмни езиду, Улар пара йәйду, Шәһәр дәрвазисида мискинләрниң һәққини қайривалиду.
因為我知道你們罪惡多端,過犯重大:欺壓義人,接受賄賂,在城門口冤枉窮人;
13 Шуңа бундақ дәвирдә «пәмлик адәм» сүкүт қилиду; Чүнки у рәзил бир дәвирдур.
因此明智人在此時緘默不言,因為這是邪惡的時代。
14 Һаят яшаш үчүн яманлиқни әмәс, меһриванлиқ-яхшилиқни издәңлар; Шундақ болғанда силәр дегиниңлардәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар һәқиқәтән силәр билән биллә болиду.
你們應尋求善,不可尋求惡:這樣你們才能生存;上主萬軍的天主也必與你們同在,正如你們所說的。
15 Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһриванлиқ-яхшилиқни сөйүңлар, Шәһәр дәрвазисида адаләтни орнитиңлар; Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр.
你們應惡惡好善,在城門口主張正義,或許萬軍的天主會憐憫若瑟的遺民。」
16 Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Рәб мундақ дәйду: — «Барлиқ кәң рәстә-базарларда аһ-зарлар аңлиниду; Улар һәммә кочиларда «Вай... вай!...» дәп авазини көтириду; Улар деханларниму матәм тутушқа, Аһ-зарлар көтәргүчи «устилар»ни жиғлашқа чақириду.
為此,萬軍的天主,吾主上主這樣說:「人必在一切廣場上哀悼,人必在各街道上說:哀哉! 哀哉! 並且召農人們來弔信,叫會哭的人來痛哭。
17 Һәм барлиқ үзүмзарлардиму аһ-зарлар көтирилиду; Чүнки Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — дәйду Пәрвәрдигар.
在所有的葡萄園中,人必哀哭,因為我要在你們中間經過」──上主說。
18 Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай! Пәрвәрдигарниң күни силәргә қандақ ақивәтләрни кәлтүрәр? У йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ елип келиду.
「那仰望上主日子來臨的人是有福的! 上主的日子為你們有我們什麼好處﹖那是黑暗和無光明之日,
19 У күни бириси ширдин қечип, ейиққа учрап, Андин өйигә кирип, қоли билән тамға йөләнгәндә, Илан уни чаққандәк бир иш болиду!
好似人逃避了獅子,又遇到了狗熊;進到房屋裏,手扶在牆上,卻被蛇咬傷。
20 Пәрвәрдигарниң күни йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқла елип келиду әмәсму? Униңда пәқәт қараңғулуқла болуп, йоруқлуқ һеч болмайдиғу?!
上主的日子豈不是黑暗而沒有光明嗎﹖那日實在幽暗而漆黑!
21 Һейтлириңларға нәпрәтлинимән, улардин бизар болдум, Ибадәт сорунлириңларниң пуриғини пуриғум йоқ.
我痛恨厭惡你們的慶節;你們的盛會,我也不喜悅;
22 Чүнки силәр Маңа «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «аш һәдийә»лириңларни сунуп атисаңларму, Мән уларни қобул қилмаймән; Силәрниң бордақ маллириңлар билән қилған «енақлиқ қурбанлиқлириңлар»ға қаримаймән.
既使你們給我奉獻全燔祭和素祭,我仍不悅納;既使你們獻上肥牲作和平祭,我也不垂顧。
23 Мәндин мунаҗатлириңларниң садалирини епкетиңлар, Чилтарлириңларниң күйлирини аңлимаймән;
讓你們喧嚷的歌聲遠離我;你們的琴聲,我也不願再聽;
24 Буниң орнида адаләт худди шарқиратмидәк, Һәққанийлиқ әбәдий ақидиған еқимдәк долқунлисун!
如願公道如水常流,正義像川流不息的江河!
25 Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни Маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?!
以色列家! 你們在曠野中四十年,何嘗給我奉獻過q和素祭﹖
26 Бәрһәқ, силәр «Суккот» дегән падишасиңлар, һәм «Қиун» дегән бутлириңларни, йәни «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар!
你們應抬著自己所造的偶像,即你們的君王撒雇特和你們的星神克汪,
27 Әнди Мән силәрни әсир қилип, Дәмәшқтин жирақларға сүргүн қилдуримән, — дәйду «Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа» дегән нам билән аталған Пәрвәрдигар.
因為 必使你們充軍到大馬士革之外,」名叫「萬軍的天主」的上主說。