< Паалийәтлири 9 >

1 Амма [шу чағлар] Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди. У Баш каһинниң алдиға берип,
掃羅仍然向主的門徒口吐威嚇凶煞的話,去見大祭司,
2 Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә [Мәсиһ] йолидикиләрдин бирәрсини, мәйли әр болсун, аял болсун тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти.
求文書給大馬士革的各會堂,若是找着信奉這道的人,無論男女,都准他捆綁帶到耶路撒冷。
3 Саул йолға чиқип, Дәмәшқ шәһиригә йеқинлашқанда, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, униң әтрапини йорутувәтти.
掃羅行路,將到大馬士革,忽然從天上發光,四面照着他;
4 У йәргә жиқилди вә өзигә: — Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир авазни аңлиди.
他就仆倒在地,聽見有聲音對他說:「掃羅!掃羅!你為甚麼逼迫我?」
5 — И Рәб, сән кимсән? — дәп сориди у. Аваз: — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән.
他說:「主啊!你是誰?」主說:「我就是你所逼迫的耶穌。
6 Орнуңдин тур, шәһәргә кир, немә қилишиң керәклиги саңа ейтип берилиду» — деди.
起來!進城去,你所當做的事,必有人告訴你。」
7 Униң билән биллә маңған адәмләр авазни аңлисиму, һеч кимни көрәлмигәчкә, шу йәрдә үн чиқиралмай турупла қалди.
同行的人站在那裏,說不出話來,聽見聲音,卻看不見人。
8 Саул йәрдин туруп, көзлирини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмраһлири уни қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди.
掃羅從地上起來,睜開眼睛,竟不能看見甚麼。有人拉他的手,領他進了大馬士革;
9 У үч күнгичә көзи көрмәс болуп нә йемиди нә ичмиди.
三日不能看見,也不吃也不喝。
10 Дәмәшқтә Ананияс исимлиқ мәлум бир мухлис бар еди. Рәб униңға бир ғайипанә көрүнүштә көрүнүп уни: — Ананияс! — дәп чақирди. — Мана мән, и Рәб, — дәп җавап бәрди у.
當下,在大馬士革有一個門徒,名叫亞拿尼亞。主在異象中對他說:「亞拿尼亞。」他說:「主,我在這裏。」
11 Рәб униңға: — Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду.
主對他說:「起來!往直街去,在猶大的家裏,訪問一個大數人,名叫掃羅。他正禱告,
12 У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди.
又看見了一個人,名叫亞拿尼亞,進來按手在他身上,叫他能看見。」
13 Ананияс: — И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!
亞拿尼亞回答說:「主啊,我聽見許多人說,這人怎樣在耶路撒冷多多苦害你的聖徒,
14 Һазир у мошу йәрдә намиңға нида қилғанларниң һәммисини тутуп бағлаш үчүн баш каһинлардин һоқуқ апту — деди.
並且他在這裏有從祭司長得來的權柄捆綁一切求告你名的人。」
15 Лекин Рәб униңға: — Баривәр! Чүнки у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн өзүмгә алаһидә таллиған бир әсваптур.
主對亞拿尼亞說:「你只管去!他是我所揀選的器皿,要在外邦人和君王,並以色列人面前宣揚我的名。
16 Чүнки мән униңға намим үчүн қанчилик азап-оқубәтләрни тартишиниң муқәррәр екәнлигини аян қилимән, — деди.
我也要指示他,為我的名必須受許多的苦難。」
17 Буниң билән Ананияс берип, шу өйгә кирди; у қоллирини Саулниң үстигә тәккүзүп униңға: — Қериндаш Саул, Рәб, йәни бу йәргә келиватқан йолуңда саңа көрүнгән Әйса, көзлириңни көрәләйдиған болсун дәп вә сениң Муқәддәс Роһқа толдурулушуң үчүн мени шәхсән өзи әвәтти, — девиди,
亞拿尼亞就去了,進入那家,把手按在掃羅身上,說:「兄弟掃羅,在你來的路上向你顯現的主,就是耶穌,打發我來,叫你能看見,又被聖靈充滿。」
18 Саулниң көзлиридин худди белиқ қасириғидәк болған бир нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп, чөмүлдүрүшни қобул қилди.
掃羅的眼睛上,好像有鱗立刻掉下來,他就能看見。於是起來受了洗;
19 У ғизаланғандин кейин, қувәтлинип мағдурға кирди.
吃過飯就健壯了。 掃羅和大馬士革的門徒同住了些日子,
20 [Саул] Дәмәшқтики мухлисларниң йенида бир нәччә күн турди вә вақитни өткүзмәй синагогларға кирип, «У киши Худаниң Оғлидур» дәп Әйсани җакалашқа башлиди.
就在各會堂裏宣傳耶穌,說他是上帝的兒子。
21 Уни аңлиғанлар сөзлиридин интайин һәйран болушуп: — Бу адәм Йерусалимда бу намға нида қилғучиларни қаттиқ вәйран қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мошундақларни бағлап баш каһинларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.
凡聽見的人都驚奇,說:「在耶路撒冷殘害求告這名的,不是這人嗎?並且他到這裏來,特要捆綁他們,帶到祭司長那裏。」
22 Лекин Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди.
但掃羅越發有能力,駁倒住大馬士革的猶太人,證明耶穌是基督。
23 Көп күнләрдин кейин, Йәһудийлар Саулни йоқатмаққа қәст қилмақчи болди.
過了好些日子,猶太人商議要殺掃羅,
24 Лекин Саул уларниң сүйқәстидин хәвәр тапти; уни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәрниң қовуқлирида пайлап жүрди.
但他們的計謀被掃羅知道了。他們又晝夜在城門守候,要殺他。
25 Лекин мухлислар бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепил [камаридин] чүшүрди.
他的門徒就在夜間用筐子把他從城牆上縋下去。
26 Саул Йерусалимға йетип берип, у йәрдики мухлисларға қошулмақчи болди, лекин уларниң һәммиси униң мухлис екәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти.
掃羅到了耶路撒冷,想與門徒結交,他們卻都怕他,不信他是門徒。
27 Бирақ Барнабас уни елип берип, расуллар билән көрүштүрди. У уларға Саулниң Дәмәшқниң йолида Рәбни қандақ көргәнлигини, Рәбниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә униң Дәмәшқтә Әйсаниң намида қандақ җүръәтлик билән сөз-калам йәткүзгәнлигини уқтурди.
惟有巴拿巴接待他,領去見使徒,把他在路上怎麼看見主,主怎麼向他說話,他在大馬士革怎麼奉耶穌的名放膽傳道,都述說出來。
28 Буниң билән, Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп, жүрәклик һалда Рәбниң намида сөз-калам йәткүзәтти.
於是掃羅在耶路撒冷和門徒出入來往,
29 У йәнә грекчә сөзлишидиған Йәһудийлар биләнму сөзлишип муназирилишәтти; нәтиҗиси, улар униңға қәст қилмақчи болди.
奉主的名放膽傳道,並與說希臘話的猶太人講論辯駁;他們卻想法子要殺他。
30 Қериндашлар бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, андин у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.
弟兄們知道了就送他下凱撒利亞,打發他往大數去。
31 У чағда, пүткүл Йәһудийә, Галилийә вә Самарийәдики җамаәтләр [бир мәзгил] течлиққа еришип, [етиқатта] қурулди; Рәбниң қорқунучида меңип, Муқәддәс Роһниң риғбәт-тәсәллиси билән уларниң санлириму барғансери көпәймәктә еди.
那時,猶太、加利利、撒馬利亞各處的教會都得平安,被建立;凡事敬畏主,蒙聖靈的安慰,人數就增多了。
32 Шу вақитларда шундақ болдики, Петрус һәр қайси җайларни арилап жүргәндә, Лидда шәһиридики муқәддәс бәндиләрниму йоқлашқа чүшти.
彼得周流四方的時候,也到了居住呂大的聖徒那裏;
33 У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән.
遇見一個人,名叫以尼雅,得了癱瘓,在褥子上躺臥八年。
34 Петрус униңға: — Әнеяс, Әйса, йәни Мәсиһ болғучи сени сақайтиду. Орнуңдин туруп, палисиңни жиғиштур! — деди. У дәрһал орнидин турди.
彼得對他說:「以尼雅,耶穌基督醫好你了, 起來!收拾你的褥子。」他就立刻起來了。
35 [Әнеясни] көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди.
凡住呂大和沙崙的人都看見了他,就歸服主。
36 Йоппа шәһиридә болса Табита исимлиқ бир аял мухлис бар еди (униң исми грекчидә «Доркас» еди). У һәрдайим яхши әмәлләр вә хәйр-сахавәтлик ишларға бериләтти.
在約帕有一個女徒,名叫大比大,翻希臘話就是多加;她廣行善事,多施賙濟。
37 Шу күнләрдә шундақ болдики, у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп, үстүнки қәвәттики бир өйгә ятқузуп қойди.
當時,她患病而死,有人把她洗了,停在樓上。
38 Йоппа шәһири Лидда шәһиригә йеқин болғачқа, Йоппадики мухлислар Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтти. Улар: «Һаял болмай йенимизға кәлсәң!» — дәп йелинди.
呂大原與約帕相近;門徒聽見彼得在那裏,就打發兩個人去見他,央求他說:「快到我們那裏去,不要耽延。」
39 Петрус орнидин туруп улар билән биллә Йоппаға барди. Йоппаға йетип келиши билән улар уни үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқти. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зерә қилишип униңға Доркасниң улар билән биллә болған вақтида өзлиригә тикип бәргән көйнәк-кийимлирини көрситишти.
彼得就起身和他們同去;到了,便有人領他上樓。眾寡婦都站在彼得旁邊哭,拿多加與她們同在時所做的裏衣外衣給他看。
40 Лекин Петрус һәммәйләнни чиқириветип, тизлинип олтирип дуа қилди. Андин у җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, орнида олтарди.
彼得叫她們都出去,就跪下禱告,轉身對着死人說:「大比大,起來!」她就睜開眼睛,見了彼得,便坐起來。
41 Петрус униңға қолини узитип уни йөләп турғузди вә муқәддәс бәндиләр билән тул аялларни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.
彼得伸手扶她起來,叫眾聖徒和寡婦進去,把多加活活地交給他們。
42 Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәбгә етиқат қилди.
這事傳遍了約帕,就有許多人信了主。
43 Шундақ болдики, Петрус Йоппада Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә узун күнләр турди.
此後,彼得在約帕一個硝皮匠西門的家裏住了多日。

< Паалийәтлири 9 >