< Амос 4 >
1 И Башандики инәкләр, Самарийә теғида туруп, намратларни харлаватқан, мискинләрни езиватқанлар, Ғоҗилириға: «[Шарапни] елип келиңлар, биз ичимиз» дәйдиғанлар, Бу сөзни аңлаңлар: —
2 Рәб Пәрвәрдигар Өз пак-муқәддәслиги билән қәсәм ичкәнки, Мана, бешиңларға шундақ күнләр чүшидуки, У силәрни илмәкләр билән, Нәслиңларни чаңгаклар билән елип кетиду.
3 Һәм силәр [аяллар] һәр бириңлар сепилниң шоралиридин қисилип өтүп, Удул меңип тикиветисиләр; Вә силәр Һармон тәрәпкә чөрүветилисиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 Әнди Бәйт-Әлгә келиңлар, асийлиқ қилиңлар! Гилгалдиму асийлиқни көпәйтиңлар! Әтигәндә қурбанлиқлириңларни, Һәр үчинчи күни силәрниң «ондин бир» үлүш өшрилириңларни елип келиңлар,
5 «Тәшәккүр қурбанлиғи»ни хемиртуруч билән биллә көйдүрүңлар — Силәр «халис қурбанлиқлар»иңларни җакалап махтинип жүрүңлар; Чүнки бундақ қилишқа амрақсиләр, и Исраиллар! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
6 «Мән һәммә шәһәрлириңларда «чишниң пакизлиғи»ни чүшүрдүм, Һәммә йериңларда силәрни аш-нанға болған һаҗәтмән қилдим; Бирақ силәр йәнила йенимға қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
7 Һосулға үч айла қалған болсиму, силәрдин ямғурни тартивелип бәрмидим; Бир шәһәр үстигә ямғур яғдурдум, Йәнә бир шәһәргә яғдурмидим; Бир парчә йәр үстигә ямғур яғди; Йәнә бир парчә йәр ямғурсиз қағҗирап қалди;
8 Шуниң билән икки, үч шәһәрниң [пухралири] су тиләп башқа бир шәһәргә әләңшип барди, Лекин қанмиди; Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
9 Мән силәрни җудун һәм һал апити билән урдум; «Ғаҗилиғучи қурут»лар нурғунлиған беғиңлар, үзүмзарлириңлар, әнҗир дәрәқлириңлар һәм зәйтүн дәрәқлириңларни йәп кәтти; Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
10 Мән араңларға Мисирға чүшүрүлгән апәтләрдәк апәтни әвәттим; Жигитлириңларни қилич билән өлтүргүздум, Атлириңларни олҗа болушқа қоювәттим; Мән қараргаһиңлардин [җәсәтләрниң] сесиқчилиғини пурутувәттим, Уни димиғиңларғиму киргүздум, Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
11 Мән араңлардин бәзиләрни Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинидәк өрүвәттим, Шуниң билән силәр оттин тартивелинған бир чучула отундәк болуп қалдиңлар; Бирақ йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
12 Шуңа Мән саңа шундақ қилишим керәк дәватимән, и Исраил; Мән буни саңа қилидиғанлиғим түпәйлидин, Худайиң билән көрүшүшкә тәйярлан, и Исраил!
13 Чүнки мана, тағларни Шәкилләндүргүчи, Шамални Яратқучи, Инсанға өзлириниң ой-пикриниң немә екәнлигини Аян Қилғучи, Таң сәһәрни қараңғулуққа Айландурғучи, Йәр йүзидики жуқури җайларниң үстидә дәссәп жүргүчи дәл Шудур, Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Униң намидур!