< Паалийәтлири 26 >

1 Шуниң билән, Агриппа Павлусқа: — Өзүңниң гепиңни қилишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини созуп өзини ақлашқа башлиди:
ܘܐܡܪ ܐܓܪܦܘܤ ܠܦܘܠܘܤ ܡܦܤ ܠܟ ܠܡܡܠܠܘ ܥܠ ܐܦܝ ܢܦܫܟ ܗܝܕܝܢ ܦܘܠܘܤ ܦܫܛ ܐܝܕܗ ܘܢܦܩ ܗܘܐ ܪܘܚܐ ܘܐܡܪ
2 — И Агриппа хан, бүгүн алдилирида Йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлар тоғрилиқ җавап бериш пурситигә несип болғанлиғим үчүн, болупму өзлириниң Йәһудийларниң адәтлири вә уларниң арисидики талаш-тартишлиридин хәвәрлири болғанлиғи үчүн өзүмни бәхитлик һесаплаймән! Шуниң үчүн дегәнлиримни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.
ܥܠ ܟܠ ܡܐ ܕܡܬܪܫܐ ܐܢܐ ܡܢ ܝܗܘܕܝܐ ܡܠܟܐ ܐܓܪܦܐ ܤܒܪ ܐܢܐ ܥܠ ܢܦܫܝ ܕܛܘܒܢܐ ܐܢܐ ܕܩܕܡܝܟ ܝܘܡܢܐ ܢܦܩ ܐܢܐ ܪܘܚܐ
3
ܝܬܝܪܐܝܬ ܕܝܕܥ ܐܢܐ ܕܡܦܤ ܐܢܬ ܒܟܠܗܘܢ ܙܛܡܐ ܘܢܡܘܤܐ ܕܝܗܘܕܝܐ ܡܛܠ ܗܢܐ ܒܥܐ ܐܢܐ ܡܢܟ ܕܒܡܓܪܬ ܪܘܚܐ ܬܫܡܥܢܝ
4 Мениң дәсләпки вақитлиримда, йәни кичигимдин тартип өз елимдә, Йерусалимда жүрүш-турушумниң қандақ екәнлиги Йәһудийларниң һәммисигә аян.
ܝܕܥܝܢ ܐܢܘܢ ܓܝܪ ܐܦ ܗܢܘܢ ܝܗܘܕܝܐ ܐܢ ܨܒܝܢ ܕܢܤܗܕܘܢ ܕܘܒܪܝ ܕܡܢ ܛܠܝܘܬܝ ܕܗܘܘ ܠܝ ܡܢ ܫܘܪܝܐ ܒܥܡܝ ܘܒܐܘܪܫܠܡ
5 Улар шу дәсләпки вақтимдин бери мени тонуғачқа (әгәр халисаиди, шуниңға гувалиқ берәтти), мениң ибадәт түзүмидики әң тәләпчан мәзһәпниң шәртлири бойичә яшап, йәни Пәрисий болуп өмрүмни өткүзгинимни билиду.
ܡܛܠ ܕܡܢ ܢܘܓܪܐ ܡܦܤܝܢ ܒܝ ܘܝܕܥܝܢ ܕܒܝܘܠܦܢܐ ܪܫܝܐ ܕܦܪܝܫܐ ܚܝܝܬ
6 Әнди мән Худа ата-бовилиримизға қилған вәдигә бағлиған үмүтүм түпәйлидин һазир сорақ қилиниватимән.
ܘܗܫܐ ܥܠ ܤܒܪܐ ܕܫܘܘܕܝܐ ܕܗܘܐ ܗܘܐ ܠܐܒܗܬܢ ܡܢ ܐܠܗܐ ܩܐܡ ܐܢܐ ܘܡܬܕܝܢ ܐܢܐ
7 Шу [вәдиниң] несивисигә йетишни бизниң пүткүл он икки қәбилимиз кечә-күндүз тохтавсиз Худаға ибадәт қилип үмүт қилмақта. И алийлири, Йәһудийларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири дәл шу үмүткә бағлиқтур!
ܕܥܠ ܗܢܐ ܤܒܪܐ ܬܪܬܥܤܪܐ ܫܪܒܢ ܡܤܒܪܢ ܕܢܡܢܥܢ ܒܨܠܘܬܐ ܚܦܝܛܬܐ ܕܐܝܡܡܐ ܘܕܠܠܝܐ ܘܥܠܘܗܝ ܥܠ ܗܢܐ ܤܒܪܐ ܡܬܪܫܐ ܐܢܐ ܡܢ ܐܝܕܝ ܝܗܘܕܝܐ ܡܠܟܐ ܐܓܪܦܐ
8 [Халайиқ], Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?
ܡܢܐ ܕܝܢܝܢ ܐܢܬܘܢ ܠܐ ܘܠܐ ܕܢܗܝܡܢ ܕܡܩܝܡ ܐܠܗܐ ܡܝܬܐ
9 Дәрвәқә, өзүмму әслидә Насарәтлик Әйсаниң намиға қарши нурғун ишларни қилишим керәк дәп қайил едим
ܐܢܐ ܓܝܪ ܡܢ ܩܕܝܡ ܤܡܬ ܒܪܥܝܢܝ ܕܤܩܘܒܠܐ ܤܓܝܐܐ ܐܤܥܘܪ ܠܘܩܒܠ ܫܡܗ ܕܝܫܘܥ ܢܨܪܝܐ
10 вә Йерусалимда әнә шундақ ишларни қилған едим. Баш каһинлардин һоқуқ елип, өзүм Худаниң нурғун муқәддәс бәндилирини зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим.
ܗܕܐ ܕܥܒܕܬ ܐܦ ܒܐܘܪܫܠܡ ܘܩܕܝܫܐ ܤܓܝܐܐ ܐܪܡܝܬ ܒܝܬ ܐܤܝܪܐ ܒܫܘܠܛܢܐ ܕܩܒܠܬ ܡܢ ܪܒܝ ܟܗܢܐ ܘܟܕ ܡܬܩܛܠܝܢ ܗܘܘ ܡܢܗܘܢ ܐܫܬܘܬܦܬ ܠܐܝܠܝܢ ܕܚܝܒܘ ܐܢܘܢ
11 Мән һәммә синагогларда көп қетим уларни издәп тепип җазалап, күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим. Мән уларға тәлвиләрчә өч болуп, һәтта яқа жуттики шәһәрләргә берип, уларға зиянкәшлик қилған едим.
ܘܒܟܠ ܟܢܘܫܐ ܡܫܬܢܕ ܗܘܝܬ ܒܗܘܢ ܟܕ ܐܠܨ ܗܘܝܬ ܕܢܗܘܘܢ ܡܓܕܦܝܢ ܒܫܡܗ ܕܝܫܘܥ ܘܒܪܘܓܙܐ ܤܓܝܐܐ ܕܡܠܐ ܗܘܝܬ ܥܠܝܗܘܢ ܐܦ ܠܡܕܝܢܬܐ ܐܚܪܢܝܬܐ ܢܦܩ ܗܘܝܬ ܠܡܪܕܦ ܐܢܘܢ
12 Бу ишларда болуп баш каһинлар бәргән толуқ вәкиллик һоқуқи билән Дәмәшқ шәһиригә қарап сәпәр қиливататтим.
ܘܟܕ ܐܙܠ ܗܘܝܬ ܡܛܠ ܗܕܐ ܠܕܪܡܤܘܩ ܒܫܘܠܛܢܐ ܘܒܡܦܤܢܘܬܐ ܕܪܒܝ ܟܗܢܐ
13 Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән, қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм.
ܒܦܠܓܗ ܕܝܘܡܐ ܒܐܘܪܚܐ ܚܙܝܬ ܡܢ ܫܡܝܐ ܐܘ ܡܠܟܐ ܕܐܙܠܓ ܥܠܝ ܘܥܠ ܟܠ ܕܥܡܝ ܗܘܘ ܢܘܗܪܐ ܕܡܝܬܪ ܡܢ ܕܫܡܫܐ
14 Һәммимиз йәргә жиқилған болуп мән ибраний тилида ейтилған: «Әй Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» дегән бир авазни аңлидим.
ܘܢܦܠܢ ܟܠܢ ܥܠ ܐܪܥܐ ܘܫܡܥܬ ܩܠܐ ܟܕ ܐܡܪ ܠܝ ܥܒܪܐܝܬ ܫܐܘܠ ܫܐܘܠ ܡܢܐ ܪܕܦ ܐܢܬ ܠܝ ܩܫܐ ܗܘ ܠܟ ܠܡܒܥܛܘ ܠܥܘܩܤܐ
15 Мән: — «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, Рәб маңа: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән!
ܘܐܢܐ ܐܡܪܬ ܡܢ ܐܢܬ ܡܪܝ ܘܡܪܢ ܐܡܪ ܠܝ ܐܢܐ ܗܘ ܝܫܘܥ ܢܨܪܝܐ ܕܐܢܬ ܪܕܦ ܐܢܬ
16 Әнди орнуңдин тур; чүнки Мән сени сән көргән ишларға һәмдә Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум.
ܘܐܡܪ ܠܝ ܩܘܡ ܥܠ ܪܓܠܝܟ ܡܛܠ ܗܕܐ ܓܝܪ ܐܬܚܙܝܬ ܠܟ ܕܐܩܝܡܟ ܡܫܡܫܢܐ ܘܤܗܕܐ ܕܡܕܡ ܕܚܙܝܬܢܝ ܘܕܥܬܝܕ ܐܢܬ ܕܬܚܙܝܢܝ
17 Мән сени өз хәлқиңниң һәм әлләрниң қолидин қутқузимән — чүнки мән сени ят әлликләрниң көзлирини ечип, уларниң қараңғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтанниң илкидин Худаға бағлинишқа бурулуши үчүн уларниң арисиға әвәтимән. Шуниң билән улар гуналириниң кәчүрүмигә, шундақла Маңа етиқат қилиш арқилиқ пак-муқәддәс қилинғанларниң арисида мирасқа муйәссәр болиду» — деди.
ܘܐܦܨܝܟ ܡܢ ܥܡܐ ܕܝܗܘܕܝܐ ܘܡܢ ܥܡܡܐ ܐܚܪܢܐ ܕܠܘܬܗܘܢ ܡܫܕܪ ܐܢܐ ܠܟ
ܕܬܦܬܚ ܥܝܢܝܗܘܢ ܐܝܟ ܕܢܗܦܟܘܢ ܡܢ ܚܫܘܟܐ ܠܢܗܝܪܐ ܘܡܢ ܫܘܠܛܢܗ ܕܤܛܢܐ ܠܘܬ ܐܠܗܐ ܘܢܩܒܠܘܢ ܫܘܒܩܢ ܚܛܗܐ ܘܦܤܐ ܥܡ ܩܕܝܫܐ ܒܗܝܡܢܘܬܐ ܕܒܝ
19 Шуңа, и Агриппа алийлири, мән әрштин кәлгән бу ғайипанә көрүнүшкә итаәтсизлик қилмидим.
ܡܛܠ ܗܕܐ ܡܠܟܐ ܐܓܪܦܐ ܠܐ ܩܡܬ ܒܚܪܝܢܐ ܠܘܩܒܠ ܚܙܘܐ ܫܡܝܢܐ
20 Бәлки алди билән Дәмәшқ хәлқигә, андин Йерусалим шәһиридикиләргә, пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләргә һәмдә ят әлликләргиму, «Товва қилип, Худаға бағлиниңлар, шундақла товва қилишқа уйғун әмәлләрни көрситиңлар» дәп җакалап хәвәр йәткүзүп кәлдим.
ܐܠܐ ܐܟܪܙܬ ܡܢ ܠܩܘܕܡܝܢ ܠܗܢܘܢ ܕܒܕܪܡܤܘܩ ܘܠܗܢܘܢ ܕܒܐܘܪܫܠܡ ܘܕܒܟܠܗܝܢ ܩܘܪܝܐ ܕܝܗܘܕ ܘܐܦ ܠܥܡܡܐ ܐܟܪܙܬ ܕܢܬܘܒܘܢ ܘܢܬܦܢܘܢ ܠܘܬ ܐܠܗܐ ܘܢܥܒܕܘܢ ܥܒܕܐ ܕܫܘܝܢ ܠܬܝܒܘܬܐ
21 Бу ишлар түпәйлидин Йәһудийлар мени ибадәтхана һойлисида тутуп, муштлап өлтүрүвәтмәкчи болушти.
ܘܥܠ ܐܦܝ ܗܠܝܢ ܐܚܕܘܢܝ ܝܗܘܕܝܐ ܒܗܝܟܠܐ ܘܨܒܝܢ ܗܘܘ ܠܡܩܛܠܢܝ
22 Лекин бүгүнгичә Худаниң ярдәм-мәдитигә муйәссәр болуп мән чиң туруватимән, төвәндикиләр болсун жуқуридикиләр болсун һәммәйләнгә гувалиқ берип кәлдим. Гувалиғим дәл пәйғәмбәрләр һәм Муса өзи бешарәт қилип ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс —
ܥܕܪܢܝ ܕܝܢ ܐܠܗܐ ܥܕܡܐ ܠܝܘܡܐ ܗܢܐ ܘܗܐ ܩܐܡ ܐܢܐ ܘܡܤܗܕ ܐܢܐ ܠܙܥܘܪܐ ܘܠܪܒܐ ܟܕ ܡܕܡ ܠܒܪ ܡܢ ܡܘܫܐ ܘܢܒܝܐ ܠܐ ܐܡܪ ܐܢܐ ܐܠܐ ܐܝܠܝܢ ܕܗܢܘܢ ܐܡܪܘ ܕܥܬܝܕܢ ܕܢܗܘܝܢ
23 демәк, Мәсиһ җәзмән азап-оқубәт чекип, тунҗа болуп өлүмдин тирилгүчи болуп [Йәһудий] хәлқигә һәм пүткүл әлләргиму йоруқлуқ җакалайду.
ܕܢܚܫ ܡܫܝܚܐ ܘܢܗܘܐ ܪܫܝܬܐ ܕܩܝܡܬܐ ܕܡܢ ܒܝܬ ܡܝܬܐ ܘܕܥܬܝܕ ܕܢܟܪܙ ܢܘܗܪܐ ܠܥܡܐ ܘܠܥܡܡܐ
24 Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға: — Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди.
ܘܟܕ ܗܟܢܐ ܢܦܩ ܗܘܐ ܦܘܠܘܤ ܪܘܚܐ ܩܥܐ ܦܗܤܛܘܤ ܒܩܠܐ ܪܡܐ ܫܢܝܬ ܠܟ ܦܘܠܐ ܤܦܪܐ ܤܓܝܐܐ ܥܒܕܟ ܕܬܫܢܐ
25 Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән.
ܐܡܪ ܦܘܠܘܤ ܠܐ ܫܢܝܬ ܢܨܝܚܐ ܦܗܤܛܘܤ ܐܠܐ ܡܠܝ ܫܪܪܐ ܘܬܩܢܘܬܐ ܡܡܠܠ ܐܢܐ
26 Чүнки [Агриппа] алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!
ܘܐܦ ܡܠܟܐ ܐܓܪܦܘܤ ܝܬܝܪܐܝܬ ܝܕܥ ܥܠܝܗܝܢ ܕܗܠܝܢ ܘܡܛܠ ܗܢܐ ܥܝܢ ܒܓܠܐ ܡܡܠܠ ܐܢܐ ܩܕܡܘܗܝ ܡܛܠ ܕܚܕܐ ܡܢ ܗܠܝܢ ܡܠܐ ܠܐ ܤܒܪ ܐܢܐ ܕܛܥܝܢ ܠܗ ܕܠܐ ܗܘܐ ܒܛܘܫܝܐ ܤܥܝܪܢ
27 — Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди.
ܡܗܝܡܢ ܐܢܬ ܡܠܟܐ ܐܓܪܦܐ ܠܢܒܝܐ ܝܕܥ ܐܢܐ ܕܡܗܝܡܢ ܐܢܬ
28 Агриппа Павлусқа: — Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.
ܐܡܪ ܠܗ ܐܓܪܦܘܤ ܒܩܠܝܠ ܡܕܡ ܡܦܝܤ ܐܢܬ ܠܝ ܕܐܗܘܐ ܟܪܤܛܝܢܐ
29 Павлус: — Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.
ܘܦܘܠܘܤ ܐܡܪ ܒܥܐ ܗܘܝܬ ܡܢ ܐܠܗܐ ܒܩܠܝܠ ܘܒܤܓܝ ܠܐ ܗܘܐ ܠܟ ܒܠܚܘܕ ܐܠܐ ܐܦ ܠܟܠܗܘܢ ܐܝܠܝܢ ܕܫܡܥܝܢ ܠܝ ܝܘܡܢܐ ܕܢܗܘܘܢ ܐܟܘܬܝ ܠܒܪ ܡܢ ܐܤܘܪܐ ܗܠܝܢ
30 Шуниң билән [Агриппа] хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп,
ܘܩܡ ܠܗ ܡܠܟܐ ܘܗܓܡܘܢܐ ܘܒܪܢܝܩܐ ܘܐܝܠܝܢ ܕܝܬܒܝܢ ܗܘܘ ܥܡܗܘܢ
31 [залдин] чиқип, бир-биригә: — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.
ܘܟܕ ܦܪܩܘ ܡܢ ܬܡܢ ܡܡܠܠܝܢ ܗܘܘ ܚܕ ܥܡ ܚܕ ܘܐܡܪܝܢ ܕܡܕܡ ܕܫܘܐ ܠܡܘܬܐ ܐܘ ܠܐܤܘܪܐ ܠܐ ܥܒܕ ܓܒܪܐ ܗܢܐ
32 Агриппа Фестусқа: — Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди.
ܘܐܡܪ ܐܓܪܦܘܤ ܠܦܗܤܛܘܤ ܡܫܟܚ ܗܘܐ ܓܒܪܐ ܗܢܐ ܕܢܫܬܪܐ ܐܠܘ ܒܓܢ ܩܤܪ ܠܐ ܩܪܐ

< Паалийәтлири 26 >