< Паалийәтлири 3 >
1 Бир күни ибадәтханида дуа қилинидиған вақитта, йәни чүштин кейин саат үчтә, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға чиқип барған еди.
2 Шу пәйттә бир туғма токур адәмму бу йәргә елип келиниватқан еди. Һәр күни, кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тилисун дәп, ибадәтханидики «Гөзәл дәрваза» алдиға әкелип қоятти.
3 У Петрус билән Юһаннаниң ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.
4 Петрус билән Юһанна униңға нәзирини салди. Петрус униңға: — Бизгә қара! — деди.
5 У улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини үзмәй қарап туратти.
6 Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ; лекин қолумда барини саңа берәй. Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, орнуңдин туруп маң! — девиди,
7 уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. У адәмниң пут вә ошуқ беғишлири шуан күчләндүрүлүп,
8 орнидин дәс туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә оқуған һалда улар билән биллә ибадәтхана һойлисиға кирди.
9 Барлиқ халайиқ униң меңип Худаға мәдһийә оқуғанлиғини көрүп
10 униң ибадәтханидики «гөзәл дәрваза» алдида сәдиқә тиләп олтиридиған һелиқи адәм екәнлигини тонуп, униңда йүз бәргинигә һәйрануһәс болуп даң қетип қелишти.
11 [Сақайған киши] Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанда, һәйран болушқан барлиқ хәлиқ уларниң йениға [ибадәтханидики] «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгүрүп келишти.
12 Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — И Исраиллар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Биз худди өз күч-кудритимиз яки ихласмәнлигимизгә тайинип бу адәмни маңдурғандәк бизгә неманчә тикилип қарайсиләр?
13 Әмәлийәттә болса, ата-бовилиримизниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси Өз хизмәткари болған Әйсани шан-шәрәп билән улуқлиған. Бирақ силәр болсаңлар уни [римлиқларға] тутуп бәрдиңлар; андин [валий] Пилатус уни қоюп беришни һөкүм қилғандин кейин, силәр Пилатусниң алдида униңдин тенип рәт қилиштиңлар.
14 Мана силәр Муқәддәс вә Һәққаний Болғучидин тенип, уни рәт қилип [Пилатустин] униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар.
15 Шундақ қилип, һаятлиқни барлиққа Кәлтүргүчини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа уни өлүмдин тирилдүрди, биз мана буниңға гувачидурмиз.
16 Мана униң намиға қилған етиқат арқилиқ, униң нами силәр көрүватқан вә тонуйдиған бу адәмгә дәрман киргүзди; униң арқилиқ болған етиқат у кишини көз алдиңларда сәллимаза сақ-саламәт қилди.
17 Әнди қериндашлар, силәрниң вә шуниңдәк силәрниң башлиқлириңларниңму бу ишни ғәпләттә қилғанлиғиңларни билимән.
18 Лекин Худа барлиқ пәйғәмбәрләрниң ағзи билән алдин-ала җакалиғанлирини, йәни униң Мәсиһиниң азап-оқубәт тартидиғанлиғини шу йол билән әмәлгә ашурди.
19 Шуниң үчүн гунайиңларниң өчүрүветилиши үчүн һазир товва қилип йоллириңлардин бурулуңлар! Шундақ қилғанда, инсанларниң җенини йеңиландуридиған пәсил-күнләр Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип келиду
20 вә у силәр үчүн алдин тикләнгән Мәсиһ, йәни Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду.
21 Һазирчә болса, Худаниң дәсләптики заманлардин тартип муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи билән ейтқинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлмигичә, әршләр уни қобул қилип, униңға макан болиду. (aiōn )
22 Муса дәрвәқә мундақ дегән еди: — «Пәрвәрдигар Худайиңлар өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәр турғузиду. Униң силәргә ейтқан барлиқ сөзлирини аңлап, униңға толуқ итаәт қилишиңлар керәк!
23 Чүнки бу пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанларниң һәр бири хәлиқ қатаридин үзүп ташлиниду».
24 Дәрвәқә, Самуил [пәйғәмбәр] вә униңдин кейин келип бешарәтләрни йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләр тоғрисида алдин-ала ейтқан.
25 Силәр бу пәйғәмбәрләрниң пәрзәнтлирисиләр вә Худа ата-боваңлар билән түзгән әһдиниң пәрзәнтлиридурсиләр — бу әһдә бойичә Худа Ибраһимға: «Сениң нәслиң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-җәмәтләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дәп вәдә бәргән.
26 Шуңа Худа һәр бириңларни өз рәзилликлириңлардин қайтуруп, силәргә бәхит-бәрикәт ата қилиш үчүн, хизмәткари Әйсани турғузуп, уни авал силәргә әвәтти.