< Паалийәтлири 28 >
1 Биз қутулуп сақ-саламәт қирғаққа чиққандин кейин, у аралниң Малта дәп атилидиғанлиғини билдуқ.
我們既已得救,才知道那島名叫馬耳他。
2 Йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди; чүнки у чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.
土人看待我們,有非常的情分;因為當時下雨,天氣又冷,就生火接待我們眾人。
3 Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташливиди, иссиқтин етилип чиққан бир зәһәрлик илан униң қолини чишлигиничә чаплишивалди.
那時,保羅拾起一捆柴,放在火上,有一條毒蛇,因為熱了出來,咬住他的手。
4 Шу йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә: — Бу адәм чоқум бир қатил екән! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди, — дейишти.
土人看見那毒蛇懸在他手上,就彼此說:「這人必是個兇手,雖然從海裏救上來,天理還不容他活着。」
5 Лекин Павлус иланни отниң ичигә силкип атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди.
保羅竟把那毒蛇甩在火裏,並沒有受傷。
6 Хәлиқ униңға бәдини ишшип кетиду яки у туюқсиз жиқилип өлиду дәп қарап туратти. Лекин узун вақит қарап туруп, униңда һеч қандақ бенормал һаләтниң болмиғанлиғини көрүп, ойлиғинидин йенип: — Бу бир илаһ болса керәк! — дейишти.
土人想他必要腫起來,或是忽然仆倒死了;看了多時,見他無害,就轉念,說:「他是個神。」
7 У йәрниң әтрапидики жутта, арал башлиғи (Публиюс дәп аталған)ниң бир нәччә йәр-етизлири бар еди. У бизни өйигә башлап, үч күн қизғин меһман қилип күтти.
離那地方不遠,有田產是島長部百流的;他接納我們,盡情款待三日。
8 У чағда шундақ болдики, Публиюсниң атисиниң қизитмиси өрләп, толғақ болуп йетип қалған екән. Павлус униң йениға кирип, дуа қилип үстигә қолини тәккүзүп, уни сақайтип қойди.
當時,部百流的父親患熱病和痢疾躺着。保羅進去,為他禱告,按手在他身上,治好了他。
9 Шуниңдин кейин аралдики қалған кесәлләрниң һәммиси униң алдиға келип, сақайтилди.
從此,島上其餘的病人也來,得了醫治。
10 Улар бизниң һөрмитимизгә нурғун соғатларни беғишлиған болуп, ахирда бу йәрдин йәнә йолға чиққан вақтимизда, бизни йолға лазимлиқ нәрсә-керәкләр билән тәминлиди.
他們又多方地尊敬我們;到了開船的時候,也把我們所需用的送到船上。
11 Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Аралда үч ай турғандин кейин, бу кемә билән йолға чиқтуқ.
過了三個月,我們上了亞歷山大的船往前行;這船以「宙斯雙子」為記,是在那海島過了冬的。
12 Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ.
到了敘拉古,我們停泊三日;
13 Андин айлинип меңип, [Италийәдики] Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ.
又從那裏繞行,來到利基翁。過了一天,起了南風,第二天就來到部丟利。
14 У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ.
在那裏遇見弟兄們,請我們與他們同住了七天。這樣,我們來到羅馬。
15 Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, [бәзилири] «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди.
那裏的弟兄們一聽見我們的信息就出來,到亞比烏市和三館 地方迎接我們。保羅見了他們,就感謝上帝,放心壯膽。
16 Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди.
進了羅馬城,保羅蒙准和一個看守他的兵另住在一處。
17 Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
過了三天,保羅請猶太人的首領來。他們來了,就對他們說:「弟兄們,我雖沒有做甚麼事干犯本國的百姓和我們祖宗的規條,卻被鎖綁,從耶路撒冷解在羅馬人的手裏。
18 Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди.
他們審問了我,就願意釋放我;因為在我身上,並沒有該死的罪。
19 Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс.
無奈猶太人不服,我不得已,只好上告於凱撒,並非有甚麼事要控告我本國的百姓。
20 Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур.
因此,我請你們來見面說話,我原為以色列人所指望的,被這鍊子捆鎖。」
21 Улар Павлусқа: — Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди.
他們說:「我們並沒有接着從猶太來論你的信,也沒有弟兄到這裏來報給我們說你有甚麼不好處。
22 Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң [сән тәвә болған] бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.
但我們願意聽你的意見如何;因為這教門,我們曉得是到處被毀謗的。」
23 Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға [сөз-каламни] шәрһләп, Худаниң падишалиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди.
他們和保羅約定了日子,就有許多人到他的寓處來。保羅從早到晚,對他們講論這事,證明上帝國的道,引摩西的律法和先知的書,以耶穌的事勸勉他們。
24 Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди.
他所說的話,有信的,有不信的。
25 Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди: — Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан:
他們彼此不合,就散了;未散以先,保羅說了一句話,說:「聖靈藉先知以賽亞向你們祖宗所說的話是不錯的。
26 — «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
他說: 你去告訴這百姓說: 你們聽是要聽見,卻不明白; 看是要看見,卻不曉得;
27 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим»».
因為這百姓油蒙了心, 耳朵發沉, 眼睛閉着; 恐怕眼睛看見, 耳朵聽見, 心裏明白,回轉過來, 我就醫治他們。
28 Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти.
所以你們當知道,上帝這救恩,如今傳給外邦人,他們也必聽受。」
30 [Павлус] өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип,
保羅在自己所租的房子裏住了足足兩年。凡來見他的人,他全都接待,
31 толиму жүрәклик билән һәм һеч тосалғуға учримай, Худаниң падишалиғини җар қилип, Рәб Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрни йәткүзүп тәлим бәрди.
放膽傳講上帝國的道,將主耶穌基督的事教導人,並沒有人禁止。