< Паалийәтлири 27 >
1 Бизниң Италийәгә деңиз йоли билән беришимиз қарар қилинғандин кейин, әмәлдарлар Павлус билән башқа бир нәччә мәһбусни «Авғустус қисми»дики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшурди.
And when it was determined that we should sail for Italy, they delivered Paul and certain other prisoners to a centurion named Julius, of the Augustan band.
2 Биз Адрамиттиумниң бир кемисигә чиқтуқ. Кемә Асия өлкисиниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баратти. Тесалоника шәһиридин болған Македонийәлик, Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.
And going on board a ship of Adramyttium, about to sail along the coasts of Asia, we put to sea; Aristarchus, a Macedonian of Thessalonica, being with us.
3 Әтиси биз Зидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға берип уларниң ғәмхорлиғини қобул қилишиға рухсәт қилди.
And the next day we landed at Sidon; and Julius treated Paul kindly, and gave him leave to go to his friends, and receive their care.
4 Биз у йәрдин йәнә деңизға чиқтуқ. Шамаллар қеришқандәк қарши тәрипимиздин чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.
And thence putting to sea, we sailed under Cyprus, because the winds were contrary.
5 Киликийә вә Памфилийә өлкилириниң удулидики деңиздин өтүп, Ликийә өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.
And having sailed over the sea along Cilicia and Pamphylia, we came to Myra, a city of Lycia.
6 Шу йәрдә йүз беши Искәндәрийә шәһиридики Италийәгә баридиған башқа бир кемини тепип, бизни униңға чиқирип қойди.
And there the centurion, finding a ship of Alexandria about to sail for Italy, put us on board of it.
7 Деңизда көп күнләр наһайити аста меңип, тәсликтә Кинидос шәһириниң удулиға кәлдуқ. Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний [йерим арили]дин өтүп,
And sailing slowly some days, and having with difficulty arrived over against Cnidus, the wind not permitting us to put in, we sailed under Crete, over against Salmone;
8 деңизда тәсликтә илгириләп қирғақни бойлап, Ласея шәһиригә йеқин болған «Гөзәл арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
and coasting along it with difficulty we came to a place called Fair Havens, near which was the city Lasea.
9 Сәпәр билән хелә вақитлар өтүп, роза күни аллиқачан өткән болғачқа, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә несиһәт қилип:
And much time having been spent, and the voyage being now dangerous, because the Fast had already gone by, Paul advised them,
10 — Бурадәрләр, бу сәпәрниң балаю-апәт вә еғир зиян билән түгәйдиғанлиғини көрүватимән; мал вә кемидин мәһрум болупла қалмай, сәпәр өз җенимизғиму замин болиду! — дәп агаһландурди.
saying, Sirs, I perceive that this voyage will be with injury and much loss, not only of the lading and the ship, but also of our lives.
11 Бирақ йүз беши болса Павлусниң сөзигә ишәнмәй, кемә башлиғи билән кемә егисиниң сөзигә ишәнди.
But the centurion believed the master and the owner of the ship more than what was spoken by Paul.
12 Униң үстигә, бу портму қишлашқа мувапиқ җай болмиғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Феникс болса Крет арилидики бир деңиз порти болуп, бир тәрипи ғәрбий җәнупқа вә бир тәрипи ғәрбий шималға қарайтти.
And as the harbor was not well situated for wintering, the greater part advised to sail thence also, if by any means they might reach Phoenix, a harbor of Crete, looking toward the southwest and northwest, and there winter.
13 Җәнуптин мәйин шамал чиқивататти, көпчилик нишанимизға йетидиған болдуқ дәп, ләңгәрни еливетип, кемини Крет арилиниң қирғиқини бойлап һайдап маңди.
And when a south wind blew gently, supposing that they had obtained their purpose, they weighed anchor, and coasted along close by Crete.
14 Лекин узун өтмәй, аралдин қаттиқ «шәрқий шималдин кәлгүчи» дәп атилидиған әшәддий қара боран чиқип кәтти.
But not long after, there rushed against it a tempestuous wind, called Euroclydon.
15 Кемә буранниң қамаллиғида қалғачқа, уни шамалға йүзләндүрәлмәй, боранниң мәйличә меңишиға қоюп бәрдуқ.
And the ship being caught, and unable to face the wind, we gave up to it, and were driven along.
16 Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ. Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди. Кеминиң Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилириға қеқилип петип қелишидин қорқуп, тормуз ләңгәрлирини чүшүрүп, кемини шамалниң һайдишигә қоюп бәрди.
And running under a certain small island called Clauda, we were hardly able to get possession of the boat;
which when they had taken up, they used helps, undergirding the ship; and fearing lest they should run into the Syrtis, they lowered the sail and so were driven.
18 Боран үстимизгә шиддәтлик соққачқа, әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди.
And as we were violently tempest-tossed, the next day they began to lighten the vessel;
19 Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти.
and the third day we cast out with our own hands the movables of the ship.
20 Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди.
And as neither sun nor stars had appeared for many days, and no small tempest lay on us, thenceforward all hope that we should be saved was taken away.
21 Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп: — Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар.
And after there had been much abstinence from food, Paul stood up in the midst of them and said, Sirs, ye should have hearkened to me, and not have put to sea from Crete, nod thus brought upon yourselves this injury and loss.
22 Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр.
And now I exhort you to be of good cheer; for there will be no loss of life among you, but only of the ship.
23 Чүнки мән тәвә болған вә ибадәт-хизмитини қилип кәлгән Худаниң бир пәриштиси түнүгүн кечә йенимға келип
For there stood by me this night an angel of God, whose I am, and whom I serve,
24 маңа: «Павлус, қорқма! Сән Қәйсәрниң алдиға берип турушуң керәк; вә мана, Худа шапаәт қилип сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисиниң җенини тилигиниңни саңа иҗабәт қилди!» деди.
saying, Fear not, Paul! Thou must stand before Caesar; and lo, God hath given thee all those that sail with thee.
25 Шуниң үчүн әй әпәндиләр, ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Худаға ишинимәнки, маңа қандақ ейтилған болса шундақ әмәлгә ашурулиду.
Wherefore, sirs, be of good cheer; for I believe God, that it will be just as it hath been told me.
26 Бирақ биз мәлум аралниң қирғиқиға урулуп кетишимиз муқәррәр болиду.
But we must be cast upon some island.
27 Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси, кемә Адриатик деңизида ләйләп жүрүватқан болуп, түн ниспидә, кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қаптуқ, дәп ойлиди.
And when the fourteenth night had come on, as we were driven onward in the Adriatic sea, about midnight the sailors suspected that they were near some country;
28 Улар чоңқурлуқни өлчәш арғамчисини деңизға чүшүрүп, суниң чоңқурлуғини өлчәп көргән еди, жигирмә ғулач чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчивиди, он бәш ғулач чиқти.
and sounding, they found twenty fathoms; and having gone a little further and sounded again, they found fifteen fathoms;
29 Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кеминиң кәйнидин төрт ләңгәрни ташливетип, таң етишни тәлмүрүп күтүп турди.
then fearing lest we should fall upon rocks, they cast four anchors out of the stern, and wished for day.
30 Лекин кемичиләр кемидин қачмақчи болуп кеминиң бешидинму ләңгәрни елип ташливетәйли дәп банә көрситип, қолвақни деңизға чүшүрди.
And as the sailors were seeking means to escape from the ship, when they had lowered the boat into the sea, under the pretence that they were about to carry out anchors from the foreship,
31 Павлус йүз беши вә ләшкәрләргә: — Бу [кемичиләр] кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.
Paul said to the centurion and to the soldiers, If these men do not stay in the ship, ye cannot be saved.
32 Буниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң арғамчилирини кесип, уни ләйлитип қойди.
Then the soldiers cut off the ropes of the boat, and let it fall off.
33 Таң атай дегәндә, Павлус һәммәйләнни бир аз ғизалинивелишқа дәвәт қилди. У: — Силәрниң дәккә-дүккә ичидә һеч немә йемәй турғиниңларға он төрт күн болди.
And while the day was coming on, Paul exhorted them all to take food; saying, This is the fourteenth day that ye have waited, and continued fasting, having taken nothing.
34 Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Чүнки һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилишқа тоғра келиду; чүнки һеч қайсиңларниң бешидики бир тал мойму зиянға учримайду! — деди.
Wherefore I exhort you to take food; for this is for your safety; for there shall not a hair be lost from the head of one of you.
35 Бу сөзни қилип болуп, у қолиға бир парчә нанни елип, көпчиликниң алдида Худаға тәшәккүр ейтип уштуп йеди.
And having thus spoken, he took bread, and gave thanks to God in presence of them all, and having broken it, he began to eat.
36 Шуниң билән һәммәйлән ғәйрәтлинип ғизалинишқа башлиди
Then were they all of good cheer, and they also took food.
37 (кемидә биз җәмий икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ).
And there were of us in the ship in all two hundred and seventy-six souls.
38 Һәммәйлән қосақлирини тоқлиғандин кейин, кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташливәтти.
And when they had eaten enough, they lightened the ship, casting out the grain into the sea.
39 Таң атқанда, кемичиләр қуруқлуқниң нә екәнлигини тонумиди. Лекин униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә урулдуруп қуруқлуққа чиқармақчи болди.
And when it was day, they did not know the land; but they observed a certain creek having a beach, into which they determined, if possible, to run the ship.
40 Улар алди билән ләңгәрләрни бошиветип, уларни деңизға ташливәтти. Шуниң билән бир вақитта, кеминиң икки йөнилиш палиқиниң бағлирини бошитип, уларни чүшүрүвәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни шамалға чиқирип, кемини қумлуқниң қирғиқиға қаритип маңдурди.
And cutting away the anchors, they left them in the sea, and at the same time unfastening the rudder-bands, and hoisting the foresail to the wind, they made toward the beach.
41 Әнди икки еқим бир-биригә учрашқан йәргә кирип қелип, улар кемини қираққа соқтурувалди; кеминиң беши деңиз тегигә урулуп петип, мидирлимай қалди, лекин кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәрбиси билән чувулуп кетишкә башлиди.
And falling into a place having the sea on both sides, they ran the ship aground; and the prow stuck fast, and remained immovable, but the stern was breaking to pieces with the violence [[of the waves]].
42 Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишиниң алдини елиш үчүн, һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди.
And on the part of the soldiers there was a plan to kill the prisoners, lest any one should swim out and escape.
43 Лекин йүз беши Павлусни қутқузушни халиған болуп, ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән су үзүшни билидиғанларниң суға чүшүп қирғаққа чиқишини,
But the centurion, wishing to save Paul, kept them from their purpose, and ordered those who could swim to cast themselves first into the sea, and get to land,
44 қалғанларниң бәзилирини тахтайларға, бәзилирини кеминиң чувулуп кәткән парчилириға есилип, қирғаққа чиқишини буйруди. Шундақ болдики, һәммәйлән қутулуп сақ-саламәт қуруқлуққа чиқти.
and the rest, some on boards, and others on something from the ship. And in this way it came to pass, that they all escaped safe to land.