< Амос 1 >

1 Уззия Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, йәр тәврәштин икки жил илгири, Тәкоадики чарвичилар арисидики Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири: —
Uzziya Yehudagha, Yoashning oghli Yeroboam Israilgha padishah bolghan waqitlarda, yer tewreshtin ikki yil ilgiri, Tekoadiki charwichilar arisidiki Amosning Israil toghruluq éytqan sözliri: —
2 У: «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Падичиларниң отлақлири матәм тутиду, Кармәл чоққиси ғазаңлишиду» — деди.
U: «Perwerdigar Zion téghidin hörkireydu, Yérusalémdin awazini qoyuwétidu; Padichilarning otlaqliri matem tutidu, Karmel choqqisi ghazanglishidu» — dédi.
3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Дәмәшқниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди;
Perwerdigar mundaq deydu: — «Demeshqning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki ular Giléadtikilerni tömür tirniliq söremler bilen soqqanidi;
4 Шундақла Һазаәлниң өйигә бир от әвәтимән, У Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
Shundaqla Hazaelning öyige bir ot ewetimen, U Ben-Hadadning ordilirini yutuwalidu.
5 Дәмәшқ дәрвазисидики төмүр балдақни сундуриветимән, Авән җилғисида турғучини, Бәйт-Едәндә шаһанә һасисини тутқучини үзүп ташлаймән; Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Demeshq derwazisidiki tömür baldaqni sunduriwétimen, Awen jilghisida turghuchini, Beyt-Édende shahane hasisini tutquchini üzüp tashlaymen; Suriyening xelqi esirge chüshüp kirgha élip kétilidu, — deydu Perwerdigar.
6 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Газа шәһириниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти.
Perwerdigar mundaq deydu: — «Gaza shehirining üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki ular Édomgha tapshurup bérishke, barliq tutqunlarni esir qilip élip ketti.
7 Һәм Мән Газаниң сепилиға от әвәтимән, У униң ордилирини жутувалиду;
Hem Men Gazaning sépiligha ot ewetimen, U uning ordilirini yutuwalidu;
8 Мән Ашдодта турғучини, Ашкелонда шаһанә һасини тутқучини үзүп ташлаймән, Әкрон шәһиригә қарши қол көтиримән; Филистийләрниң қалдуғи йоқилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Men Ashdodta turghuchini, Ashkélonda shahane hasini tutquchini üzüp tashlaymen, Ekron shehirige qarshi qol kötürimen; Filistiylerning qalduqi yoqilidu, — deydu Reb Perwerdigar.
9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Турниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, Шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди.
Perwerdigar mundaq deydu: — «Turning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki ular barliq tutqunlarni Édomgha tapshuruwetti, Shundaqla qérindashliq ehdisini ésige almidi.
10 Һәм Мән Турниң сепилиға от әвәтимән, От униң ордилирини жутувалиду.
Hem Men Turning sépiligha ot ewetimen, Ot uning ordilirini yutuwalidu.
11 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Едомниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у барлиқ рәһим-шәпқәтни ташливетип, Қилич билән өз қериндишини қоғлиған; У йирилғидәк ғәзәптә болуп, Дәрғәзиптә болған һалитини һемишә сақлайду;
Perwerdigar mundaq deydu: — «Édomning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki u barliq rehim-shepqetni tashliwétip, Qilich bilen öz qérindishini qoghlighan; U yirilghudek ghezepte bolup, Derghezipte bolghan halitini hemishe saqlaydu;
12 Һәм Мән Теман шәһиригә от әвәтимән, От Бозраһниң ордилирини жутувалиду».
Hem Men Téman shehirige ot ewetimen, Ot Bozrahning ordilirini yutuwalidu».
13 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Аммонниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти.
Perwerdigar mundaq deydu: — «Ammonning üch gunahi, berheq töt gunahi üchün, uninggha chüshidighan jazani yandurmaymen, Chünki ular chégrimizni kéngeytimiz dep, Giléadtiki hamilidar ayallarning qorsaqlirini yériwetti.
14 Һәм Мән Раббаһниң сепилиға от яқимән, Җәң күнидә қия-чиялар ичидә, Қара қуюнниң күнидә қаттиқ боран ичидә, От униң ордилирини жутувалиду;
Hem Men Rabbahning sépiligha ot yaqimen, Jeng künide qiya-chiyalar ichide, Qara quyunning künide qattiq boran ichide, Ot uning ordilirini yutuwalidu;
15 Һәм уларниң падишаси әсиргә чүшиду, — У әмирлири билән биллә әсиргә чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Hem ularning padishahi esirge chüshidu, — U emirliri bilen bille esirge chüshidu, — deydu Perwerdigar.

< Амос 1 >