< Амос 2 >

1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —«Моабниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у Едомниң падишасиниң устиханлирини көйдүрүп һак қиливәтти.
Perwerdigar mundaq deydu: —«Moabning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki u Édomning padishahining ustixanlirini köydürüp hak qiliwetti.
2 Һәм Мән Моаб үстигә от әвәтимән, От Кериотниң ордилирини жутувалиду; Вә Моаб чуқан-сүрәнләр билән, қия-чиялар билән, канай садаси билән өлиду.
Hem Men Moab üstige ot ewetimen, Ot Kériotning ordilirini yutuwalidu; We Moab chuqan-sürenler bilen, qiya-chiyalar bilen, kanay sadasi bilen ölidu.
3 Вә Мән уларниң һакимини арисидин үзүп ташлаймән, Униң әмирлирини униң билән биллә өлтүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
We Men ularning hakimini arisidin üzüp tashlaymen, Uning emirlirini uning bilen bille öltürüwétimen, — deydu Perwerdigar.
4 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Йәһуданиң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини кәмситти, Униңдики бәлгүлимиләргә әмәл қилмиди; Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди; уларниң ата-бовилириму буларға әгишип маңған еди.
Perwerdigar mundaq deydu: — «Yehudaning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki ular Perwerdigarning Tewrat-qanunini kemsitti, Uningdiki belgilimilerge emel qilmidi; Ularning saxtiliqliri özlirini adashturup qoydi; ularning ata-bowilirimu bulargha egiship mangghanidi.
5 Һәм Мән Йәһуда үстигә от әвәтимән, От Йерусалимниң ордилирини жутувалиду.
Hem Men Yehuda üstige ot ewetimen, Ot Yérusalémning ordilirini yutuwalidu.
6 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, уни җазасидин қайтурмаймән, Чүнки улар һәққанийларни күмүчкә сетивәтти, Йоқсул адәмни бир җүп чоруққа сетивәтти;
Perwerdigar mundaq deydu: — Israilning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uni jazasidin qayturmaymen, Chünki ular heqqaniylarni kümüshke sétiwetti, Yoqsul ademni bir jüp choruqqa sétiwetti;
7 Улар намратларниң бешидики чаң-топилирини бош қоювәтмәйду, Аҗиз мөминләрниң несивисини қайривалиду; Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду.
Ular namratlarning béshidiki chang-topilirini bosh qoyuwetmeydu, Ajiz möminlerning nésiwisini qayriwalidu; Ata-bala ikkisi Méning muqeddes namimni bulghap, oxshash bir qizning yénigha teng baridu.
8 Улар [қизларни] һәммә қурбангаһниң йениға елип берип, Қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду; Улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә.
Ular [qizlarni] hemme qurban’gahning yénigha élip bérip, Qerzge renige qoyghan kiyim-kéchekler üstide ular bilen yatidu; Ular öz ilahining öyide jerimane bilen alghan sharabni ichmekte.
9 Бирақ Мән Аморийларни уларниң алдидин һалак қилғанмән, Аморийлар кедир дәриғидәк егиз, дуб дәриғидәк күчлүк болған болсиму, Мән үстидин униң мевисини, астидин йилтизлирини һалак қилдим.
Biraq Men Amoriylarni ularning aldidin halak qilghanmen, Amoriylar kédir derixidek égiz, dub derixidek küchlük bolghan bolsimu, Men üstidin uning méwisini, astidin yiltizlirini halak qildim.
10 Һәм Аморийларниң зиминини егилишиңлар үчүн, Силәрни Мисир зиминидин елип чиқип, Қириқ жил чөл-баяванда йетәклидим.
Hem Amoriylarning zéminini igilishinglar üchün, Silerni Misir zéminidin élip chiqip, Qiriq yil chöl-bayawanda yéteklidim.
11 Силәрниң оғуллириңлардин бәзилирини пәйғәмбәр болушқа, Жигитлириңлардин бәзилирини «Назарий» болушқа турғуздум. Шундақ әмәсму, и Исраил балилири? — дәйду Пәрвәрдигар.
Silerning oghulliringlardin bezilirini peyghember bolushqa, Yigitliringlardin bezilirini «Nazariy» bolushqa turghuzdum. Shundaq emesmu, i Israil baliliri? — deydu Perwerdigar.
12 Бирақ силәр Назарийларға шарап ичкүздуңлар, Һәм пәйғәмбәрләргә: «пәйғәмбәрлик қилмаңлар» — дәп буйрудуңлар.
Biraq siler Nazariylargha sharab ichküzdunglar, Hem peyghemberlerge: «peyghemberlik qilmanglar» — dep buyrudunglar.
13 Мана, Мән силәрни басимән, Худди лиқ өнчә бесилған һарву йәрни басқандәк, силәрни бесип туримән;
Mana, Men silerni basimen, Xuddi liq önche bésilghan harwa yerni basqandek, silerni bésip turimen;
14 Һәм чапқурларниңму қачар йоли йоқайду, Палван өз күчини ишлитәлмәйду, Зәбәрдәс батур өз җенини қутқузалмайду.
Hem chapqurlarningmu qachar yoli yoqaydu, Palwan öz küchini ishlitelmeydu, Zeberdes batur öz jénini qutquzalmaydu.
15 Оқяни тутқучи тик туралмайду; Йәлтапан қачалмайду, Атқа мингүчи өз җенини қутқузалмайду.
Oqyani tutquchi tik turalmaydu; Yeltapan qachalmaydu, Atqa min’güchi öz jénini qutquzalmaydu.
16 Палванлар арисидики әң җигәрлик батурму шу күнидә ялаңач қечип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Palwanlar arisidiki eng jigerlik baturmu shu künide yalingach qéchip kétidu, — deydu Perwerdigar.

< Амос 2 >