< Паалийәтлири 8 >

1 Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.
サウロは彼の殺さるるを可しとせり。その日エルサレムに在る教會に對ひて大なる迫害おこり、使徒たちの他は皆ユダヤ及びサマリヤの地方に散さる。
2 Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.
敬虔なる人々ステパノを葬り、彼のために大に胸 打てり。
3 Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өйму-өй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.
サウロは教會をあらし、家々に入り男女を引出して獄に付せり。
4 Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.
ここに散されたる者ども歴 巡りて御言を宣べしが、
5 Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди.
ピリポはサマリヤの町に下りてキリストの事を傳ふ。
6 Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди.
群衆ピリポの行ふ徴を見 聞して、心を一つにし、謹みて其の語る事どもを聽けり。
7 Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;
これ多くの人より、之に憑きたる穢れし靈、大聲に叫びて出で、また中風の者と跛者と多く醫されたるに因る。
8 зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди.
この故にその町に大なる勸喜おこれり。
9 У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди.
ここにシモンといふ人あり、前にその町にて魔術を行ひ、サマリヤ人を驚かして自ら大なる者と稱へたり。
10 Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти.
小より大に至る凡ての人つつしみて之に聽き『この人は、いわゆる神の大能なり』といふ。
11 Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди.
かく謹みて聽けるは、久しき間その魔術に驚かされし故なり。
12 Лекин әнди Филип Худаниң падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди.
然るにピリポが、神の國とイエス・キリストの御名とに就きて宣傳ふるを人々 信じたれば、男女ともにバプテスマを受く。
13 Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә [Филип] көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди.
シモンも亦みづから信じ、バプテスマを受けて、常にピリポと偕に居り、その行ふ徴と、大なる能力とを見て驚けり。
14 Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти;
エルサレムに居る使徒たちは、サマリヤ人、神の御言を受けたりと聞きて、ペテロとヨハネとを遣したれば、
15 иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди.
彼ら下りて人々の聖 靈を受けんことを祈れり。
16 Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди.
これ主イエスの名によりてバプテスマを受けしのみにて、聖 靈いまだ其の一人にだに降らざりしなり。
17 Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди.
ここに二人のもの彼らの上に手を按きたれば、みな聖 靈を受けたり。
18 Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
使徒たちの按手によりて其の御靈を與へられしを見て、シモン金を持ち來りて言ふ、
19 — Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
『わが手を按くすべての人の聖 靈を受くるやうに、此の權威を我にも與へよ』
20 Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун!
ペテロ彼に言ふ『なんぢの銀は汝とともに亡ぶべし、なんぢ金をもて神の賜物を得んと思へばなり。
21 Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс!
なんぢは此の事に關係なく干與なし、なんぢの心、神の前に正しからず。
22 Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн!
然ればこの惡を悔改めて主に祈れ、なんぢが心の念あるひは赦されん。
23 Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
我なんぢが苦き膽汁と不義の繋とに居るを見るなり』
24 Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.
シモン答へて言ふ『なんぢらの言ふ所のこと一つも我に來らぬやう、汝ら我がために主に祈れ』
25 Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
かくて使徒たちは證をなし、主の御言を語りて後、サマリヤ人の多くの村に福音を宣傳へつつエルサレムに歸れり。
26 Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа: — Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур).
然るに主の使ピリポに語りて言ふ『なんぢ起ちて南に向ひエルサレムよりガザに下る道に往け。そこは荒野なり』
27 Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаси Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсъул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти.
ピリポ起ちて往きたれば、視よ、エテオピヤの女王カンダケの權官にして、凡ての寳物を掌どる閹人エテオピヤ人あり、禮拜の爲にエルサレムに上りしが、
歸る途すがら馬車に坐して預言者イザヤの書を讀みゐたり。
29 Роһ Филипқа: — Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.
御靈ピリポに言ひ給ふ『ゆきて此の馬車に近寄れ』
30 Филип жүгүрүп берип, [вәзирниң] Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин: — Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди.
ピリポ走り寄りて、その預言者イザヤの書を讀むを聽きて言ふ『なんぢ其の讀むところを悟るか』
31 Вәзир униңға: — Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди.
閹人いふ『導く者なくば、いかで悟り得ん』而してピリポに、乘りて共に坐せんことを請ふ。
32 У оқуватқан язма қисми болса: «У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди, Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди.
その讀むところの聖書の文は是なり『彼は羊の屠場に就くが如く曳かれ、羔羊のその毛を剪る者のまへに默すがごとく口を開かず。
33 У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».
卑しめられて審判を奪はれたり、誰かその代の状を述べ得んや。その生命 地上より取られたればなり』
34 Ағват Филиптин: — Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди.
閹人こたへてピリポに言ふ『預言者は誰に就きて斯く云へるぞ、己に就きてか、人に就きてか、請ふ示せ』
35 Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди.
ピリポ口を開き、この聖 句を始としてイエスの福音を宣傳ふ。
36 Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват: — Мана бу йәрдә су бар екән. [Мошу йәрдила] чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.
途を進むる程に水ある所に來りたれば、閹人いふ『視よ、水あり、我がバプテスマを受くるに何の障りかある』
[なし]
38 У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди.
乃ち命じて馬車を止め、ピリポと閹人と二人ともに水に下りて、ピリポ閹人にバプテスマを授く。
39 Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди.
彼ら水より上りしとき、主の靈ピリポを取去りたれば、閹人ふたたび彼を見ざりしが、喜びつつ其の途に進み往けり。
40 Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди; у шу жутни кезип, шу йәрдин Қәйсәрийә шәһиригә кәлгичә болған һәммә шәһәрләрдә хуш хәвәр җакалиди.
かくてピリポはアゾトに現れ、町々を經て福音を宣傳へつつカイザリヤに到れり。

< Паалийәтлири 8 >