< Паалийәтлири 6 >

1 Шу күнләрдә, мухлисларниң сани барғансери көпийип, грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар йәрлик ибраний қериндашларға: — Күндилик озуқ-түлүк тәқсим қилиништа аримиздики тул аяллар етиварға елинмиди, дәп наразилиқ билдүрүшти.
و در آن ایام چون شاگردان زیاد شدند، هلینستیان از عبرانیان شکایت بردند که بیوه‌زنان ایشان در خدمت یومیه بی‌بهره می‌ماندند.۱
2 Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди: — Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду.
پس آن دوازده، جماعت شاگردان راطلبیده، گفتند: «شایسته نیست که ما کلام خدا راترک کرده، مائده‌ها را خدمت کنیم.۲
3 Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсъул қилимиз.
لهذا‌ای برادران هفت نفر نیک نام و پر از روح‌القدس وحکمت را از میان خود انتخاب کنید تا ایشان را براین مهم بگماریم.۳
4 Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз.
اما ما خود را به عبادت وخدمت کلام خواهیم سپرد.»۴
5 Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап,
پس تمام جماعت بدین سخن رضا دادند و استیفان مردی پر از ایمان و روح‌القدس و فیلپس و پروخرس و نیکانور وتیمون و پرمیناس و نیقولاوس جدید، از اهل انطاکیه را انتخاب کرده،۵
6 уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң [бу хизмәтни қилиши үчүн] қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти.
ایشان را در حضوررسولان برپا بداشتند و دعا کرده، دست بر ایشان گذاشتند.۶
7 Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму [Мәсиһ] етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти.
و کلام خدا ترقی نمود و عددشاگردان در اورشلیم بغایت می‌افزود و گروهی عظیم از کهنه مطیع ایمان شدند.۷
8 Вә Истипан [Худаниң] меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
اما استیفان پر از فیض و قوت شده، آیات ومعجزات عظیمه در میان مردم از او ظاهر می‌شد.۸
9 Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи [Йәһудийлар] Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.
و تنی چند از کنیسه‌ای که مشهور است به کنیسه لیبرتینیان و قیروانیان و اسکندریان و ازاهل قلیقیا و آسیا برخاسته، با استیفان مباحثه می‌کردند،۹
10 Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди.
و با آن حکمت و روحی که او سخن می‌گفت، یارای مکالمه نداشتند.۱۰
11 Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап: — Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди.
پس چند نفررا بر این داشتند که بگویند: «این شخص راشنیدیم که به موسی و خدا سخن کفرآمیزمی گفت.»۱۱
12 Улар мошундақ қилип халайиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутратти; андин Истипанниң алдини тосуп уни тутқун қилип, алий кеңәшмигә елип барди.
پس قوم و مشایخ و کاتبان راشورانیده، بر سر وی تاختند و او را گرفتار کرده، به مجلس حاضر ساختند.۱۲
13 Улар сахта гувачиларни оттуриға чиқирип мундақ дегүзди: — Бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду.
و شهود کذبه برپاداشته، گفتند که «این شخص از گفتن سخن کفرآمیز بر این مکان مقدس و تورات دست برنمی دارد.۱۳
14 Чүнки биз униң һелиқи Насарәтлик Әйса тоғрилиқ: «У бу җайни вәйран қилиду вә Муса пәйғәмбәр бизгә тапшурған әнъәниви қаидә-йосунлиримизни өзгәртиду!» дегәнлигини аңлидуқ.
زیرا او را شنیدیم که می‌گفت این عیسی ناصری این مکان را تباه سازد و رسومی راکه موسی به ما سپرد، تغییر خواهد داد.»۱۴
15 Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң пәриштиниңкидәк пақирақ екәнлигини көрди.
و همه کسانی که در مجلس حاضر بودند، بر او چشم دوخته، صورت وی را مثل صورت فرشته دیدند.۱۵

< Паалийәтлири 6 >