< Паалийәтлири 5 >
1 Әнди Ананияс исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сафира билән бир парчә йерини сатти.
2 Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.
3 Бирақ Петрус униңға: — Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?
4 Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди.
5 Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти.
6 Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
7 Тәхминән үч сааттин кейин, [Ананиясниң] аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди.
8 Петрус униңдин: — Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди. — Шундақ, мошунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у.
9 Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди.
10 Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди.
11 Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти.
12 Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ [етиқатчилар] бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти.
13 Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти.
14 Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди).
15 Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һеч болмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти.
16 Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.
17 Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип,
18 расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди.
19 Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:
20 — Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди.
21 Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин [расулларни] елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти.
22 Лекин сипаһлар зинданға йетип барғанда, расулларниң у йәрдә йоқлуғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:
23 — Биз барсақ, зиндан мәһкәм тақақлиқ турупту, қаравулларму дәрвазилирида күзәттә турупту. Лекин дәрвазиларни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.
24 Бу хәвәрни аңлиған ибадәтханидики [мәсъул] каһин һәм қаравулларниң башлиғи вә баш каһинлар: — «Әнди бу иш зади қандақ болуп кетәр?» дейишип алақзадиликкә чөмди.
25 Дәл шу чағда, бир киши кирип: — Қараңлар, силәр зинданға қамиған адәмләр ибадәтхана һойлисида туруп халайиққа тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.
26 Буниң билән, һелиқи қаравуллар башлиғи сипаһлирини башлап берип, [расулларни] елип кәлди. Бирақ улар халайиқ бизни чалма-кесәк қилиши мүмкин дәп қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.
27 Улар [расулларни] елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмидикиләр алдида турғузди. Баш каһин уларни сорақ қилип:
28 — Биз әсли силәрни бу намда кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ агаһландурған едуқ. Лекин мана, силәр йәнә шу тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни қаплидиңлар һәмдә бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.
29 Лекин Петрус вә [башқа] расуллар җавап берип мундақ деди: — Инсанға әмәс, Худаға итаәт қилиш керәк!
30 Силәр тутуп яғачқа есип өлтүргән Әйсани, ата-бовимизниң Худаси тирилдүрди.
31 Худа Исраил хәлқини товва қилишқа вә гуналириниң кәчүрүлишикә муйәссәр қилиш үчүн, уни улуқлап Йетәкчи һәм Қутқузғучи сүпитидә Өзиниң оң йениға көтирип олтарғузди.
32 Биз бу ишларға гувачилармиз; шундақла Худа Өзигә итаәт қилғучиларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларға гувачидур.
33 Улар бу сөзләрни аңлап қәлбигә санҗилғандәк болуп [расулларни] өлтүрүшкә мәслиһәтләшти.
34 Лекин кеңәшмә ичидә пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған Пәрисий мәзһипидики Гамалийәл исимлиқ бир Тәврат өлимаси бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бирдәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйруди.
35 Андин у [кеңәшмидикиләргә] мундақ деди: — Әй Исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта өзүңларға еһтият қилиңлар!
36 Илгири, һелиқи Тәвдас исимлиқ өзини чоң тутуп оттуриға чиққан еди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм қошулди. Бирақ у өзи өлтүрүлди вә барлиқ әгәшкүчилири тарқилип кетип, униң иши йоққа чиқти.
37 Андин кейин нопус тизимлаш күнлиридә, Галилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму йоқитилип, барлиқ әгәшкүчилириму тарқитиветилгән.
38 Әнди силәргә нәсиһитим шуки: Бу кишиләр билән кариңлар болмисун! Уларни ихтияриға қоюп бериңлар. Чүнки әгәр бу еқим яки бу иш пәқәт инсандин кәлгән болса, җәзмән йоққа чиқиду.
39 Лекин әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр! Һәтта өзүңлар Худаға һуҗум қилғучилар болуп чиқисиләр!
40 Алий кеңәшмидикикиләр несиһәтни қобул қилди; улар расулларни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, уларға һәргиз Әйсаниң намида сөзлимәсликни агаһландурди. Андин уларни қоюп бәрди.
41 Расуллар әнди кеңәшминиң оттурисидин чиқип, өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди.
42 Улар йәнила һәр күни ибадәтхана һойлисида вә өйму-өй берип тәлим бериштин вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаштин һеч тохтимиди.