< Амос 3 >
1 Пәрвәрдигар силәрни әйипләп ейтқан бу сөз-каламни аңлаңлар, и Исраил балилири, Йәни Мән Мисир зиминидин елип чиқарған бу пүткүл җәмәт: —
2 «Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим; Шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң [җазасини] чүшүримән».
3 Икки киши бир нийәттә болмиса, қандақму биллә маңалисун?
4 Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду? Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?
5 Қапқанта йәмчүк болмиса қуш йәргә жиқиламду? Алғидәк нәрсә болмиса, қисмақ йәрдин етилип чиқамду?
6 Шәһәрдә [агаһ] канийи челинса, хәлиқ қорқмамду? Пәрвәрдигар қилмиған болса, шәһәргә яманлиқ чүшәмду?
7 Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп, У һеч иш қилмайду.
8 Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду? Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким [Униң] бешаритини йәткүзмәй туралайду?
9 Ашдодтики қәлъә-ордиларда, Шундақла Мисирдики қәлъә-ордиларда елан қилип: — «Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар, Униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни, Униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — дәңлар.
10 — Улар һәқ иш қилишни билмәйду — дәйду Пәрвәрдигар, — Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!
11 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана бир яв! У зиминни қоршивалди! У мудапиәңни елип ташлайду, Қәлъә-ордилириң булаң-талаң қилиниду.
12 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Падичи ширниң ағзидин қойниң икки путини яки қулиқиниң бир парчисини қутқузуп алғандәк, Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду, — Шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги, Дивандики бир парчә Дәмәшқ либасила қалиду!
13 — Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
14 — Мән Исраилниң асийлиқлирини өз бешиға чүшүргән күнидә, Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән; Қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду.
15 Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән; Пил чиши өйләрму йоқилип кетиду, Көплигән өйләр түгишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.